“уйғуряр фонди” 2018-йиллиқ оқуш ярдәм пули илтимасини қобул қилишқа башлиди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.12.14
turkiyede-oqush-mukapat-2018.jpg “уйғуряр фонди” уйғур оқуғучиларниң йеңи мәвсумлуқ оқуш ярдәм пули илтимасини қобул қилиш тоғрисидики елани.
uyghuryar.org

Түркийәдики алий мәктәпләрдә 2017-йиллиқ биринчи мәвсумлуқ дәрсләр ахирлишип, 2018-йиллиқ оқуш йилиға қәдәм бесиш алдида турған бүгүнки күндә “уйғуряр фонди” уйғур оқуғучиларниң йеңи мәвсумлуқ оқуш ярдәм пули илтимасини қобул қилишқа башлиди.

Мәзкур оқуш мукапат пулиға түркийәдә толуқ курс, магистирлиқ вә докторлуқта оқуватқанлар уйғур оқуғучилар илтимас қилса болидиған болуп, тизимлитиш вақти 2017-йили 30-декабир күнидин 2018-йили 10-февралғичә давамлишидикән.

Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн “уйғуряр фонди” ниң истанбулдики вәкили батур қараханли әпәнди, мәзкур фондниң малийәсигә мәсул кишилиридин мәмәт ели әпәнди вә өткән йили оқуш мукапат пулиға еришкән оқуғучилар билән сөһбәт елип бардуқ.

Батур қараханли әпәнди оқуш ярдәм пулиға илтимас қилғучиларниң www. Уйғуряр. Орг тор бетидики илтимас қилиш җәдвилини әстайидил оқуғандин сирт, йәнә буниңға мунасивәтлик бир йүрүш материялларни тәйярлиши керәкликини баян қилди.

Батур қараханли әпәнди оқуш ярдәм соммисиниң толуқ курс оқуғучилири үчүн айда 700 лира, магистирлиқ оқуватқан оқуғучилар үчүн айда 800 лира, докторлуқ оқуватқан оқуғучилар үчүн айда 1200 лира берилидиғанлиқини баян қилди.

“уйғуряр фонди” ниң малийә ишлириға мәсул болуватқан мәмәт ели әпәнди бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, түркийәгә оқушқа келип вәтән билән алақиси үзүлүп қалған, иқтисадий җәһәттин қийинчилиққа учраватқан көп сандики уйғур оқуғучи барлиқини, өткән йили аз бир қисмиға оқуш мукапати берәлигәнликини, бу қетим мукапат берилидиғанларниң санини көпәйтишни пиланлаватқанлиқини билдүрди.

Мәмәт ели әпәнди “уйғуряр фонди” ни қурған кишиләрниң иқтисадий әһвали яхши, мәрипәтпәрвәр уйғур зиялийлири икәнликини, ианә қилинған пулларни ярдәмгә әң моһтаҗ, яхши оқуватқан уйғур оқуғучиларға йәткүзүп беридиғанлиқини тәкитлиди.

Һазир түркийәниң мәлум бир университетида магестирлиқта оқуватқан бир уйғур оқуғучи өзиниң “уйғуряр фонди” ниң оқуш мукапат пули билән оқуватқанлиқини, һазир көп сандики уйғур оқуғучиларниң иқтисадий җәһәттин еғир қийинчилиқта икәнликини, шуңа пүтүн дунядики уйғурларниң ярдәм қилишини үмид қилидиғанлиқини баян қилди.

“уйғуряр фонди” 2016-йили 10-айда мәрипәтпәрвәр 7 нәпәр уйғур тәрипидин қурулған болуп, һазирғичә иқтисадий җәһәттин қийнилип қалған көп сандики уйғур оқуғучиларға ярдәм қилип кәлмәктә. Мәзкур фонд йәнә мисирдин түркийәгә келишни истигән 62 оқуғучиға айропилан белити елип бәргән. Улар йәнә уйғур оқуғучиларға болған ярдәмни системилаштуруш үчүн бу йил 10-айда мәхсус оқуш мукапат пули тәсис қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.