Қазақистандики уйғур мәктәплиридә уйғур тарихи оқутуламду?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.05.11
qazaqistan-uyghur-mektep-yash-senetkar.JPG Қазақистан заря востока мәһәллисидики мурат һәмрайеф намидики 150-мәктәпниң яш сәнәткарлири. 2013-Йили 25-май.
RFA/Oyghan

Мәлумки, қазақистан мустәқиллиққа еришкәндин кейин, мәмликәттики омумий билим беридиған барлиқ мәктәпләрниң оқутуш программилириниң мәзмуни өзгәртилгән иди. Шу җүмлидин 15 миңдин ошуқ оқуғучи билим алидиған сап уйғур вә арилаш тиллиқ мәктәпләрдики уйғур оқуғучилири пәнләрни ана тилида оқуш мумкинчиликигә игә болди. Бу җәһәттә улар шундақла “уйғур тили” пәни арқилиқ ана тилини өгиниш вә чоңқур өзләштүрүш, “уйғур әдәбияти” пәни арқилиқ болса, көп әсирлик еғиз вә язма әдәбияти билән тонушуш имканийитини алди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, қазақистанда яшаватқан һәр бир хәлқ, шу җүмлидин 300 миңдин ошуқ уйғурларму, өз тилини сақлаш, тарихини өгиниш, мәдәнийитини раваҗландуруш һоқуқлириға игә.

Бүгүнки күндә уйғур мәктәплири оқуғучилири өз хәлқиниң өтмүшини, болупму уйғур елида өткән әсирләрдә йүз бәргән тарихий вәқәләрни, уйғур хәлқиниң миллий азадлиқ һәрикәтлирини оқуп биливатамду?

Алматадики “мектеп” нәшрияти уйғур редаксийисиниң хадими сәлимәм балинованиң пикричә, һәр қандақ бир дәврниң әвладлири өз хәлқиниң тарихини вә мәдәнийитини билиш һоқуқиға игә. У уйғурлар әң көп олтурақлашқан қазақистандики уйғур мәктәплиридики әһвал һәққидә тохтилип, мундақ деди: “һәқиқәтни ейтқанда, һазирқи вақитта қазақистандики уйғур мәктәплириниң оқуғучилири қазақистан билим вә пән министирлиқи бекиткән оқуш программисиға бинаән дуня тарихи вә қазақистан тарихи пәнлирини мәҗбурий пәнләр сүпитидә оқуйду. Илгири, йәни совет дәвридә омумий билим беридиған қазақистанниң рус, қазақ, өзбек, уйғур вә таҗик тиллиқ мәктәплиридә совет иттипақи тарихи оқутулған болса, мустәқиллиқтин кейин бу мәктәпләрдә қазақистан тарихи оқутулидиған болди. Бу, әлвәттә, тәбиий нәрсә, чүнки бизниң балилиримиз мушу мәмликәтниң пуқралири болғанлиқтин, шу мәмликәтниң вә шу мәмликәтни қурғучи қазақ хәлқиниң тарихини кәң даиридә билиши шәрт. Буниңдин ташқири, оқуғучилар мәктәпни тамамлиғандин кейин, юқири оқуш орунлириға чиқиш үчүн тапшуридиған омумий миллий имтиһанға киргүзүлгән пәнләр ичидә қазақистан тарихиму бар.”

С. Балинова уйғур тарихи пәни мәмликәтлик билим бериш һөҗҗәтлири тизимидин орун алмиғанлиқтин, уйғур мәктәплиридә уйғур тарихиниң мәхсус пән сүпитидә оқутулмайдиғанлиқини илгири сүрүп, йәнә мундақ деди: “бу йәрдин уйғур мәктәплириниң оқуғучилири уйғур хәлқиниң өтмүш тарихи вә мәдәнийити һәққидә тамамән билим игилийәлмәйду дегән хуласә келип чиқмайду. яхши мәлумки, узун йиллардин бери уйғур мәктәплири үчүн тәйярлинидиған болупму уйғур тили вә әдәбияти дәрсликлиридә бу һәқтә мәлум дәриҗидә мәлуматлар берилип келиватиду. Асасән бизниң, мәсилән, 8-синиптин 11-синипқичә оқуш қораллири тәйярлинидиған “мектеп” нәшриятиниң уйғур редаксийәси алимларни, муәллимләрни җәлп қилған һалда, уйғур әдәбияти бойичә дәрсликләрни һәм униңға қошумчә қоралларни тәйярлаватиду. Бу оқуш қораллири арқилиқ уйғур мәктәплири оқуғучилири биваситә уйғур шаир вә язғучилириниң иҗадидин ташқири, өз хәлқиниң тарихи вә мәдәнийити бойичә аз болсиму мәлуматқа игә болуп чиқиду. Оқуғучилар, мәсилән, мәхмут қәшқәри вә йүсүп хас һаҗиб иҗадини оқуғанда қараханийлар мәмликитиниң тарихи, яки болмиса абдуреһим низари, билал назим вә башқиму классик шаирлиримизниң иҗади билән тонушқанда 19-әсирдә шәрқий түркистанда йүз бәргән миллий азадлиқ һәрикәт, шу дәврниң тарихий вәзийити, тарихий шәхслири һәққидә чоңқур мәлумат игилимисиму, амма мәлум дәриҗидә тәсәввурға игә болалайду.”

Илгири, йәни совет иттипақи һөкүм сүргәндин буян уйғур мәктәплиридә уйғур тарихини пән сүпитидә оқутуш мәсилиси күн тәртипкә қоюлғанму? кейинки йилларда бу йөнилиштә қандақ ишлар қилинди?

Шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң илмий хадими, тарих пәнлириниң намзати зулфийә кәримованиң ейтишичә, уйғур тарихини уйғур мәктәплиридә мәхсус оқутуш мәсилиси совет дәвридә рәсмий қаралмиған. Пәқәт қазақистан мустәқиллиққа еришкәндин кейин, бу йөнилиштә бәзи утуқлар қолға кәлтүрүлгән иди. У бу мәсилини һәл қилишниң бәзи йоллирини көрситип, мундақ деди: “уйғур мәктәплиридә хәлқимизниң тарихини пән сүпитидә оқутуш мәсилиси һәққидә болупму зиялийлиримиз арисида мустәқиллиқниң дәсләпки йиллири көп муһакимә қилинған иди. Атақлиқ алим, тарих пәнлириниң намзати мәрһум давут исийеф өз вақтида, йәни өткән әсирниң 90-йиллириниң башлирида бу мәсилә бойичә хели һәрикәт қилған. Шуниң нәтиҗисидә у уйғур мәктәплириниң 5- вә 8-синип оқуғучилири үчүн “уйғур тарихи” дәрсликини ишләп чиқип, йоруққа чиқарди. Билишимчә, дәрслик шу вақитта д. Исийефниң аилиси вә бәзи миллитимиз җанкөйәрлириниң хираҗити билән нәшр қилинған иди. Дәрслик омумий мәлумат беридиған пәнләрниң илмий-методикилиқ муқимлаштуруш мәркизи, уйғур мәктәплири бойичә оқуш методикилиқ кеңиши вә ғ. Сәдвақасоф намидики уйғуршунаслиқ институтиниң илмий кеңиши тәрипидин тәстиқлинип, икки қетим нәшр қилинған. Ахирқи қетим 1996-йили чиқти. “уйғур тарихи” көплигән мәктәплиримиздә асасий пән вә қошумчә пән сүпитидә оқутулуп кәлди. Кейинки йилларда у бара-бара күчидин қалди. Һазир әмди буни орниға кәлтүрүш қийин болсиму, әлвәттә, бирәр амаллирини қараштурушқа болиду.”

З. Кәримова уйғур балилириниң қазақистан тарихи билән бир қатарда өз хәлқиниң тарихини қошумчә пән сүпитидә болсиму оқушини тоғра көридиғанлиқини, шундақла бу мәсилини һәл қилиш үчүн болупму барлиқ уйғур зиялийлириниң баш қошуши лазимлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.