Уйғур зиялийлири: уйғурларниңму қош тил маарипиға қарши ассимилятсийәдин қоғдиниш пилани болуши зөрүр

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.03.07
qosh-til-yesli-dolet-bayriqi-oginish.jpg Уйғур районидики мәлум бир “қош тиллиқ” йәслидә хитай дөләт байриқи билән хитай дөләт гербини хитайчә тоғра тәләппуз қилишқа зорланған 3-4 яшлиқ уйғур бала.
Social Media

Хитай һөкүмити 13-бәш йиллиқ пилан мәзгилидә, нуқтилиқ уйғур елиниң җәнубида балиларниң мәктәпкә кириштин бурунқи қош тиллиқ йәслигә кириш нисбитини 85% тин ашурушқа капаләтлик қилидиғанлиқини елан қилған иди. Даириләрниң оқуштин бурунқи үч йиллиқ йәсли қош тил маарипини техиму кәң даиридә, техиму юқири сүрәттә омумлаштуридиғанлиқи, бейҗиңда ечиливатқан хитай мәмликәтлик сиясий кеңәш йиғиниға қатнишиватқан уйғур ели вәкиллириниң баянлиридин ашкариланмақта.

Буниңға инкас қайтурған чәтәлләрдики бир қисим уйғур зиялийлар, қош тил маарипиниң “хитайниң шинҗаң истратегийисидики муһим сиясәт” вә уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиш қорали икәнликини мулаһизә қилиш билән тәң, “уйғурлар әвладлириниң ассимилятсийә қилинишидин қоғдашта, ана тилни қоғдашни әң муһим вәзипә вә бурч дәп билиши, конкрет пилан билән системилиқ һәрикәт елип бериши зөрүр” дәп чақириқ қилмақта.

Хитай һөкүмити, уйғур елидики қош тил маарип сияситиниң йүрүшүши үчүн давамлиқ мәхсус түр мәблиғи селип, қош тил маарипи механизмини күчәйтип кәлди. Пиланидикидәк, пүтүн район ичидә мәктәпкә кириштин илгирики капаләт механизмини илгирики 2 йилдин 3 йилға узартип кәң көләмдә омумлаштуруп, 2020-йилға барғичә мәктәпкә кириштин илгирики 3 йиллиқ қош тиллиқ йәслигә кириш нисбитини 85% кә өстүрүшкә капаләтлик қилиш үчүн һәрикәт қилип кәлди. Аптоном районлуқ маарип назаритиниң статистикилиқ санлиқ мәлуматида, “13-бәш йиллиқ пилан мәзгилидә, йеза қош тиллиқ йәслиләрдин 2500 ни қуруп чиқип, пүтүн райондики мәктәпкә кириштин илгирики 2 йиллиқ қош тиллиқ маарипни омумлаштурушни 59% дин 77% кә йәткүзүп, йәслиләрдики балиларниң санини 480 миңға йәткүзиду. Җәнубтики йеза районлириға 14 миңдин артуқ қош тиллиқ йәсли оқутқучисини толуқлайду” дәп көрсәткән иди.

7-Март шинхуа агентлиқиниң хитай мәмликәтлик сиясий кеңәш йиғини һәққидики мәхсус хәвәрлиридә, уйғур аптоном район вәкиллириниң ағзидин нәқил елип көрситишичә, һазирға қәдәр уйғур елиниң җәнубидики йеза, кәнтләргә 3682 қош тил йәслиси қурулған, йәнә 334 йәрдә йәсли ечилиш алдида икән. Буниңға даир тәшвиқат хәвиридә уйғур балиларниң қош тил йәслидила хитай тили чиқиватқанлиқи, йәрлик амма вә хитайларниң қош тил маарипни қарши еливатқанлиқи вә уни күчәйтиш тәләплири оттуриға қоюлған.

Қош тил маарипи хитай һөкүмитиниң сиясий кеңәш йиғинлиридиму нуқтилиқ тәшвиқат темиси болуватқанлиқи чәтәлләрдики уйғур паалийәтчи вә зиялийларда бәлгилик инкас қозғиди, бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилған германийәдики дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси үмид агаһи әпәнди, қош тиллиқ маарип сияситиниң хитай һөкүмитиниң уйғур елини идарә қилиштики әң муһим сиясити икәнликини вә ассимилятсийә қилишни мәқсәт қилған бу сиясәтниң барғанчә күчәйтиливатқанлиқини, буниңға қарита дуня уйғур қурултийиму сәзгүр қарап келиватқанлиқини һәмдә чәтәлләрдә елип бериливатқан миллий дәвадиму оттуриға қоюлуватқан нуқтилиқ мәсилә сүпитидә муамилә қилиниватқанлиқини билдүрди, шундақла йәсли йешидики гөдәкләргә пүтүнләй хитай тилини асас қилған маарипни йолға қоюшниң әвладларға қилинған зиянкәшлик икәнликини әскәртип, һәр бир уйғурниң өз уйғур тилини, әвладларни қоғдашта тегишлик паалийәт қилиши зөрүрлүкини оттуриға қойди: “уйғур елидә пәнний маарипниң асасини қурғучилар аилиси мусабайофларниң әвладлиридин болған америкидики уйғур паалийәтчи нурмәмәт мусабай әпәнди, хитай һөкүмитиниң қош тил маарип сияситиниң мәқсити вә зиянлирини уйғурлар тонуп йәткән болсиму, униңға қарши бир мудапиә системиси йоқлуқини, уйғурлар вәтинидә һәтта аилилиридә әвладларға өз миллий вә диний кимлик тил тәрбийилири елип бериш хитай һөкүмитиниң чәклимисигә учраватқан шараитта, чәтәлләрдики уйғурларниң пәқәт өзлири яшаватқан җайларда ана тил тәрбийиси үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини,әмма буниң билән хитайниң ассимилиятсийә сияситигә қарши турғили болмайдиғанлиқини, буниң үчүн уйғурлар вәтини ичидики бар шараитлардин, қанундин яхши пайдилинип, ана тилни қоғдаш үчүн тиришиши керәк.”

Канададики руқийә ханим, уйғурларниң ана тилни қоғдаш һәққидә уйғур зиялийлар вә паалийәтчиләр тәкрарлайдиған “ана тилни аилиләрдә давамлаштуруш” қоғдиниш усулиниң бир дәвр унуми болсиму, иккинчи дәврдә унум бәрмәйдиғанлиқини, һазирқи риаллиққа мунасип тәдбир елиш зүрүрлүкини, барлиқ тәшкилат вә һиҗрәттики уйғур җамаитиниң буни әң муһим мәсилә қатариға қоюши керәкликини тәшәббус қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.