Түркийә кастамуну университети уйғур оқуғучидин 70 ни алмақчи

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2014.09.05
Abdulhakimxan-mexsum-seyit-aydin.jpg Абдулһәкимхан мәхсум әпәнди түркийә кастамону университети мудири профессор сейит айдин әпәндигә хатирә боюм бәрди. 2014-Йили сентәбир, түркийә.
RFA/Arslan

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузханниң радиомизға билдүрүшичә, университет мудири профессор сейит айдин әпәнди, у вә баш тәптиши абдулһәкимхан мәхсум қатарлиқ 6 кишилик бир һәйәтни ишханисида қобул қилған вә уйғур оқуғучилар һәққидә сөзләшкән.

Бу хәвәр түрк мәтбуатлиридиму хәвәр қилинди.

“ситар” вә “сабаһ” гезитлириниң бу зиярәт тоғрисида елан қилған хәвиридә билдүрүшичә, зиярәт җәрянида сөз қилған кастамону университетиниң мудири профессор сейит айдин әпәнди, өткән йили уйғурлардин 17 оқуғучини университетиға қобул қилғанлиқини билдүрди вә бу йил 70 уйғур оқуғучи дәрс оқуш үчүн кастануму университетиға илтимас сунғанлиқини, имканийәт вә шәрт – шараитларниң йетишичә қолимиздин келишичә ярдәм қилишқа тиришимиз. Бу оқуғучиларму башқа пүтүн оқуғучиларға охшаш әлачи болуп оқуйду, дегән.

Зиярәт җәрянида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш тәптиши абдулһәкимхан мәхсум хитайниң уйғур тили маарипини чәклигәнликини билдүрүп мундақ дегән: шәрқий түркистан 65 йилдин буян хитай ишғал астида, хитай, уйғурларни ассимилятсийә қилиш үчүн уйғур тилида дәрс оқушни чәклиди. Кастамону университети өткән йили 17 уйғур оқуғучимизни қобул қилғанлиқи үчүн уларға миннәтдарлиқ билдүримиз. Бу йил йәнә илтимас сунған 70 оқуғучиниң қобул болуши үчүн һөрмәтлик сейит айдин әпәндимдин ярдәм қилишини тәләп қилдуқ. Бу оқуғучилиримиз охшимиған кәсипләрдә оқуш үчүн илтимас сунди. Түркийәдә оқуш уйғурларниң өз мәвҗутлуқини қоғдаш җәһәттә әһмийәтлик дәп қарилиду. Һөрмәтлик сейит айдин әпәндигә бу һәқтә бизгә көңүл бөлгәнлики, ярдәм қилғанлиқи үчүн йәнә бир қетим тәшәккүр ейтимиз.

Абдулһәкимхан мәхсум башчилиқидики уйғур һәйәт, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, баш катип абдуләһәд абдурахман, сутуқ буғрахан вәхпи муавин рәиси мурат орхун рәис вәкили рамзан чамлиҗа қатарлиқ кишиләрдин тәшкилләнгән.

Уйғур һәйәт, сейит айдин әпәндигә, уйғурларға көңүл бөлүп кастамону университетиға уйғур оқуғучиларни қобул қилғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтип, тон вә уйғур допписи кийдүрди вә хатирә рәсимгә чүшкән.

“сабаһ” гезитидә елан қилинған бу һәқтики хәвәрдә билдүрүшичә, кастамону университетиниң мудири профессор сейит айдин әпәнди уйғур һәйәтни кастамонудики тарихий орунларни, музейларни өзи биргә һәмраһ болуп зиярәт қилдурған. Хәвәрдә, уйғурлар нопусиниң, уйғур елиниң йүздә 45% ни тәшкил қилидиғанлиқини, хитайниң 1949 – йили қурулған қисқа муддәтлик шәрқий түркистан дөлитини ағдуруп шәрқий түркистанни ишғал қиливалғанлиқи тәкитләнгән.

Хәвәрдә йәнә хитай кәлгүсидә шәрқий түркистанниң нопус тәңпуңлуқини бузуш үчүн районға хитайларни көпләп көчүрүп йәрләштүриватқанлиқини, районниң һазир нопусиниң йүздә 40% и хитайлардин тәшкил қилидиғанлиқи қәйт қилинған.

Биз бу уйғур һәйәтниң кастамону университетини зиярәт қилиштики мәқсити вә әһмийити тоғрисида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.

Һидайәтуллаһ оғузхан түркийә университетларда оқуш үчүн кәлгән уйғур оқуғучиларға техиму яхши шараит вә имканийәт туғдуруш мәқсәттә түркийиниң һәр қайси шәһәрләрдә алдинқи қатарида туридиған университетларни зиярәт қилип уйғур оқуғучиларни қобул қилиш тоғрисида университет мудирлири билән сөһбәт елип бериватқанлиқини билдүрди.

У йәнә кастамону университетиниң мудири биләнму бу тоғрида сәмимий сөһбәт елип барғанлиқини вә уйғур оқуғучиларниң қобул болуши үчүн шәртләрни йеникләткәнликини, бу йил 70 нәпәр уйғур оқуғучини университетиға қобул қилишқа мувапиқ болғанлиқини билдүрди вә бу зиярәтниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.