Әнқәрәдә өткүзүлгән хәлқаралиқ оқуш пүттүрүш мурасимиға уйғур оқуғучиларму иштирак қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.05.16
enqere-oqush-putturush-1.jpg

Әнқәрәдә өткүзүлгән 5-нөвәтлик хәлқаралиқ оқуш пүттүрүш мурасимидин көрүнүш. 2016-Йили май. RFA/Erkin Tarim

enqere-oqush-putturush-2.jpg

Әнқәрәдә өткүзүлгән 5-нөвәтлик хәлқаралиқ оқуш пүттүрүш мурасимидин көрүнүш. 2016-Йили май. RFA/Erkin Tarim

enqere-oqush-putturush-3.jpg

Әнқәрәдә өткүзүлгән 5-нөвәтлик хәлқаралиқ оқуш пүттүрүш мурасимидин көрүнүш. 2016-Йили май. RFA/Erkin Tarim

enqere-oqush-putturush-5.jpg

Әнқәрәдә өткүзүлгән 5-нөвәтлик хәлқаралиқ оқуш пүттүрүш мурасимидин көрүнүш. 2016-Йили май.

enqere-oqush-putturush-6.jpg

Әнқәрәдә өткүзүлгән 5-нөвәтлик хәлқаралиқ оқуш пүттүрүш мурасимидин көрүнүш. 2016-Йили май. RFA/Erkin Tarim

5-Нөвәтлик хәлқаралиқ оқуш пүттүрүш мурасимиға оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларму иштирак қилди. Һәр йили өткүзүлүватқан мәзкур мурасимда түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, түркийә баш министир муавин ялчин доған әпәнди, түркийә баш министирлиқ идариси тармиқидики чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идариси мудири қудрәт булбул әпәнди вә дуняниң һәрқайси дөләт вә районлиридин келип түркийәдә оқуп оқуш пүттүргән оқуғучиларниң вәкиллиридин болуп 1000 әтрапида киши қатнашти. Мурасимға түркийәниң һәрқайси университетлирида толуқ курс, магистирлиқ вә докторлуқни пүттүргән уйғур оқуғучиларму иштирак қилди.

13-Май күни әнқәрә сода уюшмисиниң залида өткүзүлгән оқуш пүттүрүш мурасимида алди билән чәтәллик оқуғучиларға вакалитән африқидин кәлгән оқуғучи сөз қилип мундақ деди: “хәлқимизгә игә чиқишимиз лазим. Бирлик вә иттипақлиқимизни қоғдишимиз керәк. Дөләтлиримиз оттурисида көврүк болушимиз керәк. Шундақ ишларни қилишимиз керәкки, һәммә адәм билимсизликтин қутулуп, йоруқлуққа чиқсун.”

Арқисидин чәтәллик оқуғучиларға вакалитән әзәрбәйҗанлиқ оқуғучи нутуқ сөзлиди, у оқуш пүттүргәндин кейинки һес-туйғулирини баян қилип мундақ деди: “5 йил бурун өз кочилиримизни, бирликтә чоң болған кишиләрни, туғулған юртимизни ташлап түркийәгә келишимизниң асанға тохтимиғанлиқини мәнму яхши билимән. Биз йеңи кәлгән вақтимизда аз болсиму қийинчилиққа учридуқ. Бәзидә юртимиздикиләрни сеғиндуқ, бәзидә йеңи турмушимизға көнүшкә тириштуқ. Әмма шуни қобул қилишимиз керәкки, түркийә бизни қизғин қарши алди. Бу бизниң түркийәгә көнүшимизни асанлаштурди. Бүгүн бу йолниң ахирисиға кәлдуқ. Мән пүтүн чәтәллик оқуғучилар намидин бизгә оқуш мукапат пули бәргән түркийә чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идарисигә рәһмәт ейтимән. Бизни оқутуш үчүн сиңдүргән әмгикиңлар арқилиқ, биз игилигән билим арқилиқ салидиған көрүк вә келәчәк дунясиниң силәр сиңдүргән әмгәкләрниң мевиси болушини тиләймән.”

Арқидин чәтәллик оқуғучиларни оқутуш ишлириға мәсул түркийә баш министирлиқ идариси тармиқидики чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идариси мудири қудрәт булбул әпәнди сөз қилип мундақ деди: “иқтисадий тәрәққият вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң статистикисиға қариғанда, түркийә чәтәлдин әң көп оқуғучи қобул қиливатқан 14-дөләт. 2013-Йили бу санни 2 һәссигә чиқардуқ. 2015-Йили дуняда әң көп чәтәллик оқуғучи қобул қилған алдинқи 10 дөләт қатариға кирдуқ. Ата-анисини, йеқинлирини вә өз юртини ташлап келиш асан бир таллаш әмәс. Бүгүн қийинчилиқларға қаримай силәр бу йәргә кәлдиңлар. Силәрни тәбрикләймән. Оқуш пүттүргәндин кейин өз дөлитиңларға қайтисиләр. Дөлитиңлар үчүн хизмәт қилишқа башлайсиләр. Буларни бизму силәрдин күтимиз.”

Арқидин түркийә җумһурийити дөлити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сөз қилип, түркийәдә оқуп дөләтлиригә қайтқан оқуғучиларни өз дөләтлиридә түркийәдә оқуған оқуғучилар уюшмиси қурушқа чақирип мундақ деди: “силәрни йәнә бир қетим тәбрикләймән. 5 Йил, 6 йил вә 4 йил түркийәдә оқуғандин кейин бүгүн оқуш пүттүрисиләр. 6-Айниң ахирида дипломаңларни алисиләр. Силәр түркийәдә оқуватқан вақтиңларда дөлитиңларниң түркийәдики әлчиси һесаблинаттиңлар, өлкәңләр, миллитиңлар вә хәлқиңларға вәкиллик қилдиңлар. Өз дөлитиңларға қайтқандин кейин түркийәниң у йәрдики әлчиси болисиләр. Буниңдин шәк шөбимиз йоқ. Әгәр дөлитиңларда түркийәдә оқуш пүттүргәнләр уюшмиси болмиса, қурушиңларни, өз-ара һәмкарлиқни давамлаштурушиңларни үмид қилимән.”

Арқидин түркийә җумһурийитиниң муавин баш министири ялчи ақдоған әпәнди оқуш пүттүрүш мурасимида нутуқ сөзләп мундақ деди: “түркийә чәтәлликләр келип оқушни халайдиған бир дөләткә айланди. 2011-Йили мақулланған, 2012-йилидин тартип йолға қоюлған тор арқилиқ оқуш мукапат пулиға илтимас қилишқа ечилған түркийә йеңи бир дәвргә кирди. 2010-Йили 50 дөләттин 8 миң оқуғучи оқуш мукапат пули үчүн илтимас қилған болса, һазир бу сан 10-11 мисли көпәйди. Бу йил 100 миң оқуғучи оқуш пули үчүн илтимас қилди. Бу түркийәниң қанчилик муһим бир дөләткә айланғанлиқини көрситип бериду. Биз илтимас қилған оқуғучилардин һәр йили 5 миң оқуғучини таллап оқуш мукапат пули бериватимиз. Мән силәргә түркийәниң оқуш мукапат пули билән оқуған бир кишини мисал қилип сөзләп бәрмәкчимән. Өткән йили 3-айда ливийәниң сабиқ баш министири муһаммәд әл маңуш истанбулда аләмдин өтти. Бу киши түркийәдә оқуған иди. Истанбул техник университети бинакарлиқ факултитини пүттүргән иди. 1972-Йили түркийәдики бинакарлиқ ширкәтлиригә левийәниң дәрвазисини ачқан киши иди. Бүгүн түркийә дуняда бинакарлиқ саһәсидә сөз игиси. Түркийәниң бинакарлиқ ширкәтлири левийә арқилиқ дуняға ечилған иди. Биз бу хил мунасивәтләрниң муһимлиқини билимиз. Силәрму дөлитиңларға қайтқандин кейин, парламент әзаси болисиләр, министир болисиләр, баш министир болисиләр, һәммидин муһими түркийәниң дости болисиләр.”

5-Нөвәтлик хәлқаралиқ оқуш пүттүрүш мурасимниң ахирида бу йил түркийәниң һәр қайси университетлиридин оқуш пүттүргән оқуғучилар һәммә бирдәк қалпақлирини асманға етип оқуш пүттүргәнликини қутлиди. Оқуғучи вәкиллиригә совғатлар тарқитип берилди.

Ахирида министирлар вә рәһбәрләр әнқәрә сода уюшмисиниң залида түркийәниң авази радийоси, түркийә баш министирлиқ тармиқидики чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идариси, түркий милләтләр һәмкарлиқ вә тәрәққият идарисигә охшаш идариләр ачқан көргәзмә бөлүмлирини екскурсийә қилди. Түркийәниң авази радийоси уйғур тили бөлүминиң хизмәтчиси миркамил қәшқәрли әпәнди, түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән түркийә баш министири муавини ялчин доған әпәндиләрниң уйғур бөлүминиму екскурсийә қилип, мәлумат игилигәнликини баян қилди.

Уйғур зиялийси миркамил қәшқәрли бу қетимқи мурасимға 40 нәччә әтрапида уйғур оқуғучи қатнашқанлиқини һәмдә йиғинда сөз қилған түркийә һөкүмәт әрбаблириниң уйғурларниму тилға алғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.