Абдуреһим өткүр: тарихий чинлиқ билән бәдиий иҗадийәтниң кесишиш нуқтисида

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.02.27
abdurehim-otkur 20-Әсир уйғур әдәбиятидики әң талантлиқ язғучиларниң бири абдуреһим өткүр. (1923-1995)
RFA/Qutlan

Өткән әсирниң 80-йиллирида узақ мәзгиллик сиясий бесимдин вақитлиқ болсиму халас болуп зор шиҗаәт билән қолиға қәләм алған бир пешқәдәм әдиб уйғур әдәбиятида өзиниң бир йүрүш йирик әсәрлири билән йеңи сәһипә ачти.

Униң “из”, “ойғанған земин” намлиқ тарихий романлири арқа-арқидин оқурмәнләр билән йүз көрүшти. Уйғур елидә нәччә он йиллар давам қилған сиясий давалғушлар нәтиҗисидә өз тарихи вә миллий роһидин йирақлаштурулған уйғур оқурмәнлири гоя ғәпләт уйқусидин бирдинла чөчүп ойғанғандәк мәзкур романларни зор иштияқ билән оқуди. Бир әвлад уйғур оқурмәнлиридә өз романлири арқилиқ тарих еңини қайта ойғатқан бу мөтивәр язғучи дәл абдуреһим өткүр иди!

Абдуреһим өткүр (1923-1995) 20-әсир уйғур әдәбиятидики әң талантлиқ язғучиларниң бири. Униң 1940-йилларда елан қилған “йүрәк муңлири”, “тарим бойлари” намлиқ шеирлар топламлири билән 1980-йиллардин кейин йоруқлуққа чиққан “өмүр мәнзиллири”, “из” вә “ойғанған земин” намлиқ йирик әсәрлири бүгүнки заман уйғур әдәбиятидики өлмәс нәмуниләр һесаблиниду. Биз мәрһум язғучи өткүр әпәнди вапатиниң 18 йиллиқини хатириләш мунасивити билән униң тарихий романлири һәққидә чәтәлләрдә яшаватқан уйғур билим адәмлири билән сөһбәт елип бардуқ.

Өткүр әпәндиниң “из” романи һәққидә тохталған түркийә егә университетиниң профессори, доктор алимҗан инайәт “из” романиниң өз дәвридә уйғур оқурмәнлири тәрипидин шу қәдәр сөйүлүп оқулуши һәмдә зилзилә қозғишиниң сәвәблири үстидә тохтилип, язғучиниң романда уйғур хәлқ мәдәнийитиниң булақлирини қезишқа интайин зор маһарәт көрсәткәнликини тәкитлиди. У 1980-йилларда өткүр әпәндиниң өз иҗадийитиниң асаслиқ нуқтисини тарихий романчилиққа мәркәзләштүрүшиниң түп сәвәбини язғучиниң миллий еңи вә миллий мәсулийәт туйғуси билән мунасивәтлик дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Өткүр әпәнди “из” романиниң муқәддимисидә “тарихий темида йезилған роман, чин мәнисидин ейтқанда, һәм һәқиқий тарих, һәм бәдиий әсәр болуши, йәни тарихшунаслиқ билән романчилиқ сәнитиниң җанлиқ бирикмиси болалиши, һәммидин аввал тарихий чинлиқни асас вә алдинқи шәрт қилиши лазим” дәп көрсәткән. Доктор алимҗан инайәт өткүр әпәндиниң 1949-йилидин таки 1980-йилларғичә болған мәзгилдә иҗадийәт елип бериштин өзини тартқанлиқини язғучиниң сиясий сәзгүрлүки вә миллий виҗдани билән мунасивәтлик дәп һесаблайду.

Австралийидә яшайдиған пешқәдәм зиялийлардин һүсән әпәндиму язғучи абдуреһим өткүрниң кишилики, миллий ғайиси вә бәдиий иҗадийәт дуняси һәққидә тохтилип, өзиниң өткүр әпәндигә болған чоңқур һөрмитини билдүрди.

Аваз улинишидин тәпсилатиға қулақ салғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.