Тонулған қазақ тилчи вә уйғуршунас абдувәли қайдароф вапат болди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.02.28
Abduveli-Qaydarof-Uyghur-Ziyaliliri-Bilen-01.jpg Академик абдувәли қайдароф (1-қатарда солдин биринчи) уйғур зиялийлири билән биргә. 1987-Йили. Алмута,қазақистан.
RFA/Oyghan

2019-Йили 27-феврал күни тонулған қазақ түрколог, мәшһур тилчи, қазақистан уйғуршунаслиқ илминиң асасчилириниң бири абдувәли қайдароф алмута шәһиридә 95 йешида аләмдин өтти.

Әл-фараби намидики қазақ дөләтлик университетиниң профессори, филологийә пәнлириниң доктори, мәрһум абдувәли қайдарофниң шагирти рошәңүл авакова бу мунасивәт билән радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң илмий паалийитидә абдувәли қайдарофниң тутқан орниниң алаһидә муһимлиқини тәкитлиди. 

У мундақ деди: “өткән әсирниң 80-йиллири, йәни сабиқ советлар иттипақиниң ахирқи мәзгиллиридә кироф намидики қазақ дөләтлик университетида оқуватқан вақтимда илмий унван үчүн яқлинидиған илмий әмгикимниң темиси ‛уйғур тилидики пеил фразеоголизимлар‚ дәп бекитилгән иди. Мана шу илмий әмгикимгә абдувәли ака йетәкчилик қилди. Кейин бу иш мениң омумән илмий тәтқиқатимниң асасиға айланди. Шу вақитта у маңа ‛сән уйғурниң қизи. Уйғур тили өз тәтқиқатчилириға моһтаҗ. Мәнму мушу дәриҗигә уйғуршунас сүпитидә йәттим‚ дегән иди. Униң йәнә мундақ дегини һелиму есимдә: ‛мениң илмий нишаним-уйғур тили. Әтрапимда биллә өсүп чоң болған уйғурлар көп болди. Уйғур мәктипидә оқудум‚. Сергей малофниң мундақ дегини есимдә, ‛түркологийәдә күчлүкләрдин болуш үчүн уни тәтқиқ қилған адәм алди билән уйғур тилини билиши керәк‚. Уйғур тили шуларға ачқуч сүпитидә қоллинилидиған кона тилларниң бири. Шуниңдин буян мән ‛уйғур тилидики қош сөзләр‚ намлиқ мавзуда диссертатсийә яқлидим. Кейинки докторлуқ темамму уйғур тилидин болди. Қайдароф маңа ‛әгәр уйғур тилиниң фразеологийәсини тәтқиқ қилсаң, кәлгүсидә чоң алим болисән‚ дәп устазлиқ дуасини бәргән иди.”

Рошәнгүл авакованиң ейтишичә, бүгүнки күнгичә абдувәли қайдарофниң биваситә шагиртлиридин 90 гә йеқини бар икән, уларниң йәнә қазақистан вә башқа түркий тиллиқ мәмликәтләрдә тәрбийәлигән миңдин ошуқ шагиртлири түрлүк орунларда хизмәт қилмақтикән. Абдувәли қайдароф тилшунаслиқниң лексикологийә, тил тарихи, вә башқа саһәлири бойичә 400 дин ошуқ илмий әмгәкниң, шу җүмлидин 40 монографийә, оқуш қораллири, луғәтләр вә топламларниң аптори икән.

Рошәңүл авакова сөзини йәнә мундақ дәп давам қилди: “акимизниң 80 йиллиқ тәвәллутида ‛хәлқ қәһримани‚ атиқини алар дәп илим әһлилири, кәсипдашлири, шагиртлири, омумән пүткүл юрт чоң үмид билән күткән иди. Әпсус, бу нам акимизға несип болмиди. 80 Йиллиқ тәвәллути һарписида һөҗҗәтлирини қазақистанниң һамийлар җәмийити қурған ‛тарлан‚ мукапатиға йоллиди. Әмма бу мукапатму акимизға йәнә несип болмиди. Дәл шу вақитта қазақистан уйғур һамийлар җәмийити тәсис қилған ‛илһам‚ мукапати йолға қоюлди. Мән униң барлиқ һөҗҗәт-материяллирини йиғип, комиссийәгә тапшурдум. Акимиз шу чағда 1-орунға игә болғанда униң қанчилик хушал болғанлиқини сөз билән тәсвирләп берәлмәймән. У ‛мән шәрқий түркистандики уйғур қериндашлиримниң дәл қазақистандәк мустәқил дөләт қурғунини көрсәм дәп арман қилимән,‚ дәп көзигә лиқ яш алған иди.” 

“спутник” тор бетидә елан қилинған владислав воднефниң “қазақ тилиниң латин йезиқиға көчүшини тәшәббус қилғанларниң бири вапат болди” намлиқ мақалисидә мундақ дейилгән: “абдувәли қайдароф пәқәт заманиви қазақ тилиниңла әмәс, бәлки уйғуршунаслиқниңму асасчиси болған иди. Униң апторлуқида уйғуршунаслиқ бойичә пүткүл дуняға мәшһур болған классикилиқ әмәклири мәвҗут.”

Алмута вилайәтлик муәллимләрниң кәспини мукәммәлләштүрүш институтиниң хадими, филологийә пәнлириниң намзати руслан арзийеф зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “абдувәли ака уйғур тилшунаслиқиниң шәкиллинип тәрәққий етишигә бибаһа үлүш қошқан алим. Алим акимизниң намзатлиқ диссертатсийиси уйғур тилидики қош сөзләрниң қурулмиси, мәнаси вә келип чиқишиға беғишланған болса, докторлуқ диссертатсийиси уйғур әдәбий тилиниң шәкиллиниш тарихиға беғишланған иди. Абдувәли ака өзиниң докторлуқ диссертатсийәсидә уйғур тилиниң тәрәққият дәврлирини ениқлап, һәр бир дәврниң өзигә хас тил алаһидиликлирини бай язма ядикарлиқлар асасида тәтқиқ қилип чиққан иди.”

Руслан арзийефниң ейтишичә, абдувәли қайдарофниң уйғур тилиға аит дәсләпки әмгәклири 1958-йили “уйғур тилидики қош сөзләр” вә 1969-йили “заманиви уйғур әдәбий тилиниң тәрәққияти” дегән намлар билән алмутада нәшр қилинған икән. Руслан арзийеф алимниң илим саһәсидин ташқири йәнә уйғур мәктәплири үчүн уйғур тили вә әдәбияти бойичә язған оқуш қораллири арқилиқ уйғур миллий маарипиниң тәрәққиятиғиму мунасип төһпә қошқанлиқини тәкитлиди.

Руслан арзийеф йәнә мундақ деди: “абдувәли ака уйғур алимлирини тәйярлаштиму өз изини қалдурған алим. Абдувәли акиниң рәһбәрлики астида қазақистанлиқ алимлар шеривахун ака баратоф, шәмшидин аюпоф, қирғизистанлиқ алимә гүлниса нәзәрова, уйғур елидин болса муқәддәс мирза намзатлиқ әмгәклирини язған. Бу йәрдә йәнә шуни алаһидә тәкитләп өтүш керәкки, абдувәли ака уйғур тилини наһайити пухта өгәнгән алимла әмәс, бәлки уйғур хәлқини чин қәлбидин һөрмәтлигән вә яхши көргән алим. У уйғур вә қазақ хәлқлириниң достлуқиниң мустәһкәмлинишигә зор өлүш қошқан. Һәм атақлиқ уйғур алими ғоҗаәхмәт сәдвақасоф билән болған сәмимий достлуқи арқилиқ алимларниң, икки милләт вәкиллириниң қандақ дост болуши керәкликиниң алий үлгисини яратқан.” 

Игилишимизчә, өткән әсирниң 50 вә 60-йиллири абдувәли қайдароф қазақистан пәнләр академийәси йенидики уйғуршунаслиқ бөлүмидә паалийәт елип барған. Бу җәһәттә у ғоҗаәхмәт сәдвақасоф, малик кәбироф, туғлуқҗан талипоф қатарлиқ тонулған уйғур алимлири билән йеқиндин арилашқан. 

Шуларниң бири татар алими, тарих пәнлириниң намзати мунир ерзин мундақ деди: “мән у кишини 1960-йиллири ‛коммунизм туғи‚ (һазирқи ‛уйғур авази‚) гезитидә ишләп йүргән вақтимда униң гезитта елан қилған мақалилири арқилиқ тонуған идим. Шу чағда униң уйғур тили бойичә яхши алим болидиғанлиқиға көзүм йәткән иди. 1967-Йили қазақистан пәнләр академийәси тилшунаслиқ институтиниң уйғуршунаслиқ бөлүмигә хизмәткә елиндим. Абдувәли қайдароф қериндаш хәлқләр ичидә уйғурларниң тили бойичә докторлуқ дәриҗисигә йәткән бирдин-бир киши дәп ойлаймән.”

Абдувәли қайдароф 1924-йили алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийисигә қарашлиқ талдибулақ йезисида дуняға кәлгән. 1942-Йили қазақ оттура мәктипиниң тоққузинчи синипини вә он айлиқ педагогика курсини тамамлиған. У 1945-йилғичә совет-герман урушиға қатнашқан. Уруштин кейин қазақ дөләтлик университетини әла баһалар билән тамамлиған. 1951-Йили қазақистан пәнләр академийисиниң аспиранторийәсидә “уйғур тили” мутәхәссислики бойичә билим алған. У 1954-йили кичик илмий хадим лавазимидин 1978-йили институт мудири дәриҗисигичә йәткән вә қазақистан дөләтлик пәнләр академийисиниң академики болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.