Қазақистанлиқ уйғурлар сатирик язғучи абдухалиқ маһмудофни мубарәклиди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.12.02
qazaqistan-almata-abduxaliq-mahmudof-2016.jpg Қазақистанлиқ уйғур сатирик язғучи абдухалиқ маһмудоф
RFA/Oyghan

1-Декабирда алмута шәһириниң уйғурлар зич олтурақлашқан горний гигант мәһәллисигә орунлашқан “дилназ” кафеханисида тонулған сатирик язғучи абдухалиқ маһмудофниң 70 яшлиқ тәвәллутиға беғишланған тәнтәнә болуп өтти. Униңға йирақ-йеқиндин кәлгән зиялийлар, язғучиниң кәсипдашлири, уруқ-туғқанлири, юртдашлири вә башқилар қатнашти. Тәнтәнә давамида “дияр” уйғур ансамбили вә “ирадә” уссул ансамбилиниң орунлишида нахша-саз вә уссуллар орунланди.

Мурасимда сөзгә чиққан қазақистан язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти кеңишиниң башлиқи, язғучи вә драматорг әхмәтҗан һашири абдухалиқ маһмудофниң 70 яшлиқ тәвәллутиниң қазақистанниң биринчи президенти күнигә һәмдә қазақистан җумһурийити мустәқиллиқиниң 25 йиллиқиға тоғра келиватқанлиқини, буниң бир яхшилиқниң бәлгиси икәнликини тәкитләп, әдәбиятиниң қазақистан уйғурлири һаятида улуғ бир саһә болуп келиватқанлиқини атап көрсәтти. У а. Маһмудофниң кичик пеиллиқ хислити билән заманға лайиқ әсәрләр яритип келиватқанлиқини, байларға бай болуп әмәс, бәлки роһий гадайлиқтин гадай болмаңлар дәп әсәр йезиватқанлиқини атап көрсәтти. Әмди сөзгә чиққан қазақистан язғучилар иттипақи башқармисиниң әзаси, алаш мукапатиниң саһиби маралтай райимбекк оғли а. Маһмудофниң қазақистан әдәбиятида өзигә мунасип орни барлиқини, тәкитләп, қазақистан язғучилар иттипақи рәиси нурлан оразалинниң тәбрикнамисини тапшурди.

Мурасимда сөзгә чиққан алмута шәһәрлик алий кеңишиниң әзаси шавкәт өмәроф, қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизи башқармисиниң әзаси, җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф, шундақла “асия бүгүн” гезити, “интизар” вә “ахбарат” журналлири, шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизи, шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизи, бесағаш йезисиниң юрт-җамаәтчилики вәкиллири вә башқилар язғучиниң иҗадийитигә юқири баһалирини берип, зор утуқлар тилиди.

Радиомиз зияритини қобул қилған м. Әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң профессори алимҗан һәмрайеф а. Махмудофниң сатира жанири арқилиқ иҗтимаий турмушни, җәмийәтниң қандақ һаләттә туруватқанлиқини ениқ көрситип бәргән, йеңи күлкә мәдәнийитиниң асасини салған талантлиқ, истедатлиқ язғучи икәнликини тәкитләп, мундақ деди: “омумән а. Маһмәдофниң иҗадийити тарихий вәтинимиздики мәмтимин һошурниң иҗадийити билән селиштурушқа әрзийду. А. Маһмудофниң әсәрлири билал назимниң ‛чаңмоза йүсүпхан‚ дин башланған риял сатира. Уни уйғурниң ечинарлиқ турмушиға йеқинлашқан, биздики хунүк һадисиләрниң һәммисини ечип ташлиған әдиб дәп қараймиз.”

Язғучи а. Маһмудоф иҗадийитигә беғишланған мурасимда сөзлигүчиләр униң юрт-җамаәтчилик ичидә, болупму уйғур миллий маарипини қоллашта елип барған паалийәтлирини юқири баһалиди.

Алмута вилайити талғир наһийисигә қарашлиқ бесағаш мәһәллиси актиплириниң бири исмайилҗан розийефниң пикричә, а. Маһмудоф болупму өзи туруватқан районда уйғур мәктәплири вә синиплирини ечиш һәм уларни һаҗәтлик қораллар билән тәминләш йолида пидакаранә әмгәк қилған уйғурниң бир мунәввәр пәрзәнти икәнликини тәкитләп, мундақ деди: “1988-йили дәсләп алмута шәһәрлик вә көп өтмәй җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркәзлири қурулғанда, униң паалийәтлиригә актип қатнашқан. Мәлум тәҗрибигә игә болған у талғир наһийилик уйғур мәдәнийәт мәркизини қуруш тәшәббусини оттуриға қойди. У бу наһайити муһим ишни әмәлгә ашурушта йезиниң вә наһийәниң башқа юртлардики милләтпәрвәр актиплириға уйғур синиплири бар йезилардики муәллимләргә мураҗиәт қилди вә уларниң қизғин қоллап-қуввәтлишигә еришти. Шундақ қилип 1989-йили май ейида талғир наһийилик уйғур мәдәнийәт мәркизи қурулди вә рәсмий ройхәткә елинди. Арилиқта бир йил өтүп, наһийә мәркизи талғирда уйғур мәдәнийәт күнлирини өткүзүшкә актип қатнишип, униң асасий уюштурғучилириниң бири болди. Мәзкур мурасим наһайити дағдуғилиқ өтүп, москвадин мәркизий телевизийәниң ‛время‚ программисида көрситилгән иди. 1996-Йили йезимиздики узун кочиларниң биригә атақлиқ алимимиз мурат һәмрайеф наминиң берилиши шу йезимиздики җамаәтчиликни чоң хошаллиқа чөмдүргән иди. Мәлумки, көплигән адәмләр өзлириниң туруватқан кочисиниң намини билгән билән, у шәхсниң ким вә қандақ адәм икәнликини, хәлққә қандақ пайдилиқ ишларни қилғанлиқини билип кәтмәйду. Шуни нәзәрдә тутқан һалда мурат һәмрайефни коча турғунлири вә йеза әһлигә тонуштуруш мәқситидә коча байрими уюштурулди. Шу вақитта шәһәрдин көрнәклик уйғур зиялийлири келип, мәзкур коча байримиға қатнашқан иди. Йәнә шуни қошумчә ейтип өтүш керәкки, 2009-йили иккимиз бирликтә “бесағашниң уйғурлири” намлиқ китабни йезип, нәшрдин чиқарған идуқ. Китаб йезиниң тарихи вә униңға келип орунлашқан уйғурларниң өтмүштики вә бүгүнки һаяти ениқ мәлуматлар билән тәсвирләнгән.”

И. Розийеф язғучиниң өзи туруватқан мәһәллидә вә башқиму йезилардики юрт-җамаәтчилик арисида алаһидә абруйға игә икәнликини, униң әсәрлирини, тәнқидий мақалилирини оқурмәнләрниң сөйүп оқуйдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.