Атақлиқ язғучи әхәт турдини хатириләш паалийити өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.07.31
Exet-Turdini-Xatirilesh-2018-01.jpg Атақлиқ язғучи әхәт турдини хатириләш паалийитидин бир көрүнүш. 2018-Йили 26-июл. Истанбул, түркийә.
RFA/Erkin Emet

Истанбулда һазирқи заман уйғур әдәбиятида тонулған язғучилардин бири болған әхәт турдини хатириләш паалийити өткүзүлди. 26-Июл күни ахшам истанбул топқапи районидики мәркурй меһманханисида өткүзүлгән паалийәткә язғучи әхәт турдиниң уруқ-туғқанлири, достлири, түркийә сакаря университетидин пенсийигә чиққан пешқәдәм оқутқучи профессор султан мәхмут әпәнди, һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди, тәклимакан уйғур нәшриятиниң мудири абдуҗелил туран әпәнди вә истанбулдики уйғур зиялийлири, оқуғучилардин болуп көп киши иштирак қилди. Абдуҗелил туран әпәнди риясәтчилик қилған йиғин мәрһум язғучи әхәт турдиниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш билән башланди.

Һазирқи заман уйғур әдәбиятидики көзгә көрүнгән язғучиларниң бири болған әхәт турди 2018-йили 5-июл күни үрүмчидә кесәл сәвәби билән аләмдин өткән иди. Әхәт турди 1959-йили шинҗаң университети тил-әдәбият факултетида оқуғучи вақтида униңға дәрс бәргән султан мәхмут әпәнди әхәт турдиниң вапатиниң һазирқи заман уйғур әдәбияти үчүн зор йоқитиш болғанлиқини баян қилди. 

Мәрһум язғучи әхәт турди өзиниң “унтулған кишиләр”, “бәхтсиз сәидийә”, “һаят шундақ”, “ай ямғури”. “сәрсан роһ” қатарлиқ намлиқ романлири һәмдә “гүлхан”, “қиянлиқ дәря”, “гиримсән йоллар”, “қәтрә” қатарлиқ һекайә топлими вә повестлири билән оқурмәнләрниң зор алқишиға еришкән язғучи иди. Чәтәлләрдики уйғур әдәбиятчиларниң қаришичә, әхәт турди әсәрлиридики реал темилар вә җанлиқ персонажлар образи арқилиқ уйғурларниң бүгүнки заман иҗтимаий һаятини очуқ йорутуп бәргән истедатлиқ уйғур язғучилириниң бири һесаблинидикән. Униң һазирқи заман уйғур әдәбияти вә уйғур романчилиқиниң тәрәққиятиға қошқан төһписи зор икән. Йиғинда сөз қилған бурун мисирдики әйн шәмс университетида оқутқучилиқ қилған уйғур зиялийси доктор абдурахман җамал кашғәри әпәнди тонулған язғучи әхәт турдиниң “сәрсан роһ” намлиқ әсирини оқуғанлиқини, мәзкур әсәрдә вәтәнпәрвәр вә милләтпәрвәрликниң оттуриға қоюлғанлиқини баян қилди. 

Мәрһум әхәт турдиниң узун йиллиқ дости, пенсийигә чиққан дохтур турғунҗан әпәнди униң 1991-йили түркийәгә келип, тәкшүрүш елип берип, “тарим вадисидин арафат тағлириғичә” дегән мәшһур зиярәт хатирисини елан қилғанлиқини, бу әсәр арқилиқ уйғур хәлқини сәуди әрәбистан, түркийә тоғрисида мәлумат игиси қилғанлиқини баян қилди. 

Доктор әркин әкрәм әпәнди әдәбиятниң милләтләрниң кимликини қоғдап қелиштики роли тоғрисида тохталди. 

Мәрһум әхәт турди 1940-йили 11-айниң 26-күни қәшқәр шәһиридә қол һүнәрвән аилисидә туғулған болуп, 1959-йили шинҗаң университетиниң тил-әдәбият факултетиға оқушқа киргән. Оқуш пүттүргәндин кейин “тарим” журнилида муһәррир вә кейинчә муавин баш муһәррир болуп ишлигән. Мәрһум әхәт турди әдәбий иҗадийәт саһәсигә 1958-йили “тарим” журнилида елан қилинған “гүрүч” намлиқ һекайиси билән кирип кәлгән икән. Истанбулда өткүзүлгән әхәт турдини хатириләш паалийитини чәтәлдики уруқ-туғқанлири уюштурған болуп, паалийәткә иштирак қилғанларға зияпәт берилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.