Германийәдики уйғурлар норуз байрими өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.03.29
gernamiye-noruz-1.jpg Германийәдики уйғур җамаити өткүзгән норуз паалийитидә әркин алиптикин әпәнди балилар билән. 2016-Йили 28-март, мюнхен.
RFA/Ekrem

28-Март германийәдики уйғур җамаити мюнхен шәһиридә җәм болуп, мубарәк норуз байримини қутлуқлиди.

Мюнхен шәһиридә 28-март өткүзүлгән норуз паалийитигә мюнхендики уйғур җамаитидин сирт, германийәниң һәрқайси шәһәрлиридин кәлгән уйғурларму қатнашти. Паалийәтни явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати тәшкиллигән болуп, германийәдики уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди сорунға риясәтчилик қилди.

Чүштин кейин саәт 14 дә башланған норуз паалийитидә норуз еши орнида меһманларға қордақ тартилди. Таамдин кейин дуалар қилинди.

Явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси әнвәрҗан әпәнди зияритимизни қобул қилғанда, нахша-музика, норуз қошақлири вә уйғур усуллири билән җанланған бу қетимқи норуз паалийитидин көп мәмнун болғанлиқини билдүрди.

Алайитән германийәниң вүрсбург шәһиридин келип бу норуз паалийитини қутлиған уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәндиму, паалийәткә болған хурсәнликини ипадә қилди. Д у қ муавин рәиси үмид агаһиму өз тәсиратини билдүрүп өтти. Қурултай муавин рәиси әсқәрҗанму бүгүнки бу норуз паалийитиниң мол мәзмунлуқ вә көтүрәңгү роһлуқ һалда давам қилғанлиқини тилға алди.

Сорун хатимисидә уйғур җамаити зоқ-шох билән уйғурчә усулларға чүшүп кетишти.

Программиниң тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.