Ғәрб дунясидики уйғурлар (9A)

Мухбиримиз қутлан
2016.09.29
shiwetsiye-ana-til-maktep.jpg Шиветсийәдики ана тил мәктипи оқуғучилири дәрсханида. 2016-Йили 27-феврал.
RFA/Éhsan

Биринчи қисим: муһаҗирәттики уйғурларда ана тил вә кимлик

Тил бир милләт иҗтимаий топлуқиниң мәвҗут болуп турушидики әң муһим миллий амиллириниң бири. Ғәрб дунясидики уйғур муһаҗирәт топлуқлирида йеқинқи йерим әсир мабәйнидә ана тил мәсилиси һәммә киши ортақ көңүл бөлидиған вә әндишә қилидиған муһим бир мәсилә сүпитидә билинмәктә.

Баш штаби истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин диний өлима абдулһәкимхан мәхсум бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, түркийәдики уйғурларниң ана тилини ишлитиш әһвали вә бу һәқтә дуч келиватқан бәзи қийинчилиқлири һәққидә мәлумат бәрди.

У өз баянлирида йәнә түркийәдики уйғурларниң түрк қериндашлар билән болған тил, мәдәнийәт вә қан-қериндашлиқ җәһәттики йеқинлиқи сәвәблик өз тилини қоллиниш даирисиниң барғансери тарийип кетиватқанлиқини тәкитлиди һәмдә бу һәқтики әндишилирини билдүрди.

Қәйсәридики уйғурлар өткән әсирниң 50-йиллиридин буян түркийәгә йәрләшкән уйғурлар ичидә ана тил вә миллий өрп-адәтлирини әң яхши сақлап кәлгән уйғур җамаитиниң бири һесаблинидикән. Һалбуки, йеқинқи оннәччә йилдин буян қәйсәридә йетилгән яш бир әвлад уйғурлар ичидә уйғур тилини ишлитиш даирисидин барғансери тарийип бериватқанлиқи мәлум болмақта. Баш штаби қәйсәридики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити аяллар бөлүминиң мудири рабийә илктүрк ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилип өзи билидиған вә һес қилған нуқтиларни тилға алди.

Шиветсийә-явропадики уйғур җамаити көпрәк олтурақлашқан дөләтләрниң бири. Бу әлдә яшаватқан бирқанчә миң уйғур җамаити вә уларниң иккинчи әвладлирида көрүлүватқан ана тил җәһәттики бәзи мәсилиләр әндишә пәйда қилмақтикән. Шиветсийә уйғур комитетиниң рәиси абдушүкүр самсақ әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, өзиниң шиветсийәдә туғулған үч балисиниң мисали арқилиқ өз әндишисини ипадә қилди.

У йәнә балиларниң аилидә ата-анилириға уйғурчә сөзләшкә тиришиватқан болсиму, әмма уйғур балилар өз-ара ойниғанда тәбиий һалда шведчә сөзлишишкә кетип барғанлиқини илгири сүрди.

Мюнхен-уйғурларниң явропада мәйданға кәлтүргән әң дәсләпки муһаҗирәт топиниң йәрләшкән нуқтисидур. Уйғур тилиниң германийәдики биринчи әвлад уйғурлар билән уларниң кейинки әвладлири арисидики ишлитилиш частотиси нурғун кишиләрниң диққитини қозғимақта. Мюнхендики уйғурлардин гүлнар ханим бу һәқтә пикир баян қилип, яшларниң нөвәттә муһаҗирәттики уйғур җамаити әң көңүл бөлүшкә тегишлик қатлам икәнликини тәкитлиди.

Голландийә шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси әйса савут қаримму бу һәқтә пикир баян қилип, нөвәттә голландийәдики 2 миңдин артуқ нопусқа игә уйғур җамаитиниң өз пәрзәнтлириниң ана тил тәрбийиси җәһәттә техи йетәрлик тонушқа кәлмигәнлики шундақла буниң бир тәхирсиз мәсилә икәнликини тилға алди.

Муһаҗирәттики уйғурларниң ана тил мәсилисидә пикир баян қилған голландийәдики уйғур зиялийлиридин абдуреһимҗан ана тилниң чәтәлләрдики уйғур балилири үчүнла муһим болуп қалмастин, бәлки чоңлар үчүнму роһий енергийә беридиған бир озуқ икәнликини, әгәрдә уйғур тилидики китабларни оқушни бирқанчә йил ташлап қойғанда униңдин һузур елиш дәриҗисиниңму төвәнләп кетидиғанлиқини тилға алди.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.