Аблимит турсун “өзимизни қизиқчи чағлиған бир қанчимиз бирлишипму һисам акиға тәң келәлмәйттуқ...”
2013.09.17
Уйғур хәлқи мана заманимиздики һаят нәсирдин әпәндисиниму “әлвида һисамка...” дәп узитип қойди. Қизиқчиларниң пири һисам ака һаят бойи кишиләрни күлдүрүп өткән болса, мана әмди у өзи күлкә ата қилған сизни, мени, уйғурларни йиғлатти....У хәлқ қәлбидә худди мәңгү хушал йүридиған бир шәхс иди. Униңға йеңилмигән бирму қизиқчи, униңға қайил болмиған бирму әрбаб болмиса керәк, һәтта униңдин тәлим алған талай сорунларда чақчақлишип чеқишқан, сәһниләрдә тәң оюн қойған униң шагиртлиридин һазир германийәдә яшаватқан қизиқчи, ләтипичи аблимит турсун устази һисам қурбан акини сеғиниш ичидә әсләп “шагиртлар қәлбидә у тәң кәлгили болмайдиған аҗайип ақил, зерәк устаз иди” дәйду.
Юқиридики аваз улиниши арқилиқ, мухбиримизниң һисам акиниң пәзиләтлири һәққидә аблимит турсун әпәнди билән өткүзгән сөһбитиниң толуқ мәзмунини аңлиғайсиләр.