Профессор ясуши: икки җумһурийәт уйғур мустәқиллиқ күришиниң мевисидур

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.07.16
exmetjan-qasimi.JPG Профессор ясуши “шинҗаң уйғур аптоном районидики милләтләр мәсилиси” намлиқ мақалисигә қойған әхмәтҗан қасиминиң сүрити.
RFA/Qutluq

Йеқинда японийәдә тонулған тәтқиқатчи профессор ясуши “шинҗаң уйғур аптоном районидики милләтләр мәсилиси” намлиқ мақалисини елан қилған. Мәзкур мақалидә уйғур елидики уйғурлар билән хитай һөкүмити арисида йүз бериватқан түрлүк миллий мәсилиләр вә зиддийәтләр оттуриға қоюлған.

Аптор мақалисидә мундақ баян қилған: хитайда нурғунлиған аз санлиқ милләтләр райони бар. Бу районлар растини ейтқанда, қәдимдә хитай дөлитигә тәвә әмәс иди. Лекин хитай һакимийити бу районларни қаттиқ қоллуқ сиясити билән өз тәвәликидә башқуруп кәлмәктә. Бу районлар ичидики алаһидә район шинҗаң уйғур аптоном райони болуп, бу йәрдики түркий тиллиқ уйғурларниң тибәтләргә охшаш хитай билән земин мәсилиси бар. Хитайниң уйғур аптоном райониға алаһидә бәргән аптономийә һоқуқи бар болсиму, әмма уйғур тили уйғур маарипидин аллиқачан сиқип чиқирилған. Бу райондики сиясәт йүргүзгүчиләр хитайлар болуп,“хитай” дегәнлик коммунист партийә дегәнликтур. 1950-Йилидин башлап хитай көчмәнлири бу районға көпләп келип олтурақлишип, нопуси ешип, уйғурлар билән зиддийәтлишишкә башлиди. Бу йәрдики икки милләт арисидики зиддийәтни тарих нуқтисидин қарисақ, аптоном райондики уйғурлар түркий милләт болуп, улар өз тарихида өзиниң мустәқиллиқ күрәшлиридә яхши нәтиҗиләргә еришкән милләт. 1930-Йили, 1944-йили уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийәтлирини қурған. Бу дөләтләр мустәқил дөләт иди. Мана бу икки җумһурийәт уйғур мустәқиллиқ күришиниң мевисидур. Бу икки җумһурийәт мәлум мәзгил мәвҗут болуп туралиған болсиму, кейин хәлқара сиясәтниң тәсиригә учриған.

Аптор мақалисидә уйғур елидә йүз бәргән бир қатар вәқәләр һәққидә тохтилип бу һәқтә мундақ баян қилған: шинҗаң уйғур аптоном районида 1990-йилидин башлап көплигән вәқәләр йүз бәрди. 1990-Йили 4-айда баринда қозғилаң көтүрүлүп, бу йәрдә қурулған хитайға қарши шәрқий түркистан ислам партийисиниң йетәкчиликидә инқилаб башлинип, хитай армийиси билән уйғурлар қораллиқ күрәш елип барған. Ақивәттә хитайниң сақчи, қораллиқ сақчи, һәрбий вә алаһидә қисимлириниң күчлүк һуҗумида бу қозғилаң бастурулған. 1997-Йили илида намайиш йүз бәргән. Бу намайиш хәлқара җәмийәтниң күчлүк инкасини қозғиған. Шуниң билән биргә, үрүмчидиму аптобус партлитиш вәқәлири йүз берип, бу хилдики хитайға қарши һәрикәтләргә қатнашқанлар қолға елинип террорчи дәп аталған. Йеқиндин буянқи бир қанчә йил ичидә уйғур аптоном районидики уйғурларниң мәсилиси хәлқараға тарқилип, һазир хәлқаралиқ мәсилигә айланди. Уйғур аптоном районниң сиртидики бир қисим мустәқиллиқ тәшкилатлири җиддий һәрикәттә.

Аптор мақалисидә чәтәлдики уйғур тәшкилатлири һәққидә тохтилип бу тоғрисида мундақ учур бәргән: 1949-йили хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин кейин түркийәгә панаһланған сәргәрдан уйғурлар түркийәдә шәрқий түркистан мустәқиллиқ миллий һәрикитини башлиған. 1990-Йили сабиқ советлар иттипақи парчиланғандин кейин, оттура асиядики уйғурлар өзлүкидин тәшкиллинип тәшкилатларни қурған. 1992-Йили 12-айда истанбулда шәрқий түркистан мустәқиллиқ миллий һәрикити йиғини ечилған. Йиғинда хитайға қарши һәрикәт елип бериш пиланланған. Мәзкур тәшкилат хитай һөкүмити тәрипидин тәнқидлинип, хитай бу тәшкилатниң һәрикитини контрол қилиш, бастуруш вә тәшкилат ичидики зиялийларни, байларни уҗуқтуруветишкә тиришқан.

Аптор мақалисидә хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин пайдилинип уйғурларниң мустәқиллиқ күрәшлирини бастуруш елип бериватқанлиқини мундақ тәсвирлигән:хитай һөкүмити хәлқарадики башқа дөләтләр билән һәмкарлишип, русийә башлиқ оттура асиядики дөләтләр билән бирликтә бөлгүнчиликкә қарши һәрикәт елип барди. Уйғур мустәқиллиқ һәрикитигә қарита бастуруш елип барған. Бу тәшкилат шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дәп аталди. Қазақистан өз тәвәликидики уйғур мустәқиллиқ һәрикитини бастуруш билән биргә, уйғур аптоном райони ичидики мустәқиллиқ һәрикәтлирини бастурушқа ярдәмләшти.

Аптор мақалисидә уйғур елидә йүз бериватқан барлиқ вәқәләрниң түп мәқсити уйғурларниң мустәқил дөләт қуруш арзуси икәнликини билдүрүп, бу һәқтә мундақ тохталған: биз уйғур аптоном районда йүз бәргән намайиш, қозғилаң қатарлиқ вәқәләргә инчикилик билән қарайдиған болсақ, пүтүн йүз бәргән вәқәләрниң түп мәқситидә уйғурларниң мустәқиллиқ арзусини ипадилигән. Һәр даим йүз бәргән вәқәләрни хитай һөкүмити бөлгүнчилик һәрикити, буни бөлгүнчиләр тәшкиллигән дәп елан қилиду. Әмма бу вәқәләрни һечким тәшкиллигән әмәс, бәлки бу вәқәләр өзлүкидин йүз бәргән вәқәләр. Шундақла һечқандақ бир террорлуқ тәшкилатлири биләнму мунасивити йоқ. Бу ишларни чәтәлдә туруватқан уйғурлар, уйғур тәшкилатлириниң тәшкиллиши әсла мумкин әмәс. Уйғур җәмийити тинчлиқни сөйидиған җәмийәттур. Хитайниң тәшвиқатида дейиливатқан ички уруш йүз бериш алдида турған җәмийәт әмәстур. Уйғур аптоном районниң мәсилиси һазир хәлқаралишип кәткән мәсилә. Хитай һакимийити буни контрол қилиш үчүн көплигән йеңи сиясәтләрни бәлгилиди. Уйғур аптоном районида мол нефит, газ вә йәр асти байлиқлири бар. Хитай һөкүмити бу йәрни һазир алдирап өз мәйлигә қоюп берип, қолдин чиқириветишни халимайду. Уйғурларму һәм хитай һакимийитигә болған қаршилиқ һәрикәтлирини әсла тохтатмайду. Буниң дәл мисали 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидур.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған японийәдики уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим, уйғур елидә йүз бериватқан вәқәләрдә растинила мақалә аптори оттуриға қойғандәк уйғурларниң мустәқиллиқ арзуси ипадиләнгәнму дегән соалимизға җаваб берип өтти.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.