Алмутада “интизар” уйғур ханим-қизлири журнилиниң тәсисчиси пәйзуллам әхмәтоф аләмдин өтти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.10.25
Peyzullam-exmetof-intizar-zhurnal-2-305.jpg “интизар” уйғур ханим-қизлири журнилиниң тәсисчиси пәйзуллам әхмәтоф әпәнди. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
RFA/Oyghan

22-Өктәбир күни алмута шәһиридә тонулған журналист вә язғучи пәйзуллам әхмәтоф 72 йешида вапат болди. 23-Өктәбирдә уйғур җамаәтчилики уни ахирқи сәпәргә узатти. Бу күни өткән униң тәзийә мурасимиға зиялийлар, җәмийәтләр вәкиллири, юрт-җамаәтчилик, мәрһумниң кәсипдашлири, дост-бурадәрлири, уруқ-туғқанлири, юртдашлири қатнашти.

Мурасимда сөзлигән җәмийәтләр вәкиллири, язғучилар вә башқилар мәрһумниң кәспий алаһидиликлирини, инсаний пәзиләтлирини алаһидә тәкитлиди.

“интизар” журнилиниң муһәррири, шаир абдуғопур қутлуқофниң ейтишичә, п. Әхмәтофниң абдуғопур әхмәт дамолла дегән акиси болуп, у һекайиләрни көп язидиған, талантлиқ язғучи иди. А. Қутлуқоф өзиниң 1970-йиллири “коммунизм туғи” гезити йенидики “йеңи һаят” гезитидә ишләватқан пәйтидә әнә шу а. Әхмәт билән тонушқанлиқини, андин у өзиниң иниси п. Әхмәтоф билән тонуштурғанлиқини әсләп, мундақ деди: “мениң укам мушу басма саһәсигә қизиқиду, сүрәт тартиду. Көз-қулақ болуп қойсаңлар, дәп ейтқан иди. Өзи уйғуристанға берип, қолға елинған. Кейин түрмидин чиқип, узун өмүр көрәлмәй өлүп кәтти. Пәйзуллам мушу басмиханида ишләп йүргән иди. Мән "йеңи һаят"та ишләп йүргән вақитлирим. Гезитниң мәсул секретари һебибуллам юнусоф пәйзуллам билән көпрәк арилишидиған. Шуниң ярдими билән у "йеңи һаят" гезитигә өткән иди”.

А. Қутлуқофниң ейтишичә, “йеңи һаят” бу чағда көпчиликкә яхши мәлум, болупму уйғур елидин чиққанлар сөйүп оқуйдиған гезит болған иди. Әнә шуниңдин кейин а. Қутлуқоф вә пәйзуллам әхмәтофниң достлуқи техиму күчийип, ака-укилардәк қериндаш болуп кәткән иди. А. Қутлуқоф һәр иккисиниң аңлиқ һаятиниң шу гезиттә өткәнликини, уларни бир идийидә бир мәсләкдаш қилип тәрбийилигәнликини, пәйзуллам әхмәтофниң сүрәт тартиштин ташқири, һекайә вә шеир йезиш биләнмә шуғуллинип йүргәнликини илгири сүрүп, йәнә мундақ деди: “у өзиниң тиришчанлиқи арқисида әдәбиятчи вә сәнәтчиләр билән наһайити йеқин арилишатти. Шуниңдин кейин у "йеңи һаят" гезитиниң мәйли фото мухбири болсун, мәйли рәсмий мухбирлиқи болсун, һәммисини ишәнчлик елип барди. Һәммимиз униң тиришчанлиқидин зоқландуқ. Қазақистан мустәқиллиқиниң бир пайдиси түпәйли, уйғурлар узундин бери арзу қилған журнал чиқиришқа кәңчилик заман туғулди. Буни дәсләптә сәзгән пәйзуллам әтрапиға өзигә охшаш қәләмдашларни йиғип, бир нәччә гезит-журналларни чиқарди”.

Униң ейтишичә, п. Әхмәтоф “яш әвлад”, “мәрипәт”, “хуш кәйпият” гезитлирини чиқиришқа башлиди һәм шуниң арқилиқ көпчиликниң көзигә чүшкән иди. Мәзкур нәшрләр хираҗәт йоқлуқи түпәйли йепилип кәткән болсиму, п. Әхмәтоф уйғур ханим-қизлириниң һаятини, турмуш-тирикчиликини йорутуш мәқситидә 2002-йилдин тартип “интизар” журнилини чиқиришқа башлиди. Йеқинда мәзкур журналниң 100-сани йоруқ көрмәкчи.

Мәлуматларға қариғанда, п. Әхмәтоф 1946-йили уйғур елиниң сүйдүңгә тәвә күрә йезисида дуняға кәлгән. П. Әхмәтоф толуқсиз оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин, игилик ишлирида әмгәк қилишқа башлайду. 1962-Йили ғулҗада йүз бәргән қанлиқ май вәқәсиниң шаһити болған п. Әхмәтоф қазақистанға көчүп чиқиду. Бу йәрдә у һәрбий сәптә хизмитини ада қилғандин кейин, узун вақит “ йеңи һаят” гезитидә корректор, мухбир, бөлүм башлиқи, җавабкар катиб, андин “уйғур авази” гезитидә фото мухбир лавазимлирида хизмәт қилған. П. Әхмәтоф өз кәспини техиму мукәммәлләштүрүш мәқситидә кироф намидики қазақ дөләт университетиниң журналистика (ахбарат) факултетини тамамлиған иди.

Зияритимизни қобул қилған язғучи абдухалиқ махмудоф қазақистан мустәқиллиқ елип, иқтисадий қийинчилиқлар дәвридә “йеңи һаят” гезитиниң йепилип кәткәнликини көрситип, мундақ деди: “шу чағда биз "йеңи заман" дәп йәнә бир гезит чиқардуқ. Шуниң ичидә пәйзулламму бар иди. Биз гезитни чиқардуқ. Бирақ 4-5 адәмниң күчи уни тәминләшкә йәтмиди. Маашқиму пул йәтмиди. Бизму бу шәхсий гезиттинму тарқилип кәттуқ. Пәйзуллам мушу саһәдин қолини үзгини йоқ. У милләт үчүн немини болса қилғуси келип туратти. Шуниңға йетидиған йолларни издәтти. Ахир шуни тапатти”.

А. Махмудоф п. Әхмәтофниң шундақ тиришчанлиқи арқисида “интизар” журнили бәрпа етилип, бу журналда пәқәт қазақистанла әмәс, бәлки уйғур елиниңму талантлиқ шаир-язғучилириниң, алимлириниң әсәрлириниң пат-патла елан қилинип турғанлиқини алаһидә тәкитлиди. А. Махмудофниң ейтишичә, п. Әхмәтоф қазақистанлиқ язғучилар әсәрлирини уйғур елидә, уйғур ели язғучилириниң әсәрлирини қазақистанда тонуштуруш йолида көп һәрикәт қилған болсиму, лекин бу әмәлгә ашмиған. Униң ейтишичә, “интизар” охшаш журнални тәсис қилип, уни бүгүнки қияпәткә кәлтүрүш һәр кимниң қолидин келивәрмәйдиған, бу пәқәт п. Әхмәтоф охшаш кишиләрниң хислитигә хас наһайити еғир-бесиқлиқ билән, тиришчанлиқ билән әмәлгә ашидиған, һәммә васитиләрдин пайдилинишни билидиған ишчан, тәҗрибилик адәмниң қолидин келидиған иштур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.