Истанбулда “уйғур лоңқиси” ни талишиш васкетбол мусабиқиси өткүзүлди
2018.04.23
Истанбулда йеңи қурулған шәрқий түркистан тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмийитиниң уюштуруши билән 21-22-апрел күнлири истанбул зәйтинбурну чирпиҗи бағчисидики тәнтәрбийә мәйданида “уйғур лоңқиси” ни талишиш васкетбол мусабиқиси өткүзүлди.
Мусабиқигә истанбулдики заим университетиниң уйғур оқуғучилар командиси, тәҗдид университети вә истанбул тиҗарәт университети уйғур командилириниң қатнишиши билән биргә йәнә уйғур кулуби командиси, зәйтинбурну гурупписи, сәфакөй гурупписи қатарлиқ командилар мусабиқигә қатнашти.
Мусабиқиниң ечилиш мурасимида шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси сираҗидин әзизи, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман, сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхпидин өмәр қарим, йеңи нәсил һәрикити җәмийитиниң рәиси абдусалам тәклимакан қатарлиқ кишиләр сөз қилип, уйғур яшлириниң бу паалийитини йеқиндин қоллап-қуввәтләйдиғанлиқини билдүрүшти.
Сираҗидин әзизи бу мусабиқиниң уюштурулғанлиқидин сөйүнгәнликини ипадилиди вә “тәнтәрбийә инсанни җисманий җәһәттин күчләндүрүпла қалмастин, бәлки әқлий җәһәттин, әхлақи җәһәттин вә башқа җәһәтләрдиму инсанни такамуллаштуридиған бир амил”, деди.
У йәнә мундақ деди: “муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар арисида дөләт командисиға қатнишидиған уйғур тәнһәрикәтчилириниң йетишип чиқиши интайин муһим. Чүнки тәнтәрбийә саһәсидиму уйғур миллитини тонуштуруш бизниң мәсулийитимиз. Шәрқий түркистан тәнтәрбийә җәмийитиниң тәрәққий қилип яшларни йетәклиши биз шәрқий түркистан хәлқи үчүн интайин пайдилиқ дәп қараймән вә бу хил паалийәтләрни йеқиндин қоллап-қуввәтләймән.”
Бу мусабиқә шәрқий түркистан тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмийитиниң тунҗи паалийити болуп, истанбулда яшаватқан уйғур муһаҗирларниң васкетбол саһәсидә тунҗи қетим тәшкиллинип мусабиқә уюштуруши болуп һесаблинидикән.
Сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхпиниң мәсуллиридин өмәр қарим, бу паалийәтни уюштурған шәрқий түркистан тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмийитини тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди вә уларниң һәр саһәдә яшларни тәрбийиләп йетәкләштә қилишқа тегишлик хизмәт-паалийәтләрни җиддий түрдә елип беришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “шәрқий түркистан тәнтәрбийә җәмийитиниң мушу саһәдә яшларни тәрбийиләп, һәм тәнһәрикәт һәм илмий тәрәптин һәм сиясий тәрәптин уларни йетиштүрүшини кәлгүсидә милләтниң улардин күтүватқан үмидини ақлишини тәләп қилимән. Буниңдин кейин бу җәмийәтниң техиму тәрәққий қилиши үчүн қолимиздин келишичә маддий вә мәниви җәһәттин қоллап-қуввәтләймән. яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшигә тиләкдашлиқ билдүримән.”
Биз бу паалийәт тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн бу мусабиқини уюштурған шәрқий түркистан тәнтәрбийә вә тәрәққият җәмийитиниң башлиқи таһирҗан көкбайрақ билән сөһбәт елип бардуқ.
Таһирҗан бу паалийәтни уюштуруштики асасий мәқсити тоғрисида тохтилип, мундақ деди: “бу мусабиқә наһайити яхши вә көңүллүк болди дәп қараймән. Бу мусабиқини уюштуруштики мәқситимиз шуки, түркийәдә яшаватқан уйғур яшларни мушу мусабиқә арқилиқ бир-биригә тонуштуруш, өз-ара достлуқ мунасивити орнитиш, яшларға җәмийәт қурулғанлиқини билдүрүш, буниңдин кейинки паалийәтләрдә уларға ярдәмчи болидиғанлиқимиз вә кәлгүсидә техиму яхши паалийәтләрни тәшкилләйдиғанлиқимизни уларға билдүрүштин ибарәт.”
Таһирҗанниң билдүрүшичә, бу қетимқи васкетбол мусабиқиси 21- вә 21-апрел күнлири икки күн давам қилған болуп, 22-апрел чүштин кейинки һәл қилғуч мусабиқидә истанбулдики тәҗдид университети оқуғучилири командиси биринчиликкә, уйғур кулуби командиси иккинчиликкә, истанбул тиҗарәт университети оқуғучилири командиси үчинчиликкә еришкән. Биринчиликкә еришкән командиға шәрқий түркистан тәнтәрбийә җәмийитиниң логоси чүшүрүлгән көмүш рәңлик лоңқа вә 400 түрк лираси нәқ пул мукапат берилгән. Иккинчиликкә еришкән уйғур кулуби командисиға көмүш рәңлик лоңқа билән 300 түрк лираси нәқ пул мукапат берилгән.
Мукапатларни маһирларға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман билән шәрқий түркистан өлималар бирликиниң мәсуллиридин һәбибулла күсәни тәқдим қилди.