“сәһиһ һәдисләр” намлиқ 5 қисимлиқ китаб истанбулда нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.07.18
sehih-hedisler-qisimliq-kitab.JPG “сәһиһ һәдисләр” намлиқ 5 қисимлиқ китаб.
RFA/Arslan

“сәһиһ һәдисләр”  намлиқ 5 қисимлиқ китаб сутуқ буғрахан маарип нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди. Бу китабни, мөминҗан сидиқ вә абдусалам тәклимакан қатарлиқ дини зиялийлар тәрҗимә қилип нәшргә тәйярлиди.

Бу китаб 5000 дин артуқ сәһиһ һәдисни өз ичигә алған болуп мусулманларниң ислам динини чүшиниши вә әмәл қилишида муһим әһмийәткә игә.

Китабниң кириш сөзидә мундақ дейилгән:
Муһәммәд әләйһиссаламниң 23 йиллиқ пәйғәмбәрлик һаятида қуран кәримини мусулманларға йәткүзүши, тәблиғ қилиши, өгитиши, чүшәндүрүши вә исламий һөкүмләрни әмәлийләштүрүшигә әгишип һәдис барлиққа кәлди. Һәдис пәйғәмбәр әләйһиссаламниң сөзини, иш-һәрикитини мақуллишини билдүридиған омумий аталғудур. Биз мусулманларға қуран кәрим вә һәдистин ибарәт бу икки әңгүштәрни муһәммәд әләйһиссаламдин қиямәт күнигичә мирас қалди. Бу иккиси мусулманларни дуня-ахирәтлик бәхт саадәткә йетәкләйдиған, һаятимизда кәм болса болмайдиған қәтий болмайдиған илаһий дәстурдур.

Йеқинқи йиллардин буян, бир қисим һәдис яки һәдис китаблири тәрҗимә қилинип, уйғур мусулманлири билән ниспий йүз көрүшкән болсиму, бу чәклик хизмәтләр һәдис вә башқа дини илимләргә болған иштияқи, тиләк-арзулири күнсайин ешип бериватқан хәлқимизниң сәһиһ һәдискә болған еһтияҗини йетәрлик дәриҗидә қамдап кетәлмиди. Чүнки сәһиһ һәдискә болған еһтияҗини йетәрлик дәриҗидә қамдап кетәлмиди. Чүнки сәһиһ һәдисниң ислам динидики орни наһайити әһмийәтлик болуп, диний мәсилиләргә мунасивәтлик һөкүмләрни билиш вә униңға әмәл қилишта интайин муһим рол ойнайду. Шуңа, бу бошлуқни көздә тутқан асаста сутуқ буғрахан маарип нәшрияти тәрипидин “сәһиһ һәдисләр” намлиқ бу қиммәтлик әсәрни тәрҗимә қилип нәшр қилинди.

Биз бу китаб һәққидә техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн бу китабни тәрҗимә қилип нәшргә тәйярлиған сутуқ буғрахан маарип нәшриятиниң мудири мөминҗан сидиқ әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.