Пүтүн өмрини уйғур давасиға атиған язғучи сами явруҗуқ аләмдин өтти
2014.07.29
Пүтүн өмрини шәрқий түркистан дәвасиға атиған, 87 йиллиқ өмридә уйғурлар тоғрисида көп санда мақалә, обзор вә китаб йезип қалдурған сами явруҗуқ әпәнди 7-айниң 19-күни истанбул зинҗирлиқую мазарлиқида йәрликкә қоюлди.
Мәрһум сами явруҗуқ әпәнди 1927-йили әнқәрәгә йеқин явруҗуқ йезисида туғулған болуп, пүтүн өмри бойичә түрк дуняси тоғрисида шундақла шәрқий түркистан тоғрисида издәнгән вә паалийәтләргә қатнашқан. У, 1952-йили истанбул айродромға чиқип шәрқий түркистанниң мәрһум лидәрлиридин мәмәтемин буғра билән әйса йүсүп алптекинни күтүвалған. Уларниң түркийәдики паалийәтлиригә актип қатнашқан вә уларға ярдәм бәргән. У, йеңи чағ гезитидә обзор язған вақтида шәрқий түркистан тоғрисида көп санда обзор йезип елан қилған.
Биз униң иш-излири тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ баш катипи һамут гөктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, мәрһум сами явруҗуқ әпәндиниң яшлиқ йиллиридин тартип бүгүнгичә 62 йилдин бери шәрқий түркистан мәсилисигә изчил һалда көңүл бөлүп кәлгән, көп санда мақалә вә әслимиләрни йезип қалдурған киши икәнликини, шәрқий түркистан дәвасиниң муһим бир шәхсидин айрилип қалғанлиқини ейтти.