Йәмшидики мискан деһқанларниң саламәтликигә тәһдит салмақта
2014.07.17
Турпан айдиңкөл йеза, йәмши кәнтидики деһқанниң инкас қилишичә, мәзкур кәнттики мискандин чиққан керәксиз газ вә башқа дашқаллар су вә муһитни булғап, аһалиларниң саламәтликигә тәсир көрсәткән. Йеқинда йәмши кәнтидики яшанған бир аял деһқан инкас билдүрүп, бу мисканниң муһит булғуши қисмән түзитилгән болсиму, йәнила иштин тохтимиғанлиқини, йеқинқи йилларда йеза аһалилиридә түрлүк кесәлликләрниң көпийишкә башлиғанлиқини инкас қилди.
Буниңдин 10 йил илгири язда бир қанчә деһқан радиомиз билән алақилишип, бу кәнттә ечилишқа башлиған мискандин чиққан керәксиз зәһәрлик газ вә башқиларниң муһитни еғир дәриҗидә булғиғандин сирт, кәнттики үзүмчилик вә деһқанчилиқ ишләпчиқиришқиму зиян елип келиватқанлиқини инкас қилған иди. Әйни чағда бу хәвәр ашкарланғандин кейин, даириләрниң бу канға қарита түзәш елип баридиғанлиқини вәдә қилғанлиқи мәлум болған иди.
Диққитиңлар мухбиримиз гүлчеһрәниң бу йәмшилик деһқан аял билән елип барған сөһбитидә болсун.