Истанбулда түрк дуняси норуз байрими паалийити өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2015.03.23
istanbulda-norruz-paaliyiti.jpg Түрк дуняси норуз байрими паалийитидин көрүнүш. 2015-Йили 21-март, истанбул.
RFA/Arslan

21-Март шәнбә күни, истанбул валий мәһкимиси, истанбул шәһәрлик һөкүмәт вә зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәт идарилириниң бирликтә уюштуруши билән түрк дуняси норуз байрими паалийити өткүзүлди.

Зәйтинбурну мәдәнийәт-сәнәт мәркизидә өткүзүлгән бу паалийәтни хәлқаралиқ түрк күлтүри тәшкилати билән түрк дуняси бәләдийәләр бирлики тәшкилати қоллап дәстәклиди.

Истиқлал марши вә миллий марш оқуш билән башланған паалийәттә түрк дунясиниң байрақлири ләпилдиди. Қатардин ай юлтузлуқ көк байрақму орун алған болуп, байрақлар мәйдан әтрапида вә миллий марш оқуш гурупписиниң алдида ләпилдәп көзгә челиқип турди.

Паалийәттә истанбул мәдәнийәт вә саяһәт мудири профессор әхмәт әмрә әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди. Әхмәт әмрә әпәнди, йеңи бир күнниң башлиниши мәнисини ипадиләйдиған норуз байримини тәбрикләш үчүн җәм болғанлиқини, норуз байриминиң нәччә йүз йилдин буян түрк дуняси үчүн муһим әһмийәтлик бир бибаһа қиммәтлик бир байрам дәп қарилип тәбриклинип келиватқанлиқини вә бу байрамниң кәң бир җуғрапийилик районларда охшаш вақитта тәбриклинидиғанлиқини билдүрди.

Әхмәт әмрә әпәнди мундақ деди: норузниң чиқиш нуқтиси инсанларниң ортақ мәдәнийити болған қиммәт қарашлиридур. Норузниң түрк дунясиниң нурғун мәниси бардур. Алди билән норуз туғулуштур, башлиништур, йеңи бир күнниң башлиниши, қиш пәслиниң ахирлишип баһарниң йетип кәлгәнликини, тәбиәтниң бих сүргән бәрикәт вә баяшатлиқ күндур. Охшаш вақитта кечә вә күндүз тәң болған, достлуқ вә қериндашлиқниң риштиси бағланған күндүр. Униңдин башқа йәнә норуз, қисмәт, тиләк-арзу издәш күнидур.

Бу паалийәткә истанбул валийси васип шаһин, истанбул шәһәр башлиқи қадир топбаш, генерал шенол алқиш, зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурат айдин қатарлиқ рәһбәрләр йиғин залиниң алдида ечилған миллий мәдәнийәт көргәзмини айлинип чиқти. У йәрдә базған билән төмүр соқти, тухум чекиштурди. Миллий йемәкликләрниң тәмини тетиди.

Паалийәттә йәрлик хәлқ сәнәтчилири оюн көрсәтти. Кавказийә черкәс җәмийити хәлқ сәнәтчилири оюн көрсәтти. Қазақ сәнәтчи бәшир әхмәт, сәдат чолақоғли қатарлиқлар сәнәт номурлирини тәқдим қилди. Паалийәттә йәнә уйғур сәнәтчи мәликә норуз уйғурчә нахшиларни орундиди. Булардин башқа йәнә түрк, қазақ вә қирғиз сәнәтчиләрму бирдин өз сәнәт номурлирини көрсәтти.

Паалийәт ахирида мухбирларниң норуз тоғрисидики соалиға җаваб бәргән истанбул валийси васип шаһин норуз байриминиң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: пүтүн түрк дунясида вә оттура шәрқтики түркий хәлқләрниң қизғинлиқ билән тәбрикләватқан норуз байриминиң түрк дунясиға вә милләтлиригә һузур, тинчлиқ, хушаллиқ елип келишигә тиләкдашлиқ билдүримән.

Норуз байримида йәнә истанбул шәһәр башлиқи қадиртоппаш сөз қилип мундақ деди: йеңи бир ойғиниш вә тирилиш, үмидләр йеңиланған, гүзәлликләр җилвә қилған, инсанларниң кәлгүсигә қарита башқичә бир һаяҗан билән йүргән бир заманниң башлиниши норуздур. Түрк дунясиниң вә хәлқимизниң норуз байримини тәбрикләймән. Бу байрам пүтүн инсанийәткә гүзәллик, хушаллиқ елип кәлгәй.

Йеңи йилимизниң тинчлиқ вә аман-исәнлик ичидә өтүшини тиләкдашлиқ билдүримиз

Норуз байримини тәбрикләш паалийити мунасивити билән сөз қилған зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурат айдин мундақ деди: норуз байримиңлар қутлуқ болсун, зәйтинбурну түрк дуняси йиғинчақланған бир йәрдур. Шәрқий түркистандин, афғанистанғичә, йәни пүтүн түрк җуғрапийисидин, түркистандин пүтүн түркий хәлқләрни бирләштүргән бир йәр зәйтинбурнудур. Биз бу йәрдә, қазақлар билән қирғизлар билән уйғурлар вә өзбекләр билән башқа түрк хәлқләр билән оттура шәрқтин кәлгән түрк хәлқләр билән кавказийәдин кәлгәнләр билән һәммимиз бирликтә яшаймиз. Зәйтинбурнуда мән 4 қетим шәһәр башлиқи болуп сайландим. 17-Қетим биз бу йәрдә норуз байримини тәбрикләватимиз.

Йеңи йилни йеңи күнни тәбрикләватимиз. Йеңи йилимизниң тинчлиқ вә аман-исәнлик ичидә өтүшини арзу қилимиз. Қәлб көңүллиримизни бир биримизгә ачайли, бу көңүл риштимиз билән тинчлиқ вә һузурниң вәтинимизгә вә дуняға һаким болушини арзу қилимиз.

Түрк дуняси үчүн программа тарқитидиған т р т авази телевизийә қанили норуз байрими мунасивити билән мәхсус программа тарқатқан болуп, бу программиларда уйғур пәрзәнти муҗаһид қәшқәрли, чанаққәлә шеирини җараңлиқ декламатсийә қилип һәр замандикигә охшаш қизғин алқишқа еришти. Униңдин башқа йәнә түрк сәнәтчи бунямин ақсүнгәр әпәнди, уйғур хәлқ нахшиси “гүл ачил” дегән нахшини оқуди. Бу программилар т р т авази телевизийәсидин сүний һәмраһ арқилиқ биваситә тарқитилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.