Японийәдики уйғурлар норуз байримини қутлиди

RFA/Qutluq
22-Март японийәниң токйо әтрапидики уйғурлар бир йәргә җәм болуп, уйғурларниң әнәниви байрими норузни қутлап паалийәт елип барған.
Норуз мәрикисини қутлаш паалийитидә һәрхил сәнәт номурлири көрситилгән болуп, уйғур өсмүрлири өзиниң чүчүк сәбий тиллири билән уйғур шаирлиридин лутпулла мутәллипниң “йилларға җаваб” қатарлиқ шеирини декламатсийә қилип, кәң сорун әһлиниң қизғин алқишиға еришкән.
Токйода өткүзүлгән норуз байримини тәбрикләш паалийити шу күни чүштин кейин саәт бирдин төткә қәдәр давамлашқан.
Биз мәзкур паалийәт ахирлашқандин кейин, бүгүнки паалийәткә иштирак қилған гүлистан ханим билән бу һәқтә телефон сөһбити елип бардуқ.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.