Профессор еллйот сперлиңниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири (2)

Мухбиримиз әзиз
2017.07.14
elliot sperling bloomington Еллйот сперлиң индияна шитатиниң бломиңтон шәһридики “тибәт мәдәнийәт мәркизи” дә уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханим билән биллә. 2006-Йили 26-сентәбир
RFA/Aziz

“‛шинҗаң қәдимдин тартип хитайниң бирқисми‚ дегән сөзниң асаси йоқ!”

Америкидики индияна университетиниң хәлқараға тонулған тибәтшунас профессори еллйот сперлиң һаят вақтида хитай өктичи зиялийси таң дәнхуң билән мәхсус сөһбәттә болған һәмдә бу җәрянда уйғурлар тарихиға даир бәзи мәсилиләр һәққидә өз қаришини оттуриға қойған иди. Йеқинда таң дәнхуң радийомизниң зияритини қобул қилип, шу қетимқи сөһбәт һәмдә башқа алақидар мәсилиләр һәққидики бәзи соаллиримизға җаваб бәрди. 

Буниңдин үч йил илгири, хитай язғучиси таң дәнхуң ханим өзиниң кәлгүсидики йезиқчилиқ пилани үчүн америкидики индияна университети мәркизи явро-асия факултетиниң профессори, хәлқараға тонулған тибәтшунас алим еллйот сперлиң билән узун сөһбәттә болған һәмдә сөһбәттин син хатириси қалдурған. У йеқинда мәрһум еллйот сперлиңниң аилә тавабиатлириниң рухсити билән өзи синға алған сөһбәт хатирисини бизгә тәқдим қилди. Шуниң билән мәрһумниң уйғурлар һәққидә ейтқан, әмма мәтбуатларда көзгә челиқмайдиған бәзи баянлири бизгә аян болди.
Уларниң сөһбити тәбиий йосунда тибәт райониға даир мәсилиләрдин башлинип, хитай һөкүмитиниң миллий сиясәтлириниң қурбанлиридин бири болуватқан уйғурлар мәсилиси һәққидиму тегишлик орун алған. Бу җәрянда таң дәнхуң сориған соалларниң бири, хитай һөкүмити йиллардин буян өз тәшвиқатлирида изчил тилға елип келиватқан “шинҗаң әзәлдин җуңгониң айрилмас бир қисми” дегән баянат һәққидә униң қандақ көзқарашта икәнлики болған. 

Профессор еллйот сперлиң бу һәқтә сөз қилип, бу һәқтә сөз болғанда хитай һөкүмитиниң һәрқачан қәдимки заманларға хас “тарихий пакит” ларни көтүрүп чиқидиғанлиқини, әмма уларниң бу хил йосунда мәсилини испатлашқа урунушлириниң логикиға уйғун әмәсликини алаһидә тәкитләйду. У бу тоғрилиқ мундақ дәйду: “чүнки, бу тарих бәкму зор дәриҗидә бурмилинип кәтти. Қандақ десиңиз, хитай һөкүмити һазир һә десила ‛шинҗаңдин хән ханиданлиқи заманисиға мәнсуп палани буюм тепилди. Демәк шинҗаң бизгә мәнсуп болған‚ дегәндәк гәпләрни қилиду. Сиз йипәк йолини бойлап һәр бир километир йәрни қазсиңиз, бирәр нәрсә чиқмай қалмайду. Йәнә мисал алсақ, рим империйиси тәвәсидин хитайниң тәңгә пуллири көпләп тепилған. Ашу мәнтәқә бойичә болғанда рим империйиси яки явропа хитайға тәвә боламду? бундақ гәпләрниң һечқандақ асаси йоқ. Хитайниң бу хилдики гәплири һазир уларниң тинч окянда деңиз территорийиси һәққидә ғовға қиливатқанлиқи билән охшашла бир иш. Шинҗаң һәққидә дәватқанлири болса буниңдинму өтә мәҗнунларчә гәпләрдур. Шинҗаңниң өткән әсирдики тарихиниң өзигила қарайдиған болсақ, уларниң мәдәнийәт арқа көрүнүши, тарихий арқа көрүнүши, сиясий арқа көрүнүши қатарлиқлар мәркизий асия райони билән әң зич мунасивәтлик болуп чиқиду. Уларниң тил җәһәттики мунасивитиму мушундақ. Демәк, бу саһәләрниң хитай билән һечқандақ алақиси йоқлуқи бәш қолдәк ашкара болиду. Қарайдиған болсиңиз, мәркизий асиядики хәлқләр өткән әсирләрдә чар русийә империйисиниң, кейинчә совет иттипақиниң территорийисигә киргән. Әмдиликтә болса улар бу территорийиләрниң һечқайсисида әмәс. Худди шуниңдәк шинҗаңниң тарихи бәкму мурәккәп. Шуңа аддийла қилип, ‛шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас бир қисми‚ дейишкә болмайду. Бу хитайдики хәритәшунас тән чишяңниң тәтқиқат усули. Тарих өзгирип туриду, бизниң һазир ейтиватқанлиримиз 22-әсиргә барғанда башқичә болуп қелиши тамамән мумкин.”

Бу һәқтики муһакиминиң давамида профессор еллйот сперлиң 1271-йили қурулған йүән сулалисиниң хитай һөкүмәт тәшвиқатида һәрқачан “тарихий материял” сүпитидә суйиистемал қилинидиғанлиқини тилға алиду. Мәлум болушичә, буниңға охшап кетидиған әһвал уйғурларға даир тәшвиқатлардиму бар болуп, хитай тарихшунаслири буниңда әң типик мисал қилип ишлитидиғини, турпандики идиқут уйғур ханлиқиниң қағани барчуқ арт текиндур. Бу киши 1211-йили чиңгизханға бәйәт қилғанда чиңгизхан униңға өзиниң кәнҗи қизини ятлиқ қилған һәмдә уни “бәшинчи оғлум” дәп атиған. Идиқут уйғур ханлиқиниң мушу йосунда чиңгизхан бәрпа қилған моңғул империйисиниң бир тәркиби қисмиға айланғанлиқи болса, хитай даирилириниң “шинҗаң йүән сулалиси дәвридиму хитайниң бир тәркиби қисми иди” дәйдиған баянлириниң “тарихий асаси” болуп қалған. 

Профессор еллйот сперлиң бу һәқтә сөз болғанда “йүән сулалиси” вә “хитай дөлити” дегән аталғуларни тәңләштүривелишниң интайин бимәнилик болидиғанлиқини тилға алди. Униң пикричә, соң сулалиси һөкүмранлиқ қилған хитайни бойсундурған һәмдә өзиниң бир тәркиби қисми қиливалған моңғул дөлитини “хитай дөлити” дәвелиш логикиға уйғун әмәс. Шуниң үчүн моңғуллар бойсундурған җайларни “хитай бойсундурған җай” дейиш охшашла пут тирәп туралмайду. У бу һәқтә мундақ дәйду: “сизниң хәвириңиз бар, мән бу йәрдә уларни (йәни моңғул империйиси вә мәнчиң империйиси) истелачи империйиләр дәп қараймән. Ғәрб дунясидики һәрқандақ бир тәтқиқатчи моңғул империйисини яхши билиду. Йәнә келип уларниң һәммисила бу мәсилигә мушундақ қарайду. Йәни немә десиңиз, биз дәватқан моңғул империйиси һәрқачан чәтәлләрдики алимларниң әсәрлиридә мәнчиң империйиси билән биллә тилға елиниду. Һалбуки ‛мәнчиң империйиси‚ билән ‛хитай‚ башқа-башқа уқум. Аддийрақ қилип ейтқанда, мәнчиң империйиси хитай дөлитини бойсундурған, буниң билән хитай дөлити мәнчиң империйисиниң бир қисмиға айланған. Бу һал худди моңғул империйиси заманисида тибәт райони һәмдә хитай дөлити моңғул империйисиниң бир тәркиби қисмиға айланғандәкла бир иш. Хитайдики хитай тарихшунаслиридин ‛тибәт қачан хитай территорийисиниң бир қисмиға айланған?‚ дәп сорисиңиз, улар дәрһалла ‛тибәт 13-әсирдә йүән сулалиси территорийисиниң бир қисмиға айланған‚ дәйду. ‛йүән сулалисиниң қайси мәзгилидә шундақ болған?‚ дәп сорисиңиз, улар һәрхил җаваб бериду. Чүнки, ‛тибәтниң 13-әсирдә хитай дөлитиниң бир қисмиға айланғанлиқи‚ һәққидә биз һечқандақ язма һөҗҗәт яки императорниң мушундақ бирәр ярлиқини тапалмаймиз. Тибәт шу вақитта хитай дөлитигә әмәс, бәлки моңғулларға мәнсуп болған. Буни һечким инкар қилалмайду. Тибәтчә вәсиқиләрдә бу һәқтә йетәрлик испат бар. Әҗәба бу, тибәтниң хитай дөлитигә тәвә болғанлиқиму? улар қачан тибәтни хитай категорийәсигә мәнсуп қилиптикән? шуниң үчүн бу пүтүнләй ақмас гәпләр. ” 

Мәлум болушичә, һазир уйғурлар дияридики һәрқандақ тәшвиқатта тарих темисида сөз болғанда, хитай даирилири изчил һалда “шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас бир қисми” дегән һөкүмни дәстәк қилидикән. Һалбуки, тарихшунасларниң бу һәқтики алақидар мулаһизилиридә болса буниңға башқичә болған қарашни алға сүрүватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.