Қазақистандики уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.04.12
qazaqistan-turkiye-uyghur-305.png Қазақистан бирлик җәмийити яшлар тәшкилатиниң рәиси гузәл ханим шәрқий түркистан маарип җәмийити рәиси һидайәтуллаһ әфәнди билән уйғурлар тоғрисида соһбәттә
RFA/Arslan

Қазақистан көп милләтлик дөләт болуп бу дөләттә уйғурларму хели көп санни тәшкил қилиду. Қазақистанда рәсмий рәқәмләргә көрә 300 миң, толуқ болмиған рәқәмләргә көрә 600 миңдин артуқ уйғур яшайдикән.

Түркчә тарқитиливатқан, шәрқий түркистан хәвәр http://dogu-turkistan.net/ Намлиқ интернет тор гезиитидә қазақистандики уйғурларниң һазирқи әһвали дегән темида бир мақалә елан қилинди. Бу мақалидә қазақистандики уйғурларниң әһвали тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: оттура асия дунядики чоң дөләтләр мәнпәәт тоғрисида бир - бири билән риқабәтлишиватқан бүгүнки күндә, намәлум күчләр бу районда хәлқаралиқ, миллий тоқунушларниң техиму ашидиғанлиқини тәхмин қилмақта. Шуниң үчүн пүтүн күчләр бу йәрдики һәрикәтләргә алаһидә диққәт қилиду. Қазақистанда, 20 - әсирдә икки қетим дуня сиясий хәритисидә орун елишқа муваппәқ болған мустәқил шәрқий түркистанни қурушқа алақидар һәқ - һоқуқ тәләп қиливатқан уйғурлар яшайду.

Мақалидә йәнә, қазақистанниң уйғурларниң һәқ - һоқуқлирини қоғдаш вә мәнпәәтлиригә һөрмәт қилиш тоғрисидики қанун принсипларға әмәл қилип келиватқанлиқини ипадиләп мундақ дейилгән: қазақистандики уйғурларға асасий қанундики һоқуқлири вә қануний мәнпәәтлиригә риайә қилиш шараити яритип берилиду. Уйғурлар миллий мәдәнийәт алаһидиликлирини қоғдаш билән биргә техиму тәрәққий қилиш үчүн әмәлий шараит һазирлап берилиду. Хусусән һазир қазақистанда, алмата шәһиригә қарашлиқ уйғур наһийиси бар. Уйғурларниң дөләт тәрипидин ечип берилгән 63 мәктипи бар. Бу мәктәпләрдә 15 миңдин артуқ уйғур оқуғучи ана тилида дәрс оқуйду. Қазақистандики уйғурларниң нопуси рәсмий статистикилиқ мәлуматларда 300 миң дейилигән. Әмма, толуқсиз мәлуматларға қариғанда 600 миңдин артуқ уйғурниң яшайдиғанлиқи илгири сүрүлди.

Қазақистандики уйғур җәмийәтләр

Мақалидә қазақистандики уйғур тәшкилатлар тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: қазақистанда бир қанчә уйғур тәшкилатлири болуп, буларниң көпинчиси дөләт ярдими билән хизмәт - паалийәт елип бариду.”қазақистан уйғурлири мәдәнийәт мәркизи“,”алмата уйғур мәдәнийәт мәркизи“,”қазақистан уйғур яшлар мәркизи“,”дөләтлик уйғур тиятири“қатарлиқ җәмийәт вә тәшкилатлар бар болуп, бу тәшкилатлар қазақистанниң рәсмий ярдими билән хизмәт қилидикән. Униңдин башқа йәнә, тәшвиқат саһәсидә қазақистандики уйғурларниң уйғур тилида нәшр қилинидиған мустәқил ахбарат органлири болуп,”уйғур авази гезити“вә”уйғурчә радиоси“қатарлиқ тәшвиқат органлири бар. Уйғурларниң алматада, уйғур иҗтимаи пәнләр тәтқиқат мәркизи уйғур иҗтимаи пәнләр тәтқиқати бойичә хизмәт қилмақта икән. Қазақистанда һазир охшимиған саһәләр бойичә докторлуқ унвани алған 40 нәпәр уйғур доктор бар икән. Алий мәктәп пүттүргән уйғурлар оқуғучиларниң сани 200 дин артуқ болуп, булар һәр саһәдә хизмәт қилидикән. Уйғурларниң вәкиллири охшимиған саһәдики дөләт идарә - органлирида хизмәт қилидикән. Уйғурларниң диний әркинлики йолға қоюлған болуп, уйғурлар яшайдиған пүткүл районларда мәсчит вә мәдрисиләр паалийәт қилидикән. Қазақистандики уйғурлар әнәнви етиқади бойичә сүнний мәзһипикә мәнсуп. Уйғурларниң алматада йәнә өсмүрләр сәнәт гурупписи, нахша - усул ансамбили паалийәт қилидикән. Мәдәнийәт сәнәт кечилики вә әдәбият күнлири дегәнгә охшаш намларда сәнәт паалийити өткүзидикән. Уйғур наһийисидики пүтүн мәктәпләрдә айрим һалда миллий өрп - адәт, уйғур тили вә мәдәнийәтләр тоғрисида дәрс өтилиду. Йәрлик һөкүмәт органлири, уйғур алимлири, сәнәтчиләр вә зиялийлар уйғур җәмийәтлириниң хатириләш йиғини, мурасим уюштурушини қоллап - қуввәтләйду.

Мақалидә йәнә мундақ дейилгән: алмата шәһириниң узун яғач йезисидики оттура мәктәптә бир музей болуп, буниңда, қәдимий уйғур қол - һөнәр техниклири билән тоқулған тарихи гиләмләр, қәдимий уйғур ашхана буюмлири, уйғурларниң әсли қияпәтлири болған миллий кийим - кечәклири көргәзмигә қоюлған болуп, бу мозей қәдимий уйғур миллий етнографини ипадиләйдиған музей икән. Бу мозейда йәнә архип амбири болуп, бу йәрдә уйғур хәлқиниң қәһриманлири, шаирлири вә язғучилириға алақидар мәлуматлар топланған бир мәркәз бар икән.

Мақалиниң ахирида қазақистанниң қазақ болмиған милләтләргә алақидар сиясити тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: қазақистанда, хәлқара мунасивәтләргә алақидар мәсилиләрниң һәл қилиниши вә түзүлүши үчүн мәхсус қурулған “қазақистан хәлқлири кеңәш һәйити мәҗлиси”ниң кәң түрдә һоқуқ вә имканлири мәвҗут болуп, 100 дин артуқ милләт яшайдиған қазақистанда бу мәҗлис 2000 - йилиниң ахирида парламент әзалиқиға намзат көрситиш һоқуқини қолға кәлтүргәндин кейин, толуқ мәнаси билән рәсмий бир орган салаһиийитигә игә болған. Һазир 5 - нөвәтлик парламент мәҗлисидә бир парламент әзасиниң орни мәхсус уйғурларға айрилған болуп. Омумий җәһәттин ейитқанда, қазақистан сияситиниң мәқсити дөләт бихәтәрликини қоғдаш мунасивити билән уйғурларни өз ичигә алған қазақистандики пүткүл етник милләтләрниң өзлирини бу дөләтниң пуқраси дәп һес қилишини қолға кәлтүрүштин ибарәт.

Биз қазақистандики уйғурларниң әһвали тоғрисида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн, қазақистан уйғур бирлик җәмийити яшлар бөлүминиң башлиқи гүзәлийә ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Мақалиниң мәнбәси:

http://dogu-turkistan.net/2012/10/18/kazakistandaki-uygur-diasporanin-durumu/

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.