Қирғизистан уйғурлириниң 2018-йиллиқ қурбан һейтидин нәмуниләр

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2018.08.22
rejep-atesh-2018-qirghizistan-qurbanliq.jpg

Германийәниң дүсселдорф шәһиридики түрк қериндашлардин қирғизистанға вәкил болуп кәлгән журналист рәҗәп атәш әпәнди моһтаҗ аилиләргә қурбанлиқ қилмақта. 2018-Йили 21-авғуст, қирғизистан.

rejep-atesh-2018-qirghizistan-qurbanliq-1.jpg

Моһтаҗ аилиләргә тәйярланған қурбанлиқ қойлар парчиланмақта. 2018-Йили 21-авғуст, қирғизистан. RFA/Féruze

rejep-atesh-2018-qirghizistan-qurbanliq-2.jpg

Моһтаҗ аилиләргә тәйярланған қурбанлиқлар тарқитилмақта. 2018-Йили 21-авғуст, қирғизистан. RFA/Féruze

rejep-atesh-2018-qirghizistan-qurbanliq-3.jpg

Моһтаҗ аилиләргә қурбанлиқ тәйярлаш җәрянида қушханиға кирип-чиққанлар үчүн тамақ һазирланмақта. 2018-Йили 21-авғуст, қирғизистан. RFA/Féruze

rejep-atesh-2018-qirghizistan-qurbanliq-4.jpg

RFA/FéruzeМоһтаҗ аилиләргә тәйярланған қурбанлиқтин рази болған аяллар вә балилар. 2018-Йили 21-авғуст, қирғизистан. RFA/Féruze

Қирғизистан оттура асиядики уйғурлар бир қәдәр көп вә зич олтурақлашқан мәмликәт болуп, бу әлдики уйғурлар өзлириниң миллий вә диний әнәнилирини яхши сақлап кәлмәктә. 21-Авғуст күни қирғизистандики уйғур җамаити улуғ қурбан һейт намизини өзлири турушлуқ җайлардики мәсчитләргә топлишип бирликтә оқуди. Бишкәктики уйғур җамаити һейт намизини бишкәк шәһириниң мәркизий мәйданида оқуди.

Игилишимизчә, бу йиллиқ һәҗ тавабити үчүн қирғизистандин мәккигә 5400 гә йеқин кишиниң сәпәр қилғанлиқи мәлум. Уларниң ичидә 300 дин артуқ уйғур бар икән.

Қирғизистан уйғурлири җумһурийәтлик “иттипақ” җәмийити уюштурған қурбанлиқ тарқитиш комитетиниң әзалири башчилиқида һейт намизидин кейин бир қатар сахавәтлик ишларни башлиди. Буниңға “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийеф риясәтчилик қилди.

Төт йилдин буян “иттипақ” җәмийити қирғизистанниң чу вилайитигә қарашлиқ уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан йеза-шәһәрләрдә моһтаҗ аилиләргә қурбанлиқларни тарқитип кәлмәктә. 2016-Йилдин башлап қирғизистанниң җәнубий вилайәтлиридиму қурбанлиқ қилиниватиду. Һәр йили ярдәм көрситилгән аилиләрниң сани көпийиватиду.

Германийәдики “шәрқий түркистан учур мәркизи” дин абдуҗелил қарақаш әпәнди арқилиқ 2015-йили қирғизистандики 400 дин ошуқ уйғур аилисигә биринчи қетим қурбанлиқ әвәтилгән иди. 2016-Йилдин башлап германийәдики “шәрқий түркистан учур мәркизи” билән қирғизистандики “иттипақ” җәмийити һәмкарлишип, бир қатар хәйр-еһсан ишлирини елип бармақта.

Германийәниң дүсселдорф шәһиридики түрк қериндашлардин қирғизистанға вәкил болуп кәлгән журналист рәҗәп атәш әпәнди һәр йили қурбанлиқларни пүтүн дунядики моһтаҗ мусулманларға тарқитиветилгәнликини билдүрди. У зияритимиз җәрфянида уйғур хәлқини алаһидә сөйидиғанлиғини билдүрди вә уйғурлар мәсилиси һәққидә тохтилип мунуларни көрсәтти: “биз пүтүн дунядики мусулманларға ярдимимизни көрситишкә тиришиватимиз. Әмма биз уйғурларға алаһидә қараватимиз. Әлвәттә, биз үчүн уйғур мәсилиси алаһидә бир мәсилә. Җәмийәт рәисимиз абдуҗелил қарақаш әпәнди шәрқий түркистан мәсилисини, уйғурлар мәсилисини һәр даим бизгә тонуштурмақта. Уйғур қериндашлиримиз үчүн ичимиз көйиду. Шәрқий түркистан мәсилиси бир күндила пәйда болуп қалмиди. Хитай һөкүмити шәрқий түркистанда йилларчә бесим-зулум сияситини йүргүзүп кәлди. Болупму аталмиш ‛тәрбийәләш мәркәзлири‚ инсан һоқуқлирини дәпсәндә қилип, зулум қилишта чәктин ашти.”

У йәнә мундақ деди: “бизниң мәркизимиз зулум астида қалған пүтүн мусулманларға ярдәм қилсақ дәп ойлаймиз, болупму уйғурларға ярдәм беришини бәкму халаймиз. Әлвәттә, биз үчүн уйғурлар әң муһим орунда туриду. Биз моһтаҗ болуватқан уйғурларниң, шундақла муһаҗирәттики уйғурларниң қешида турушни халаймиз. Силәр ялғуз әмәс, биз һәр даим силәрни әсләп туримиз. Аз болсиму бу һейтта бир қисим ярдимимизни әвәттуқ.”

У ахирида мунуларни тәкитлиди: “бүгүнки қурбанлиқларни тәйярлаш вә тарқитиш ишлириға артиқ һаҗийеф башлиқ иттипақ җәмийити, йигит башлири вә аяллар кеңәшлири бирликтә ярдәм көрситишти. Ундин башқа муһәммәдәли палтиефқа мәхсус рәһмитимни билдүримән!”

Бу йиллиқ қурбан һейтта германийәдики “шәрқий түркистан учур мәркизи” билән қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң һәмкарлиқида қирғизистанниң чу вилайитидики 200 дин артуқ уйғур аилисигә қурбанлиқ қой ярдәм қилинди. Җәнубтики вилайәтләрдин ош, җалалабад вә өзгән вилайәтлиридә моһтаҗ аилиләргә 70 кә йеқин қурбанлиқ қой тарқитилди. Қурбанлиқ гөшләр милләт айримастин пүтүн қирғизистандики моһтаҗ аилиләргә вә шундақла дохтурханиларға әвәтилди.

“аламедин” вә “восток” мәһәллилириниң йигит бешлири әбдулһәким әпәнди вә абдуҗелил әпәнди җамаәт намидин рәһмитини билдүрүп, пүтүн дунядики мусулманларниң қурбан һейтини тәбрикләп, уйғур хәлқиниң азадлиқи йолида тинимсиз һәрикәт қиливатқан қериндашлириға күч-қуввәт тилиди.

Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийеф мушу сахавәтлик ишлар үчүн ярдәм көрсәткән мәркәзләр вә шәхсләргә рәһмитини билдүрди.

Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң муһим хизмәт низамлиридин бири-қирғизистан билән дуняниң башқа җайлиридики уйғурларни тонуштуруш, уйғур хәлқиниң мәдәнийәт байлиқлири һәмдә өрп-адәтләрниң қиммитини намаян қилиштур.

Һазир қирғизистанда һөкүмәтниң рәсмий санлиқ мәлумати бойичә 60 миң әтрапида уйғур яшайду. Уйғурларниң өзлири болса қирғизистандики уйғур нопусиниң буниңдин көп икәнликини илгири сүрүшиду. Қирғизистандики уйғурлар өзлириниң тили, мәдәнийити вә өрп-адәтлирини яхши сақлап кәлмәктә. Қирғизистан һөкүмити пуқралириниң диний етиқад әркинликигә йол қойғанлиқи үчүн уйғурларму башқа хәлқләргә охшашла өзлириниң дини вә мәдәнийәт паалийәтлирини әркин һалда давамлаштуруп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.