Қазақистан уйғурлири уйғур миллий мәтбуатиниң 100 йиллиқини хатирилиди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.06.22
Qazaqistan-uyghur-metbuatining-100-yilliqi-2018-01.jpg Қазақистанда өткүзүлгән уйғур миллий мәтбуатиниң 100 йиллиқиға беғишланған илмий муһакимә йиғинидин бит көрүнүш. 2018-Йили, 22-июн. Алмута, қазақистан.
RFA/Oyghan

22-Июнда алмута шәһиридики достлуқ өйидә уйғур миллий мәтбуатиниң 100 йиллиқиға беғишланған илмий муһакимә йиғини болуп өтти. Мәзкур йиғин қазақистан хәлқлири ансамбулийәсиниң қоллап-қуввәтлиши билән өткүзүлди. Бу паалийәт қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизи һәмдә җумһурийәтлик “уйғур авази” гезити тәрипидин уюштурулди.

Йиғин риясәтчиси, “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф бу йил ичидә қазақистан уйғурлириниң шундақла латин йезиқиға өтүш һәм уни қобул қилиш қарарини муһакимә қилғанлиқини вә “ату” паҗиәсиниң 100 йиллиқини омумйүзлүк хатириләп өткәнликини тәкитлиди. У уйғур миллий мәтбуатиниңму өзигә хас узун мусапини бесип өтүп, тарихниң көплигән синақлириға бәрдашлиқ берип кәлгәнликини оттуриға қойди. 

Мурасимда алди билән сөзгә чиққан қазақистан хәлқлири ансамбулийәси рәисниң орунбасари леонид прокопенко қазақистан уйғур мәтбуатиниң тарихиға қисқичә тохтилип, униң тәрәққиятиға салмақлиқ төһпә қошқан журналистларға ансамбулийә намидин тәшәккүрнамә һәм хатирә совғилирини тапшурди. Андин сөзгә чиққан қазақистан парламенти алий кеңишиниң әзаси, қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф қазақистан уйғур мәтбуатиниң тарихини тәтқиқ қилишта болупму татар хәлқиниң пәрзәнти, уйғуршунас алим, тарих пәнлириниң намзати мунир ерзинниң әмгикини юқири баһалиди. У йәнә академик сағимбай қозибайефниң уйғур мәтбуати бойичә елип барған издинишлирини алаһидә тәкитлиди. Шаһимәрдан нурумоф қазақистан парламенти алий кеңишиниң әзалар гурупписиниң йетәкчиси саутбек абдрахманофниң тәбрикнамисини оқуди.

“садайи таранчи” гезити-қазақистан уйғур мәтбуатиниң тунҗи қарлиғичи” мавзусида “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф доклат қилди. У “садайи таранчи” гезитиниң нәшр қилиниш тарихи һәм униң уйғур мәтбуатиниң раваҗлинишиға болған тәсири һәққидә тохталди. Ершат әсмәтоф радийомиз зияритини қобул қилип, “садайи таранчи” гезитиниң уйғур мәтбуатиниң тунҗи нәшри икәнликини чүшәндүрүп, мундақ деди: “1918-йили ‛садайи таранчи‚ дегән комитет қурулуп, шуниң оргини сүпитидә дәсләп қазақистан диярида нәшр қилинип, оттура асияға таралған мушу гезит болған. Униңда абдулла розибақийеф, исмаил таһирофқа охшаш көрүнәрлик җәмийәт әрбаблири хизмәт қилған. Баш муһәррирликкә татаристандин тәклип қилинған зәриф бәшири болған. Һөсәйинбәк юнусоф дегән қериндишимизниң шәхсий басмиханиси уни чиқиришқа хизмәт қилған. Мана шундақ җапалар билән қазақистандики биринчи гезит 1918-йили чиққан. Шуниң үчүн биз бүгүн чиққан барлиқ гезитләрниң асаси селинған байрам дәп уни қобул қиливатимиз.”

Ершат әсмәтоф мундақ әдәп һесаблашқа асасниң бар икәнликини, бу мәсилә үстидә алимларниң ишлигәнликини, тонулған тарихчи мунир ерзинниң бу йөнилиштә елип барған тәтқиқатлириниңму шуниңға дәлил болғанлиқини оттуриға қойди. У йәнә мундақ деди: “униңдин ташқири биз сағимбай қозибайефтинму миннәтдар. Сәвәби у мушуниңға җан көйдүрүп йүргинигә нәччә йиллар болди. Биз ‛уйғур авази‚ ниң 50 йиллиқини өткүзгәндә сағимбай акимиз чоң дөләт вә җәмийәт әрбаблири алдида шундақ дегән: ‛биз хата иш қиливатимиз. Әслидә ‛уйғур авази‚ ға 50 йил әмәс, уни 90 йил дейишимиз керәк. ‚ у адәм мана өз мәқситигә йәтти десәкму болиду. У уйғур мәтбуатиниң ‛садайи таранчи‚ дин башлинидиғанлиқини испатлиғанларниң бири. Буниңға шәрқшунас шаһимәрдан нурумофму наһайити нурғун төһпә қошти.” 

Униң ейтишичә абдукерим тудияроф, минәмҗан асимофқа охшаш журналистларму буниңға өз төһпилирини қошқан. 
Мурасимда сөзгә чиққан қазақистан журналистика академийисиниң президенти, тарих доктори, профессор сағимбай қозибайеф йәттисуда тунҗи болуп уйғурларниң гезит нәшр қилғанлиқини, бу җәһәттә абдулла розибақийеф башлиқ бир қатар уйғур мәтбуатчилириниң асаслиқ рол ойниғанлиқини оттуриға қойди. У уйғурларниң қәдимий мәдәнийәт яратқан хәлқ икәнликини йеқиндин сәзгән вә чүшәнгән һаләттә уйғур хәлқигә нисбәтән алаһидә һөрмитини изһар қилиш үчүн мәзкур йиғинға қатнишип олтурғанлиқини билдүрди. 

Алим мунир ерзин болса қазақистан уйғур мәтбуатиниң 100 йиллиқни пәқәт қазақистан яки болмиса оттура асия уйғурлириниңла әмәс, бәлки пүткүл дуня уйғурлириниң һаятидики чоң вәқә дәп чүшинидиғанлиқини илгири сүрди. У “садайи таранчи” гезитиниң һәқиқәтәнму қазақистан уйғур мәтбуатиниң тунҗи қарлиғичи икәнликини һәмдә буниң йәттисуда йүз бәргән чоң тарихий вәқә икәнликини тәкитлиди. 

Зияритимизни қобул қилған профессор сағимбай қозибайеф буниңдин 100 йил илгири җәнубий қазақистанда тунҗи гезит “садайи таранчи” ниң чиққанлиқини һәм буниң һәқиқәтәнму тарихий вәқә икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “бу пәқәт уйғур миллий мәтбуатиниңла қарлиғичи әмәс. Шуниму ишәнчлик ейтишқа болидуки, бу һәм көп милләтлик қазақистан җамаәтчиликиниң тунҗи қарлиғичидур. Һәтта җумһурийәтлик, өлкилик гезитләр, мәсилән, һазирқи “егемен қазақистан” илгири “учқун” болуп 1919-йили шу вақиттики пайтәхт оренбургта чиққан. 13 Күндин кейин рус тилидики “қирғиз өлкисиниң хәвәрлири”, йәни һазирқи “казахстанская правда” гезити чиққан. Раст, у вақитларда қазақистанниң башқиму вилайәтлиридә гезитләр чиққан болсиму, әмма “садайи таранчи” уларниң ичидики тунҗисидур.”

Сағимбай қозибайеф уйғур мәтбуати тоғрилиқ архипларда тепилған йеңи пакитлар асасида шундақ қарарға кәлгәнликини, бу мәсилини совет дәвридә тәтқиқ қилишниң һәм шундақ дәп җакарлашниң мумкин болмиғанлиқини билдүрди. У көплигән архип материяллири, тәтқиқатлар вә мәтбуат мәлуматлири асасида һазирқи “уйғур авази” гезити тарихиниң 100 йил илгири башланғанлиқини ишәнчлик һалда ейтишқа болидиғанлиқини көрсәтти. 

Игилишимизчә, “садайи таранчи” гезити чиққандин буян қазақистан билән уйғур ели оттурисидики сода-иқтисадий, мәдәний алақиләр қоюқ раваҗлинип кәлгән иди.

Шу дәвридин башлап уйғур елидики уйғур миллий мәтбуати қандақ тәрәққий әтти?

Тарихчи мунир ерзинниң қаришичә, өткән әсирниң 20-вә 30-йиллири һөкүмәт тәрипидин уйғур елида уйғур тилида бирәр мәтбуатниң чиқиши мумкин болмиған. Буниңға шу вақиттики уйғур елиниң һөкүмдари яң зеңшин, җин шурен вә шең шисәй мумкинчилик бәрмигән. Пәқәт 1934-йилдин тартип “шинҗаң гезити” чиқишқа башлиған икән. Уйғур елиниң җәнубида шиветлар тәрипидин бир қатар гезит вә журналлар чиққан болсиму, лекин бу һәқтә ениқ бир мәлумати йоқ икән. Мунир ерзин мундақ деди: “һүсәйинбәк юнусоф 1918-йили мартта совет һакимийити орниған вақитта ғулҗиға өтүп кетиду. У яққа өткәндә өзиниң типографиялири, мәслиһәтчилири билән кәткән. У шу йәрдә “һөр сөз” дегән гезит чиқарған дәйду. У шундақла мәктәп балилири үчүн дәрсликму чиқарған. Өзи 1934-йили өлгәндин кейин аяли зөһрә ханим униң ишини давам қилған икән.”

Мунир йерзинниң ейтишичә, 1941- вә 1945-йиллири йүз бәргән совет-герман уруши дәвридә қазақистанда “колхозчилар авази”, “сталинчи”, “әмгәк туғи” гезитлири чиққан болса, уйғур елида 40-йиллири һөкүмәт тәрипидин “шинҗаң гезити” нәшр қилинди. Илида азадлиқ инқилаби башланғандин кейин, 1944-йилдин башлап “күрәш”, “алманах”, “иттипақ” журналлири, “азад шәрқий түркистан” гезити чиқишқа башлиған. “азад шәрқий түркистан” гезити 1946-йили гоминдаң билән түзүлгән келишимдин кейин “инқилабий шәрқий түркистан” болуп өзгәртилгән шундақла “ойған” гезитиму нәшр қилинған иди. 1946-Йили 1-июндин башлап “шинҗаң гезити” ниң хитайчә редаксийәси гоминдаң қолиға өткән. Униң уйғур, қазақ тәһрирлири болса битим асасида шәрқий түркистан җумһурийитиниң ихтияриға берилгән. Хитай коммунистлири уйғур елигә киргәндин кейин ғулҗидики “инқилабий шәрқий түркистан” гезити “или гезити” болуп өзгәртилгән. Кейин уйғур гезитлириниң мәзмуни, униң кадирлири түгәл өзгәртилгән. Буниңдин ташқири алтайда “алтай йерки”, чөчәктә “хәлқчил” гезитлири қазақ, уйғур тиллирида чиққан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.