Қазақистанлиқ сиясәтшунаслар миллий азадлиқ һәрикити чүшәнчиси һәққидә тохталди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.03.04
milliy-armiyechekinish-305.jpg Мунтизим миллий армийә.
RFA

Өтмүштин мәлумки, хәлқләр өз кимликини сақлап қелиш вә ата-бовилири маканлиған мустәмликә астидики йәрлирини азад қилиш мәқситидә күрәш елип барған иди.

Миллий азадлиқ һәрикәт дәп нам алған бу күрәш нәтиҗисидә қолға кәлтүрүлгән ғәлибә арқисида хәлқләр өз мәмликәтлирини қуруп, тилини, өрп-адәтлирини сақлап қелиш, мәдәнийитини раваҗландуруш, әвладлирини тәрбийиләш мумкинчиликигә игә болди. Өз вақтида көплигән африқа, америка, асия хәлқлири басқунчиларға қарши қораллиқ қозғилаңларни көтүрүп, миңлиған қурбанлар бәдилигә азадлиққа, әркинликкә еришти.

Миллий азадлиқ һәрикити бүгүнки күндә мәвҗутму? у қандақ алаһидиликләргә игә? бу һәқтә қандақ көз қарашлар бар?

Биз бу һәқтә, қазақистандики мутәхәссисләрдин айдос сарим, алим агилиоф, конистантин серюшкин вә қәһриман ғоҗамбәрдиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.