Қирғизистан уйғурлири миллий армийә қурулғанлиқиниң 72 йиллиқини хатирилиди

Ихтиярий мухбиримиз фирузә
2017.04.10
ittipaq-jemiyiti-reisi-muhemmet-abdulbaqi.jpg Бишкәктики “иттипақ” җәмийитиниң уюштуруши билән өткүзүлгән шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийиси қурулғанлиқиниң 72 йиллиқини хатириләш паалийитидә, мәзкур җәмийәтниң сабиқ рәиси рози муһәммәт абдубақи сөздә. 2017-Йили 8-апрел.
RFA/Firuze

8-Апрел күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридики аламедин-1 мәһәллисидики мәдәнийәт өйидә “иттипақ” җәмийити уюштуруши билән 1945-йили, 8-апрел күни шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийәси қурулғанлиқиниң 72 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.

Йиғинға бишкәк шәһири вә униң әтрапидики лебединовка, ново-покровка, кәң-булуң, чәт-көл, беловодский йеза-районлиридин, тоқмақ вә қара-балта шәһәрлиридин кәлгән җамаәт вәкиллири болуп 270 тин артуқ киши қатнашти.
Йиғинға сиясий пәнләрниң намзати рәһимҗан һапиз риясәтчилик қилди. У, мурасимниң қатнашчилириға салам йоллап ақсақаллар кеңишиниң рәиси абдурешит надировқа сөз берди. Дәсләп абдурешит һаҗим азадлиқ вә әркинлик үчүн қурбан болғанларға атап қуран оқуди, андин миллий армийә җәңчилирини әсләп өтти.

Қирғизистан уйғурлири яш өсмүрләргә тарихни тонуштуруш вә унтулдурмаслиқ үчүн 8-апрел күни хатириләп кәлмәктә. Өткән йили қеһриман җәңчиләрдин 12 адәм һаят иди, бүгүнки күнләрдә улар арисидики миллий армийә офитсерлиридин нурмуһәммәт һәсәноф вә хәмит кенҗибайеф бақи дуняға кәтти.

“иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийеф сөзгә тәклип қилинип җамаәткә салам йоллап, уйғур миллий армийәсиниң қурулған күнини тәбриклиди. У, “иттипақ” җәмийити намидин қәһриманларға алаһидә совғатларни тапшурди.

Инсан һоқуқлирини қоғдаш тәшкилатниң рәиси турсун ислам сөзгә тәклип қилинди. Өз доклатида миллий армийәниң гоминдаң һөкүмитигә қарши күрәш қилип үч вилайәтни азад қилғанлиқини сөзләп, миңлиған җәңчи-офитсерларниң қурбан болғанлиқлирини тәкитлиди вә шундақла 8-апрел күни уйғур хәлқи үчүн чоң байрам икәнликини билдүрди.

Андин “иттипақ” җәмийитиниң сабиқ рәиси рози муһәммәт абдулбақи ихтиярий сөзгә чиқти.

Шәрқий түркистан җумһурийитидә яшиған вә миллий армийәниң қурулғанлиқиға гуваһ болған ғәйрәт һаҗим җаһануф өз һессиятлирини сөзләп бәрди.

Мәзкур йиғиндин пайдилинип, җамаәт йәнә дилшат қасимофни “иттипақ” җәмийитиниң муавин рәисликкә сайлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.