Истанбулда “сотуқ буғрахан” китабханиси ечилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2016.06.10
turkiye-sutuq-bughraxan-kitab-yermenkisi-2016.jpg Истанбулниң зәйтинбурну районида ечилған “сутуқ буғрахан” китабханиси
RFA/Arslan

Истанбулниң уйғурлар көпләп олтурақлашқан районлиридин зәйтинбурнуда “сутуқ буғрахан” намда бир китабхана ечилди.

Китабханида һазир уйғурчә роман китаблар, диний китаблардин 10 томлуқ “һәдисләр топлими” вә бәш томлуқ, “сәһиһ һәдисләр” топлими шуниңға охшаш һәр хил диний вә ислам тарихиға аит китаблар тепилиду. Униңдин башқа йәнә китабханида чәтәлләрдә уйғур тилида һәр хил темиларда нәшр қилинған китаблар, болупму тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған 120 түрдин артуқ уйғурчә китаблар тепилиштин сирт, уйғур илида нәшр қилинған бир қисим тарихи романлар вә шеирлар топлими қатарлиқ китабларниму учратқили болиду.

Биз бу китабхана тоғрисида толуқ мәлуматқа игә болуш үчүн сутуқ буғрахан китабханисиниң мәсули муминҗан билән сөһбәт елип бардуқ.

Муминҗанниң билдүрүшичә, бу китабханида уйғурларға алақидар һәр хил темилардики китаблар тепилидикән. Униңдин башқа йәнә сутуқ буғрахан китабханида оқуш қораллири, оқуғучилар еһтияҗлиқ болидиған дәптәр - қәләм шуниңға охшаш һәр түрлүк оқуш буюмлири сетилидикән.

Бу китабханиниң ечилиш мунасивити билән 13 - июн күнидин, 5 - июл күнигичә 1 - нөвәтлик сутуқ буғрахан китаб йәрмәнкиси ечилидикән.

Биз сутуқ буғрахан китабханисини зиярәт қилдуқ, сутуқ буғрахан китабханиси очуқ болуп, һәр хил китаблар тизилған икән. Китабханида китаб сетилиштин сирт йәнә, уйғурларниң мәдәнийәт вә өрп - адәтлиригә алақидар түрлүк уйғур доппилири, канва вә әтләс көңләкләр, “шәрқий түркистан хәритиси” чүшүрүлгән шәпкә, көңләк вә чапанлар, алаһидә ишләнгән шәрқий түркистан байрақлири, дәптәр - қәләм вә көк байрақлиқ ачқу асқулар болуп һәр хил миллий мәдәнийәткә алақидар буюмларни учраттуқ.

Биз һәқтә техиму көп мәлуматқа игә болуш үчүн сутуқ буғрахан китабхана мәсуллиридин муһәммәд турсун уйғур әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Мәмәттурсун уйғур әпәнди, сутуқ буғрахан китабханисиниң уйғурларни һәр түрлүк китаблар билән тәминләш билән биргә, миллий мәдәнийәткә алақидар һәр хил буюмлар, оқуғучиларниң еһтияҗлиқ оқуш материяллири тепилидиғанлиқини билдүрди вә сутуқ буғрахан китабханисини мәниви мәдәнийәт мәркизи қилишқа тиришидиғанлиқини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.