Түркийәниң “савашчи” намлиқ филимида көк байраққа орун берилди
2017.12.06
Түркийәниң фокис телевизийә қанилида һәр йәкшәнбә күни кәчтә йеңи қисимлири тарқитиливатқан “савашчи” йәни “күрәшчи” дегән намдики көп қисимлиқ телевизийә филиминиң бу һәптилик 23-қисмида уйғурлар тилға елинди.
Филимда сүрийәдики түркмәнләргә ярдәм бериш үчүн барған түркийә әскәрлириниң арисида бир сәнәтчи, өзини “шәрқий түркистанлиқ уйғур” дәп рол алған болуп, 23-қисимда “қилич әтрити”намдики түрк әскәрләр сүрийәдики түркмән йезисиға барғанда, у йәрдә 70 яшлиқ бир бовай билән учришиду. У бовайни сориған әскәрләргә қомандани мундақ дәп тонуштуриду; “бу бовай абдулваһит әлтүркии , 24 йил садамниң түрмисидә ятқан, һаяти бойичә түркмәнләрниң әркинлики үчүн күрәш қилған муһим киши, бу йезида һәммә киши униң сөзини аңлайду”.
Бовай әскәрләрниң кийимлиридики түркийә байриқини көрүп, “бир минут сақлаңлар”, дәп қоюп өйигә кирип кетиду вә қолида ай юлтузлуқ “шәрқий түркистан байриқи”ни көтүрүп чиқиду. Бовай көк байрақни әскәрләргә көрситип туруп: “биләмсиләр оғуллирим! бу көк байрақ. Бу икки ай юлтузлуқ байрақниң бирлишишини қанчә узундин буян күтүватимиз, мән бу икки байрақни айришқа қандақму көзүм қийсун”дәйду.
Бовай улардин һәр бириниң юртини сорайду, бири өзиниң чанаққәләдин икәнликини, йәнә бири әнқәрә, йәнә бири деңизлидин, дәйду, йәнә бир әскәр өзини әзәрбәйҗандин, дәйду. Куршат исимлик әскәр,“мән бәк йирақтин таға, йәни шәрқий түркситандин” дәп җаваб бериду. Бовай буни аңлап наһайити һаяҗанлинип кетиду вә“шәрқий түркистандин” дегән әскәрниң йүзлирини силап мүрисини тутиду.
Бовай у әскәргә мундақ дәйду: “сән шәрқий түркистандин шундақму? бир күни алла несип қилса, сән у йәргә қайтсаң, йешиң 70 яки 90 ға киргәндә болсиму қайтсаң у йәрдики һәр бир түркниң пишанисиға сөйүп қоярсән. Уларға, мән сүрийәдики вақтимда пут қоли бошап кәткән бир яшанған түркмән бовайни көрдүм дегин. Кейин уларға: йәр шарида бир бөрә өйгә өгитилип һәргизму итқа айландурулмайду дегин. Вә йәнә түркләр һәргизму әсиргә чүшмәйду, қуяш бир күни чоқум чиқип нур чачиду, дегин. Мени аңлидиңму? бу сөзлиримни уларға әйнән йәткүзгин”
Бовай қолидики тапанчини уйғур әскәргә узитип туруп, “бу тапанча фәхри паша заманидин мирас қалған. Буни саңа һәдийә қилай, халисаң йениңда сақла, халисаң бу дуняда әң яхши көридиған биригә һәдийә қиларсән”,дәйду. У куршат исимлик уйғур әскәр башта рәт қилиду, кейин бовайниң чиң туруши билән тапанчини қобул қилиду вә бовайниң ай юлтузлуқ шәрқий түркистан байриқини тутуп турған қолини сөйүп, һөрмәт билдүриду вә рәһмәт ейтиду.
Әскәрләр командирниң буйруқи билән йолға чиқиду. Бовай қолидики ай юлтузлуқ көк байрақни ләпилдәткән һалда әскәрләрни узитип қойиду.
“савашчи”намлиқ бу филим түркийәдә һазир әң көп көрүлидиған көп қисимлиқ филим болуп, һәр йәкшәнбә күни кәчтә көрүрмәнләр йеңи қисимлирини қизиқип көрмәктә. Мәтбуатларда һәр бир қисим тоғрисида алаһидә хәвәрләр тарқитилмақта. Буниңдин илгирики бир қисмидиму уйғур әскәр билән қомандани оттурисида уйғурлар тоғрисидики қисқичә диалог түркийәдики уйғурларниң алаһидә диққитини тартқан иди.
Бу филимниң мушу қисимлири 12-айниң 3-күнидин 6-күнигичә болған 3 күн ичидә йүтүби филим тор бекитидә 39 миң қетим көрүлгән вә көплигән инкаслар йезилған.
Түркийәдики уйғур зиялийлиридин , әнқәрә һаҗитәппә университети оқутқучиси доктор әркин әкрәм вә журналист миркамил қәшқәрли әпәндиләр мәзкур филимниң ишлиниш арқа көрүнүши, униң хитайға көрситидиған тәсири вә әһмийити һәққидә тохталди.