Тува җумһурийитигә барған експедитсийә өмики җамаәтчилик билән учрашти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.10.20
Towa-jumhuriyitige-barghan-ekspeditsiye-yighin-1.jpg Това җумһурийитигә барған експедитсийә өмики җамаәтчилик билән учришиш йиғинидин көрүнүш.
RFA/Oyghan

Мушу йили алматада туруп, паалийәт елип бериватқан “инайәт” бирләшмиси алим, язғучи, журналист вә башқилардин тәркиб тапқан бир гуруппа тәшкилләп, русийә тәркибидики тува җумһурийитигә қарашлиқ терекөл райониға илмий екиспедитсийәгә әвәткән иди.

Гуруппида абләһәт камалофқа охшаш тонулған тарихчи алим билән бир қатарда язғучи исмайилҗан иминоф, журналист бәхитшат сопийеф, тиҗарәтчи майдин абдуллайеф, яш уйғур актиплириниң бири сүлфи мәшрәпоф вә башқиларму болди. Улар уйғурларниң қәдимий өтмүшигә мунасивәтлик тарихий ядикарлиқлар, болупму пор-баҗин қәләсини зиярәт қилиш вә өгиниш, тува пайтәхти қизил шәһиридики зиялийлар, һөкүмәт вә башқиму мәһкимиләр вәкиллири, шундақла җамаәтчилик билән учришиш вә башқиму чарә-тәдбирләрни мәқсәт қилған болуп, көплигән рәсим вә видео материяллирини елип қайтти. Мәзкур гуруппа өз ишини мушуниң биләнла тохтитип қалмай, бәлки игилигән тарихий вә мәдәний материялларни тәрғиб қилиш ишлириғиму көп әһмийәт бәрмәктә. Шу мунасивәт билән гуруппа әзалири “инайәт” бирләшмисиниң уюштуруши билән җай-җайларда учришишларни өткүзмәктә.

Әнә шундақ учришишларниң бири йеқинда алмата шәһиридики чоң меһманханиларниң бири “астана”да өтти. Зиялийлар, оқуғучилар, җәмийәтлик бирләшмиләр, аммиви ахбарат васитилири вәкиллири, юрт-җамаәтчилик қатнашқан мәзкур паалийәттә ексипедитсийә әзалири сәпәр һәққидә өз тәсиратлири билән ортақлашти вә кәлгүчиләрниң көплигән соаллириға җаваб бәрди.

Радиомиз зияритини қобул қилған мәзкур експедитсийә әзаси, “инайәт” бирләшмиси аналитика бөлүминиң башлиқи сүлфи мәшрәпоф учришиш һәққидә тохтилип, мундақ деди:
Учришишқа асасән тарих пәнлириниң доктори абләһәт камалоф, язғучи, “әзизанә қәшқәр” китабиниң аптори исмайилҗан иминоф, “уйғур авази” гезитиниң мухбири, журналист бәхитшат сопийеф вә мән, сүлфи мәшрәпоф, шу екиспедитсийәниң мәмурий хадими сүпитидә қатнашқан иди. Биз бу учришишта пүткүл ишлиримиз тоғрилиқ ейтип кәттуқ. Қисқичә видеоларни биз мушу кәлгән меһманларға көрсәткән идуқ. Йәнә биз мушу тува тәрипидин чүширилгән қисқичә видео материяллириниму меһманлар диққитигә тәқдим қилдуқ. Учришишни а. Камалоф башлиди. Униңдин кейин и. Имноф, б. Сопийеф өз алдиға қойған мәқсәтлири тоғрилиқ ейтип кәтти. Мән болсам учришиштин кейин хуласә чиқирип, екиспедитсийәни биз қандақ вә қандақ адәмләр, қандақ алимлар билән мәслиһәтлишип, тәйярлиған идуқ, шу һәққидә ейттим. Учришишқа даңлиқ адәмләр, алимлар, язғучилар қатнашқан иди. Уларниң ичидә қәһриман ғоҗамбәрди, тарихшунас қасим мәсими, “мир” нәшриятиниң мудири әлишур хәлилоф, шаир абдуғопур қутлуқоф болди. Учришишқа канадидин, русийәниң санкт-петербург шәһиридә яшаватқан уйғурлар келип, өзлириниң қизиқарлиқ соаллирини бәрди. Униңға йүздин ошуқ адәм қатнишип, уларму өзлириниң көплигән соаллирини тәйярлап кәпту. Шундақ бир чирайлиқ учришишни өткүзгән идуқ. Мундақ учришишлар пәқәт алмата шәһиридила өткүзүлмәйду. У барлиқ уйғурлар яшаватқан әмгәкчиқазақ, панфилоф, уйғур мушу наһийәләргә берип, тонуштуримиз.

Биз әнә шу әмгәкчиқазақ наһийисигә җайлашқан чоң йезиларниң бири қаратуруқ мәһәллиси турғуни, җумһурийәтлик миллий мәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзаси майдин абдуллайефтин шундақ учришишниң өткәнликини билдуқ. У бу һәқтә мундақ деди:
Әҗдадлиримиз салған бу тарихий сарай һәққидә аңлиғанлиримиз көп иди. 15-Өктәбирдә әмгәкчиқазақ наһийисидә туруватқан җамаәтчиликниң пор-баҗинға барған експедитсийә әзалири билән учришиши болди. Учришишқа алмата шәһиридә туруватқан көплигән алимлар, челәк тәвәсидики мәктәпләрдин нурғун киши қатнашти. Униңға қаратуруқ йеза игилики һакими самсибек йермек, 13 мәһәлиниң йигит башлири, ханим-қизлар вә етномәдәнийәт мәркизи рәислири қатнашти. Учришиш юқири дәриҗидә өтти, дәп ойлаймән. Шәхсән мениң пор-баҗинға барған мәқситим, биринчидин, тува дөлитидә уйғур мәдәнийәт күнлирини өткүзүш. Бу тоғрилиқ мәдәнийәт министири билән учраштуқ. У бу пикирләрни дурус көрди. Иккинчидин, саяһәт башлаш. Үчинчидин, уйғур ашханилирини ечиш. Келәчәктә тува җумһурийитидики қериндашлиримиз билән биллә ишләшкә үмид қилимән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.