Голландийәдә “уйғур күни” паалийити өткүзүлгән

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.05.17
uyghur-kuni-urumchi-restorani-3.jpg

Үрүмчи рестораниниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди өткүзгән “уйғур күни” паалийити атап пишурулған торт. 2018-Йили 14-май, голландийә. RFA/Ekrem

uyghur-kuni-urumchi-restorani-4.jpg

Үрүмчи рестораниниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди өткүзгән “уйғур күни” паалийитигә кәлгән меһманлар. 2018-Йили 14-май, голландийә. RFA/Ekrem

uyghur-kuni-urumchi-restorani-5.jpg

Үрүмчи рестораниниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди “уйғур күни” паалийитидә ханими раһилә(оңда) вә яш уйғур паалийәтчи гүзәлнур ханим билән. 2018-Йили 14-май, голландийә. RFA/Ekrem

uyghur-kuni-urumchi-restorani-6.jpg

Үрүмчи рестораниниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди өткүзгән “уйғур күни” паалийитигә кәлгән меһманлар. 2018-Йили 14-май, голландийә. RFA/Ekrem

uyghur-kuni-urumchi-restorani-7.jpg

Үрүмчи рестораниниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди өткүзгән “уйғур күни” паалийитигә кәлгән меһманлар. 2018-Йили 14-май, голландийә. RFA/Ekrem

Голландийәниң роттердам шәһиридики үрүмчи ресторанида 14-май “уйғур күни” паалийити өткүзүлгән.

Голландийәниң роттердам шәһиридики үрүмчи рестораниниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәндиниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, 14-май күни бу ресторанда голландийәдики түрк иш адәмлири җәмийитиниң мәсуллири, голландийәдики һәрқайси түрк тәшкилатлириниң рәһбәрлири, адвокатлар вә университетта оқуватқан яшларниң иштиракида “уйғур күни” паалийити өткүзүлгән. Бу паалийәт “шәрқий түркистан истиқлал марши” билән башланған.

Зәйнидин турсун әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимқи паалийәтниң асасий мәқсити уйғур елида һөкүм сүрүватқан нөвәттики еғир вәзийәтни голландийәдики түркләргә аңлитиш арқилиқ уларниң һесдашлиқини қозғаш вә келәчәктә уйғурларға мунасивәтлик паалийәтләрдә уларниң ярдимини қолға кәлтүрүштин ибарәт болған.

Бу қетимқи паалийәткә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндиму тәклипкә бинаән қатнишип, уйғурларниң тарихи вә нөвәттики вәзийитидин мәлуматлар бәргән. Зәйнидин турсун әпәндиниң баян қилишичә, д у қ ниң рәиси долқун әйса паалийәт җәрянида түрк тәшкилатлири рәһбәрлири билән һәмкарлиқлар орнитиш тоғрисида келишкән.

Йиғинға қатнашқан түрк тәшкилатлири вәкиллири уйғур ели вә хәлқара вәзийәт тоғрисида илмий муназириләр елип барған. Хитайниң “бир йол, бир бәлвағ” пилани һәққидиму әтраплиқ муһакимиләр йүргүзгән һәмдә өзлириниң уйғурларға болған қериндашлиқ сөйгүси, һессидашлиқлирини баян қилишқан.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, бу қетимқи паалийәт тоғрисида қисқичә изаһат берип өтти һәмдә паалийәтниң мәнилик, нәтиҗилик болғанлиқини муәййәнләштүрди.

Үрүмчи ресторани бундин 3 йил илгири голландийәниң роттердам шәһиридә зәйнидин турсун әпәнди тәрипидин ечилған болуп, д у қ мәдәнийәт комитетиниң мәсули болған зәйнидин әпәнди бу ресторанда һазирға қәдәр уйғурларға мунасивәтлик көплигән сиясий, мәдәний паалийәтләрни уюштуруп кәлгән. У йәнә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әзаси болуш сүпити билән бу тәшкилат намида бирқанчә қетим уйғур ели вәзийитидин мәлумат бериш йиғинлирини уюштурған. Униң билдүрүшичә, үрүмчи рестораниниң ноқул иқтисадий мәнпәәт қоғлишиш әмәс, уйғур миллити үчүн хизмәт қилиш вәзиписиму бар икән.

Зәйнидин турсун әпәнди сөзиниң ахирида муһаҗирәттики барлиқ уйғурларни қолидин келишичә вәтән-милләт хизмитигә бир үлүш һәссә қошушқа чақирди. Бу қетимқи паалийәткә һәссә қатқан зәйнидин әпәндиниң аяли раһилә ханимму паалийәтниң мувәппәқийәтлик өткәнликидин мәмнун болғанлиқини әскәртти шундақла “истиқлал марши” орундалғанда һаяҗан яшлириниң төкүлгәнликини тилға алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.