4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқиси тәнтәнилик аяғлашти

Мухбиримиз әзиз
2018.07.09
uyghur-4-nowetlik-putbol-11.jpg 4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидә уч команда әзалири. 2018-Йили 8-июл, америка.
RFA/Eziz
uyghur-4-nowetlik-putbol-1.jpg

4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидә чемпийонлуққа еришкән уйғур бирлики командиси. 2018-Йили 8-июл, америка. RFA/Eziz

uyghur-4-nowetlik-putbol-2.jpg

4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидә канада боғда командиси иккинчиликкә еришти. 2018-Йили 8-июл, америка. RFA/Eziz

uyghur-4-nowetlik-putbol-3.jpg

4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидә тәклимакан командиси үчинчиликкә еришти. 2018-Йили 8-июл, америка. RFA/Eziz

uyghur-4-nowetlik-putbol-4.jpg

4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидә уйғур бирлики командисиниң мәрһум варатаси ерпан маликкә алтун пәләй мукапати берилди. 2018-Йили 8-июл, америка. RFA/Eziz

uyghur-4-nowetlik-putbol-5.jpg

4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидә маһирларға гүл тәқдим қилинмақта. 2018-Йили 8-июл, америка. RFA/Eziz

uyghur-4-nowetlik-putbol-6.jpg

4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидә мукапат тарқитиш мурасими. 2018-Йили 8-июл, америка. RFA/Eziz

uyghur-4-nowetlik-putbol-7.jpg

4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидин көрүнүш. 2018-Йили 8-июл, америка. RFA/Eziz

uyghur-4-nowetlik-putbol-8.jpg

4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидә илған топчилар мукапатланди. 2018-Йили 8-июл, америка. RFA/Eziz

uyghur-4-nowetlik-putbol-9.jpg

4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидә чемпийонлуққа еришкән уйғур бирлики командиси тренер җүрәт зайирни тәбриклимәктә. 2018-Йили 8-июл, америка. RFA/Eziz

uyghur-4-nowetlik-putbol-10.jpg

4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидә тамашибинлар. 2018-Йили 8-июл, америка. RFA/Eziz

uyghur-4-nowetlik-putbol-11.jpg

4-Нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисидә уч команда әзалири. 2018-Йили 8-июл, америка. RFA/Eziz

Муһаҗирәттики уйғурлар өзлириниң җамаәтчилик паалийәтлирини түрлүк шәкилләрдә давам әттүрүп кәлмәктә. 4-Июл башланған 4-нөвәтлик “америка уйғур лоңқиси” путбол мусабиқисини әнә шуларниң бири дейишкә болиду. Бәш күн давам қилған мусабиқә җиддий елишиштин кейин 8-июл күни ахирқи һәл қилғуч мусабиқә басқучиға өтти.

3-Ликни талишиш мусабиқиси чүштин кейин саәт 3:30 да башланди. Бу мәйданға талланған “тәклимакан” командиси билән “лос-анжелис уйғур командиси” икки мәйдан елишти. Ахири “тәклимакан” командиси үчтә бир нәтиҗә билән бу қетимқи мусабиқидә үчинчиликкә еришти.

Һәммәйлән көз тикип кәлгән чемпийонлуқни талишиш мусабиқисигә “уйғур бирлики” билән канададин кәлгән “уйғур боғда” командиси талланди. Кәскин давам қилған мусабиқә җәрянида мусабиқә көргили кәлгән уйғур җамаитиму команда әзалириниң һәр бир һуҗумиға тәң қийқас көтүрүп мусабиқә кәйпиятини бәкла җанландурувәткән иди.

Мусабиқә қизиғансери һәр икки тәрәпниң команда әзалириму барлиқ маһарәтлирини җари қилдуруп, вартарға топ урушқа техиму бәкрәк күчәшкә башлиди. Шу арилиқта арқиму-арқидин көрүлгән икки қетимлиқ еғир дәриҗидики қаидигә хилаплиқ қилиш түпәйлидин “боғда” командисиниң икки топчисиға арқиму-арқидин қизил карта җазаси берилип, мәйдандин чиқириветилди. Буниң билән “боғда” командисиға техиму еғир бесим чүшти. Шундақ болсиму улар йәнила бәл қоювәтмәй ахириғичә ойниди. Ахири җиддий елишиш арқилиқ “уйғур бирлики” командиси ахири иккидә бир нәтиҗә билән бу қетимқи мусабиқиниң чемпийонлуқини қолға кәлтүрди.

Рәсмий мукапат тарқитиш мурасими башлиништин аввал алди билән бу қетимқи мусабиқә үчүн тәсис қилинған “алтун пәләй” лоңқиси тарқитилди. Бу мукапат мәрһум яш путболчи, “уйғур бирлики” командисиниң сабиқ вартари ерпан маликниң намиға тәсис қилинған болуп, бу йилқи “алтун пәләй” лоңқисини ерпанниң дадиси пәрһат малик әпәнди өз қоли билән бу йилқи мусабиқидә “әң яхши вартар” намиға еришкән елзатқа тапшуруп бәрди. Биз арилиқта пәрһат әпәндидин шу тапта немиләрни ойлаватқанлиқи һәққидә сориғинимизда у өзиниң яшлардики өз достини унтумаслиқтәк есил хисләттин бәкму сөйүнгәнликини билдүрди.

Арқидин бу йиллиқ “алтун кәш” мукапатини бу йилқи мусабиқидә әң яхши топ тәпкүчи дәп қаралған арафат дилшатқа берилди.

Униңдин кейин бу йилқи мукапат үчүн тәсис қилинған “алтун топ” мукапати “боғда” командисиниң әтрәт башлиқи дилавурға берилди.

Мунәввәр маһирлар тәқдирлинип болғандин кейин командилар бойичә мукапат тарқитилди. Буниңда алди билән 3-болған “тәклимакан” командисиға мукапат лоңқиси тапшуруп берилди.

Арқидин вирҗинийәдики “ғәмгузар ана” ана тил мәктипиниң мәсули сүрәййә бу қетимқи мусабиқидә 2-болған “боғда” командисиға мукапат лоңқисини тапшуруп бәрди.

Әң ахирида бу қетимқи мусабиқиниң чемпийонлуқини қолға кәлтүргән “уйғур бирлики” командисиға чемпийонлуқ лоңқиси тәқдим қилинди.

Ахирқи ғәлибини қолға кәлтүргән “уйғур бирлики” командисиниң әзалири хушаллиқида қолму-қол тутушуп, мәшқавул җүрәт заһирни асманға атқанда пүтүн мәйданни гүлдүрас алқиш садалири қаплиди.

Мурасимдин кейин биз “уйғур бирлики” командисиниң әзаси ширәлидин бу қетимқи ғәлибә һәққидә немиләр ойлаватқанлиқини сориғинимизда өзиниң бу ғәлибиләрдин техиму чоң ғәлибиләрниң тәвәллут болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

“уйғур бирлики” командисиниң әтрәт башлиқи арафатму бу һәқтә сөз қилип өзлириниң бу қетимқи мусабиқә үчүн көп мәшиқ қилғанлиқини, ахири шуниңға яриша нәтиҗә қолға кәлгәнликини билдүрди.

Йиллардин буян “уйғур бирлики” командисиниң мәшқавуллуқини үстигә елип келиватқан җүрәт заһир яшларниң мусабиқидә чемпийонлуқни қолға кәлтүргәнликидин хушал болғанлиқини билдүрүш билән биргә гуруппидики бир қисим балиларниң мусабиқә җәрянида өзара маслишиш җәһәттә дегәндәк болалмиғанлиқини тәкитлиди. Униңчә, бу балилар давамлиқ қаттиқ мәшиқ қилдурулса техиму чоң нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүштин үмид зор икән.

Көпчиликниң хушаллиққа толған қийқас-чуқанлири ичидә 2019-йиллиқ “5-нөвәтлик америка уйғур лоңқиси” ниң келәр йили калифорнийә штатиниң сан-франсиско шәһиридә өткүзилидиғанлиқи җакарланғанда мусабиқә әһли өзлириниң имкан бар шу җайға берип мусабиқә көридиғанлиқини билдүргәч мәйдандин тарқашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.