Уйғур зиялийлар: сәнәт милләтниң маркиси
2017.12.06
“уйғур сәнити уйғурниң маркиси, сәнәт уйғур мәдәнийитини дуня хәлқигә тәрҗимисиз тонуштуридиған көврүк. Сәнәт милләтни һөрлүккә чақиридиған марш, у әҗдадлардин қалған порохсиз қорал” дейишти муһаҗирәттики уйғур зиялийлири.
Хитай һөкүмитиниң йеқинқи айлардин буян уйғур сәнәткарлирини қолға елип, уйғур сәнитини сиясий тәшвиқат үчүн хизмәт қилдуруватқанлиқи мәлум. Таратқуларда уйғур сәнитиниң боғулуши вә сиясийлаштурулушиға муһаҗирәттики зиялийларниң қандақ инкас қайтуридиғанлиқини билиш үчүн телефон сөһбити елип бардуқ. Сөһбәткә германийә вә түркийәдики уйғур зиялийлардин абдушүкүр һаҗи, пәрһат тәңритағли, гүлзадә тәңритағли қатарлиқлар иштирак қилди.
Түркийәдә яшайдиған уйғур зиялийси, мустәқил тәтқиқатчи доктор пәрһат тәңритағли әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғур сәнитини сиясийлаштуруп тәшвиқат үчүн хизмәт қилдурушқа урунуши худди “мәдәнийәт инқилаби” җәрянидики уйғурларға қаратқан мәниви зораванлиқиға охшашла нәтиҗисиз аяғлишидикән.
Хитайда немә үчүн уйғур сәнитигә болған таҗавузниң тохтимайватқанлиқини һәққидә тохталған уйғур зиялийси, түркийәдики мармара университети оқутқучиси доктор гүлзадә тәңритағли көз қарашлирини оттуриға қойди.
Униңчә түп сәвәб сәнәтниң қозғаш қудритидә, роһландуруш сеһридә, шундақла милләт, дин вә сиясий чәклимиләрни бөсүп өтидиған тәсир күчидә икән. Униң қаришичә йәнә, уйғур сәнити уйғурниң маркиси болуп, уйғурларниң җаһанға тонулушида муһим рол ойнайдикән.
Доктор гүлзадә ханим 90-йилларда уйғурларни тонуштуруш мәқситидә явропани айлинип оюн қойған болуп, у шу чағлардики кәчүрмишлирини әсләп өтти.
Униңчә уйғурларниң миллий кимликини күчләндүрүш вә сақлап қелишта сәнәт мустәһкәм истиһкамлиқ ролини ойнайдикән.
Иҗтимаий алақә васитилиридә уйғурларни дини вә миллий җәһәттин җәһәттин бирликкә, өмлүккә вә әмәлий һәрикәткә үндәватқан устаз абдушүкүр һаҗи хитай компартийәси радикаллиқ, террорлуқ нуқтисидин тәшвиқ қиливатқанлиқиниң әксичә уйғурларни мәдәнийәт вә сәнәт нуқтисидин хитай хәлқи вә дуня җамаитигә тонуштурушниң әһмийити һәққидә тохталди.
Униң қаришичә хитай һакимийити уйғурларни диний әсәбийлик билән бағлап уйғур мәдәнийитини оттура шәрқтики қара ниқаб, қара байрақлиқ террорчиларниң адәтлиригә охшитип йоқ қилишқа күчиниватқан мушундақ әҗәллик пәйттә уйғурларниң мәдәнийәт-сәнәт арқилиқ оттуриға чиқиши тәхирсиз икән.
Тәтқиқатчиларниң қаришичә, бир милләт милләтлик бәлгилири ичидә ортақ тил қанчилик муһим болса ортақ сәнәт әнәнисиму шундақ муһим орунда туридикән. Доктор әсәд сулайманму “тәклимаканға дүмләнгән роһ” дегән китабида уйғурларниң тарихта мәйли қандақ пәрқлиқ бостанлиқларға таралсун, мәйли қандақ охшимиған исимларда аталсун муқам, дин вә тил җәһәттики бирликниң пүткүл милләткә ортақ болуп кәлгәнликини язған.
Игилишимизчә 90-йилларниң ахирлирида муһаҗирәттики қәдәм қойған уйғурлардин күрәш көсән, пәрһат тәңритағли, гүлзадә тәңритағли қатарлиқлар сәнәт арқилиқ уйғурларни дуняға тонуштуруш, уйғурларниң давасини җаһан әһлигә билдүрүштә тиришчанлиқ көрсәткән.
Болупму мәрһум күрәш көсәнниң бу җәһәттики төһписи муһаҗирәттики уйғурлар вә шиветсийә хәлқниң етирап қилишиға еришкән икән. Ундин башқа әнглийәдә қурулған уйғур ансамбили, германийәдә ечилған уйғур мәдәнийәт-сәнәт курсиниң оқуғучилири вә җәнуби австралийәдики уйғур тили мәктипи қатарлиқлар уйғур мәдәнийитини дуня җамаитигә тонутушта вә уйғурларниң сәнәтсөйәр образини намаян қилишта өрнәклик рол ойнап кәлмәктә икән.