Уйғур мутәхәссис: “уйғур тарихини чәтәлләрдә йеңи метод билән тәтқиқ қилиш наһайити муһим”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.10.06
uyghur-akademiyesi-uyghur-tarixi-1.jpg Уйғур академийисиниң саһибханилиқида ечилмақчи болған “уйғур тарихи тәтқиқати илмий муһакимә йиғини” ниң уқтуруши вә мәзмунлири.
RFA/Erkin Tarim

Уйғур академийисиниң саһибханилиқида, дуняниң һәрқайси дөләтлиридә яшайдиған уйғур мутәхәссисләр вә түрк тәтқиқатчилириниң қатнишишида, 2016-йили 10-айниң 8- вә 9-күнлири истанбул фатиһ султан мәһмәт вәқпи университетида уйғур тарихи тәтқиқати илмий муһакимә йиғини өткүзүлиду.

Бу қетимқи муһакимә йиғини чәтәлдики уйғурлар тәрипидин уюштурулған мәхсус уйғур тарихиға аит илмий паалийәт болуши билән кишиләрниң диққитини җәлп қиливатқанлиқи мәлум. Бу йиғинға уйғуршунаслиқ саһәсидә көзгә көрүнгән 25 уйғур вә түрк тәтқиқатчи қатнишидиған болуп, йиғинда уйғурларниң қәдимдин һазирғичә болған бир пүтүн тарихи муһакимә қилиниду.

Уйғур академийиси рәиси абдулхәмид қарахан әпәнди бу қетимқи йиғинниң тәйярлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди:
“уйғур академийиси йиллардин буян түрлүк илмий паалийәтләрни уюштуруп кәлгәчкә бәлгилик тәҗрибигә игә болди. Бу қетимқи илмий муһакимә йиғин тәйярлиқлири пүткән болуп, йиғинниң кәспий сәвийидә ғәлибилик өткүзүлүши үчүн академийә һәйәт әзалири кичик гуруппилар һалитидә өзлири қилишқа тегишлик вәзипиләрни тапшурувелип, тәйярлиқ һалитидә турмақта.”

Уйғур академийиси рәиси абдулхәмид қарахан әпәнди бу қетим истанбулда чақирилидиған йиғинниң әһмийити һәққидә мундақ деди:
“бу қетимқи уйғур тарихи тәтқиқатида уйғур вә түрк тәтқиқатчилар мустәқил һалда һәқиқий уйғур тарихини оттуриға қоюп, уйғурларниң өтмүштә қудрәтлик дөләтләрни қурған күчлүк милләт икәнликини, тарихниң шараитқа қарап тәкрарлинип туридиғанлиқини, уйғурларниң тәкрар тарих сәһнисидә орун алалайдиғанлиқини билиштә наһайити муһим әһмийәткә игә. Бу йиғин уйғурларға өзиниң тоғра вә һәқиқий тарихини өгитиш вә шундақла илим дунясини уйғур тарихиға аит йеңи мәлуматлар билән бейитишта алаһидә иҗабий рол ойнайду. Уйғур академийиси бу түрлүк илмий паалийәтлири билән, уйғур яш әвладларниң илим-пәнгә болған иштияқиниң күчийишигә түрткилик рол ойнимақта.”

Түркийәдики һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди 10-айниң 8-9-күнлири истанбулда чақирилидиған уйғур тарихи илмий муһакимә йиғининиң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди:
“биринчиси, чәтәлдә әркин муһитта уйғур тарихи тоғрисида елип берилған тәтқиқатларни оттуриға қоюш җәһәттин муһим. Иккинчидин болса ғәрб дунясидики йеңи методларни ишлитип тарих тәтқиқат елип бериш. Буларниң һәммиси муһим. Вәтәндики тарих тәтқиқати метод җәһәттин хәлқарадикиләр билән охшимайду. Мундақчә қилип ейтқанда хәлқара сәвийидә әмәс. Йәнә келип вәтәндики тарих тәтқиқатини дуняға тонутуштиму қийинчилиқлар бар. Чәтәлләрдә уйғур тарихини йеңи методлар билән тәтқиқ қилиш интайин муһим.”

Доктор әркин әкрәм әпәнди бу хил илмий муһакимә йиғинлириниң һәр қайси дөләтләрдин кәлгән охшимайдиған милләтләрниң уйғур тарихиға болған көз қаришини билиштә муһим икәнликини тәкитлиди. У, ахирида өзи бу йиғинда беридиған доклати тоғрисидиму мәлумат бәрди.

10-Айниң 8-9-күнлири истанбулда чақирилидиған уйғур тарихи тәтқиқати илмий муһакимә йиғини түркийәдә уйғур тарихи бойичә өткүзүлгән тунҗи мәхсус йиғин болуп һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.