Өмәрқул: “шәрқий түркистан тоғрисидики 100 соалға җаваб” хата мәлуматларни түзитиш үчүн йезилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.11.08
sherqiy-turkistan-toghrisidiki-100-soalgha-jawab.jpg “шәрқий түркистан тоғрисидики 100 соалға җаваб” намлиқ китабниң муқависи.
RFA/Erkin Tarim

Йеқинда истанбул университети тарих оқутқучиси доктор өмәрқул әпәнди “шәрқий түркистан тоғрисида йүз соалға җаваб” намлиқ китабни йезип нәшр қилдурди. 2017-Йили 10-айниң 27-күни истанбулдики румуз нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған бу китаб 221 бәттин тәркиб тапқан болуп, мәзкур китаб “шәрқий түркистанниң асасий мәсилиси вә тәләплири немә?”, “чәтәлдики шәрқий түркистан дәваси қандақ елип берилмақта?”, “кишилик һоқуқлири тәшкилатлириниң шәрқий түркистан тоғрисида доклатлири барму?”, “шәрқий түркистанниң истратегийәлик әһмийити немә?”, “шәрқий түркистандики түркий милләтләрниң нопуси қанчилик?” дегәнгә охшаш 100 соалниң җавабидин ибарәт.

Мәзкур китаб тоғрисидики соаллиримизға җаваб бәргән доктор өмәрқул әпәнди, китабни йезишниң әң муһим сәвәблиридин бириниң түркийәдә тарқилип йүргән шәрқий түркистан тоғрисидики хата мәлуматларни түзитиш икәнликини көрситип мундақ деди: “иҗтимаий таратқуларда шәрқий түркистан мәсилисигә қизиқидиған шәрқий түркистан мәсилисини көзитип келиватқан һәтта шәрқий түркистан тоғрисидики нурғун хата мәлуматлардин биарам болуватқан кишиләр иҗтимаий таратқуларда биздин соаллар сориди. Шуңа бу һәқтә немиләр кәм? кишиләр шәрқий түркистан тоғрисида немиләргә қизиқиду? бу һәқтә иҗтимаий таратқулар арқилиқ бир тәкшүрүш елип бардуқ. Бу тәкшүрүш нәтиҗисидә кишиләр билишни халайдиған 300 әтрапида соалниң мәвҗутлуқини байқидуқ. 300 Соалниң һәммисигә җаваб берип тәйярлисақ бәк чоң һәҗимлик китаб болуп кетидиған болғачқа буларниң ичидин 100 соални таллап җаваб берип бу китабни йезип чиқтим.”

“шәрқий түркистан тоғрисидики 100 соалға җаваб” намлиқ китабниң уйғур дәвасиға қандақ төһписи болар? дегән соалимизға доктор өмәр қул әпәнди мундақ җаваб бәрди: “хитайниң сиясити түпәйлидин шәрқий түркистандин тоғра мәлумат игилийәлмәймиз. Униң үстигә иҗтимаий таратқулардиму бу һәқтә көп хата мәлуматлар бар. Бизни сөйүндүридиған бир тәрипи шәрқий түркистан мәсилисигә түрк хәлқи бәкла қизиқиду. Бу қизиқиш көп хата мәлуматларниму пәйда қилди. Бу хата мәлуматларға хатимә бериш үчүн бу әсәрни йезип чиқтим.”

Доктор өмәрқул әпәнди 100 соалниң җавабини оқуған кишиниң, шәрқий түркистанда бурун немиләрниң йүз бәргәнликини, һазир немиләрниң болуватқанлиқини баян қилип мундақ деди: “бу китабни оқуған киши өтмүштә шәрқий түркистанда немиләр болди? бүгүн немиләр болуватиду? келәчәктә немиләр бөлиши мумкин? пәқәтла шәрқий түркистандила әмәс, хитайда, оттура асия түркий җумһурийәтлиридә келәчәктә уйғурларға үчүн қандақ бир вәзийәт пәйда бөлиши мумкин? дегәнгә охшаш соалларға җаваб бериш арқилиқ, шәрқий түркистан мәсилисини һәр җәһәттин тәһлил қилип бир гәвдә қилип оттуриға қоюшқа тириштим”.

Доктор өмәрқул әпәнди китабниң түркийәдә китабханиларда, румуз нәшриятиниң тор бетидә вә бәзи китаб сетиш ширкәтлириниң тор бетидә сетилишқа башланғанлиқини баян қилип мундақ деди: “китабни елишни халиғанлар румуз нәшриятидин яки китапюрти, бабилгә охшаш китаб сетиш вә тарқитиш тор бекәтлиригә кирип сетивалса болиду. Нәшрият мәсуллири биләнмә сөзләштим, китабни топ сетивалсаңлар, буниңдин чүшкән киримни шәрқий түркистан вәхпигә ианә қилип, оқуғучиларға оқуш мукапат пули сүпитидә тарқитип бәрмәкчимиз.”

Биз “шәрқий түркистан тоғрисидики 100 соалға җаваб” намлиқ китаб тоғрисидики баһасини игиләш үчүн әнқәрәдики һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, китабни йезишта ишлитилгән методниң наһайити илмий бир уссул икәнликини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди бу китабниң түркийә җамаәтчиликигә уйғур дәвасини тонуштуруш үчүнму зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Бу әсәр, түркийәдә 1960-йилларда муһәммәд имин буғраниң қолланма сүпитидә нәшр қилинған “шәрқий түркистан муҗадилиси” намлиқ китаби, 1980-йилларда әркин алиптекин язған “шәрқий түркистан дәваси” намлиқ әсәрдин кейин нәшр қилинған “қолланма” сүпитидә йезилған үчинчи китаб һесаблинидикән. Измирдики әгә университети оқутқучиси, профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди һазир түркийәдә бундақ бир китабниң елан қилинишиниң чоң бир бошлуқни толдурғанлиқи вә зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Истанбул университети оқутқучиси доктор өмәрқул әпәндиниң 2008-йили, нәшргә тәйярлиған “әйса йүсүп алиптекинниң әслимилири”, 2009-йили, “батурлар: шәрқий түркистанниң миллий күрәш тарихи”, 2010-йили болса “осман батур хан” қатарлиқ 7 китаби нәшр қилинған. Доктор өмәр қул әпәндиниң булардин сирт 30 парчидин артуқ мақалиси елан қилинған болуп, буларниңму көпи уйғурлар тоғрисида икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.