Сабиқ архип хадими: гоминдаңчилар уйғур мәһбусларниң көзини оюп ташлиған
2014.03.31

Әйни вақитта уйғур аптоном районлуқ партком башқурушидики архип бөлүмидә ишлигән сабиқ архип хадими гүлнур ханимниң билдүрүшичә, у мәхпий һөҗҗәтләр билән учришиш җәрянида гоминдаң сақчилириниң уйғур қатарлиқ сиясий җинайәтчиләрни қийнап, бәзилириниң көзини оюп ташлиғанлиқиға аит фото сүрәтләрни көргән.
У йәнә, шәрқий түркистан миллий армийә қоманданлиқ штабиниң гоминдаң әсирлиригә инсаний муамиләм қилиш һәққидики буйруқиниму учратқан.
Униң ейтишичә, таҗавузчи һөкүмәтниң вәһшийлики, шәрқий түркистан һөкүмитиниң адиллиқиға типик мисал болалайдиған бу икки хил һөҗҗәт униң роһий дунясиға чоңқур тәсир көрсәткән.
Мәлум болушичә, хитайниң архип қанунида 50 йилдин ашқан архипларни аммиға ашкарилаш керәклики бәлгиләнгән болсиму, әмма хитай һөкүмити шәрқий түркистан җумһурийитигә даир материялларни һазирғичә қаттиқ мәхпий тутуп кәлгән.