Паалийәтчи хамит көктүрүк: хитай астанә шәһәр йәкәнни уйғурларниң хатирисидин өчүрүшкә көп қетим урунған

Мухбиримиз меһрибан
2015.08.21
Hamut-kokturk-helqaraliq-Turk-dunyasi-305.jpg Шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ баш катипи һамут көктүрк хәлқаралиқ 3-нөвәтлик түрк дуняси паалийитидә сөз қилди. 2012-Йили май, түркийә.
RFA/Arslan


Хитай даирилириниң уйғур елидики мәвҗут 14 наһийини бикар қилип, бәзилирини шәһәр қилип кеңәйтип қуруш, бәзилирини кичиклитип вилайәт мәркизигә қошуветиш пилани ашкариланғандин кейин, бу хәвәр чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә муһаҗирәттики уйғурларниң җиддий диққитини қозғиди. Йәкәндә туғулуп, балилиқ дәврини уйғурлар тарихидики сәидийә ханлиқиниң пайтәхти йәкән шәһиридә өткүзгән түркийәдики сиясий вәзийәт анализчиси хамит көктүрүк әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай коммунист һөкүмитиниң җәнубий уйғур елидики тарихий юрт йәкәнни немә үчүн 1955 - йили наһийә дәриҗисигә чүшүрүп идарә қилғанлиқи, вә бүгүнки күндә йәнә немә үчүн қайтидин шәһәр қилип қуруш пиланиға киргүзгәнлики қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохталди.

18 - Авғуст күни хитай иҗтимаий таратқулирида тарқалған пүтүн хитай бойичә әмәлдин қалдурулидиған бир қисим наһийиләр тизимликидә уйғур аптоном райониға қарашлиқ бир қисим наһийиләрни әмәлдин қалдуруп, булардин бәзилирини шәһәр қилип кеңәйтиш, йәнә бәзилирини вилайәт мәркизигә қошуветиш пилани ашкариланди.

Тизимликтә тилға елинған җәнубий уйғур районидики қәдимий тарихий юртлардин йәкән вә кучарниң кеңәйтилип шәһәр қилип қуруш пилани алаһидә диққәт қозғиди. Түркийәдә йәрләшкән уйғурлардин уйғур паалийәтчиси, сиясий вәзийәт анализчиси хамит көктүрүк әпәндиниң әсли юрти йәкән болуп, у радиомиз уйғур бөлүмидә 20 - авғуст берилгән хитайниң уйғур елидики бәзи наһийиләрни әмәлдин қалдуруш вә йәр җай - намлирини өзгәртиш пилани һәққидики программини аңлиғандин кейин, хитайниң униң ана юрти йәкәнни шәһәр қилип қуруш пилани илгири йәкәндә яшап, өткән әсирниң 60 - йиллиридин кейин түркийәниң қәйсәри шәһиригә йәрләшкән уйғурларниң җиддий диққитини қозғиғанлиқини билдүрди.

Уйғур тарихидики қәдимий юрт йәкән 1514 - йили қурулуп 1678 - йилғичә һөкүм сүргән сәидийә ханлиқиниң пайтәхти болуп, йәр вә су байлиқиниң моллиқи, аһалисиниң көп вә баяшатлиқи билән уйғурлар арисида, “32 миң йәкән 16 миң қәшқәр” дегән тәмсил тарқилип, қәдимий пайтәхт йәкәнни җәнубий уйғур елидики қәдимий мәдәнийәт шәһири қәшқәр билән селиштуруш адәткә айланған.

Ана юрти йәкәнгә отлуқ муһәббити болғини үчүн бу шәһәрниң тарихи һәққидә көп издәнгинини билдүргән хамит көктүрүк әпәнди, қәдимий юрт йәкәнниң тарихий әһмийити, муһим истратегийәлик орни, җуғрапийәлик алаһидиликлири вә хитай коммунист һөкүмитиниң йәкәнгә қаратқан сиясити қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохталди.

Хамит әпәнди баянида, йәкәнниң шәрқий түркистанда вилайәт дәриҗилик чоң вә бай юрт болуп мәвҗут болуп турғанлиқи, хитайниң гоминдаң һөкүмити билән шәрқий түркистан миллий һөкүмити оттурисида имзаланған келишимдин кейин, йәкәндә валий мәһкимиси тәсис қилинип, миллий инқилабниң рәһбәрлиридин қасимҗан қәмбириниң таки 1955 - йилғичә йәкәнгә валий болуп турғанлиқини, 1955 - йили уйғур аптоном райони қурулғандин кейин, хитай һөкүмәт даирилириниң тарихта уйғурларниң пайтәхти болған, манҗу истеласи вә кейинки хитайниң минго дәвридә көп қетим қаршилиқ қозғилаңлири йүз бәргән, шәрқий түркистан азадлиқ уруши мәзгилидә илидики инқилабчиларға йеқиндин маслашқан йәкән вә кучарни 1955 - йили 10 - айда наһийә дәриҗисигә чүшүрүп идарә қилиш арқилиқ уйғурларниң роһини сундурмақчи болғанлиқини билдүрди.

Хамит әпәнди йәнә хитайдики иҗтимаий таратқуларда тарқалған даириләрниң йеңи пиланидики йәкән наһийисини шәһәр қилип кеңәйтип қуруш вә исмини зәрәпшан дәп өзгәртиш һәққидики хәвәрләр үстидә тохтилип, уйғур тарихи вә нөвәттики уйғур вәзийитидә хәлқарада көп қетим тилға елинидиған йәкән шәһиридә техи бултурла йәни 2014 - йили7 - айниң 29 - күни илишқу - хаңди йезилири қозғилиңи болуп кәткәнликини, хитай даирилириниң уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири зади тохтимайдиған тарихий юрт йәкәнни техиму қаттиқ идарә қилиш, сүйи әлвәк, йери кәң йәкәнгә техиму көп хитай көчмәнлирини йөткәп келиш, йәкәнниң кейинки әвладлирини бу юрт һәққидики тарихий хатириләрдин мәһрум қалдуруш қатарлиқ сиясий мәқсәтләр билән йәкәнни шәһәр қилип қуруш вә шәһәрниң исмини парисчә “алтундәк мунбәт земин” мәнисидики “зәрәпшан” ға өзгәртишни пилан қилған болуши мумкинликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.