Қуяш енергийәси ширкәтлири мәҗбурий әмгәккә четилди

Мухбиримиз җүмә
2021.01.10
Қуяш енергийәси ширкәтлири мәҗбурий әмгәккә четилди Мәҗбурий әмгәккә четилғанлиқи илгири сүрүлгән хитайниң бавли шйешин (GCL-Poly) енергийә пай контрол чәклик ширкитиниң уйғур районидики завути.
Social Media

Йеңидин елан қилинған бир доклатта, дунядики әң чоң қуяш енергийәси ширкәтлири хитай һөкүмити билән һәмкарлишип йолға қойған уйғур районидин ишчи қобул қилиш программилириниң мәҗбурий әмгәккә четилидиғанлиқи көрситилгән.

Гео-сиясий, иқтисадий вә технологийәлик йеңилиқлар тәтқиқати билән шуғуллинидиған “упуқ мәслиһәтчилики (Horizon Advisory)” бу һәқтики бир доклатида, хитайдики бавли шйешин (GCL-Poly) енергийә пай контрол чәклик ширкити, шәрқий үмид гуруһи, дако йеңи енергийә, шинте енергийәси вә җинко қуяш енергийәси қатарлиқ асаслиқ қуяш енергийәси ширкәтлиридә мәҗбурий әмгәк ишлитиш аламәтлири мәвҗут, дәп көрсәткән.

“ню-йорк вақит гезити” ниң хәвәр қилишичә, бу ширкәтләр уйғур елиниң бәзи җайлиридин хитай һөкүмитиниң ярдими билән йөткәлгән ишчиларни қобул қилған вә уларни хитай вә коммунистик партийәсигә садиқ қилиш мәқситидә һәрбий услубта тәрбийәлигән.

Хәвәргә қариғанда, доклатта тилға елинған қуяш енергийәси ширкәтлири дунядики қуяш енергийәси мәһсулатлириниң үчтин бир қисмини ишләп чиқиридиған болуп, буларниң мәһсулатлири америка вә явропада қоллинилидиған қуяш енергийәси батарейәлиригә ишлитилидикән.

Бу ширкәтләрниң көпинчиси “ню-йорк вақит гезити” ниң бу һәқтики соаллириға җаваб бәрмигән болсиму, әмма буларниң арисидики җинко қуяш енергийәси ширкитиниң баянатчиси иан маккалеб, өз ширкитиниң мәҗбурий әмгикини ишлитишни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини һәмдә бу хилдики ишчиларни ишләтмәйдиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин буян 1.8 Милйондин 3 милйонғичә уйғур қатарлиқ түркий милләтләрни лагерларға ташлиғанлиқи вә буларниң бир қисмини хитайдики завут-карханиларға “қул ишчи” сүпитидә йөткәватқанлиқи мәлум болған.

Хитай һөкүмити тәминләш зәнҗиридә һәр қандақ шәкилдики мәҗбурий әмгәк мәвҗут әмәсликини тәшвиқ қилип келиватқан болсиму, америка вә башқа ғәрб әллири уйғур районидики мәҗбурий әмгәк мәсилисини әйибләшни барғансери күчәйткән. Трамп һөкүмити уйғурларға қаритилған мәҗбурий әмгәк қилмишлирида мәсулийити бар бир нәччә ширкәт вә шәхскә җаза йүргүзгән вә уйғур ели мәнбәлик пахтиларда ишләпчиқиридиған мәһсулатларға иморт чәклимиси елан қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.