Хитайниң уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ йәнә бир тәминат зәнҗири зәрбигә дуч кәлди

Мухбиримиз әркин
2021.04.01
paxta-toqumichi Уйғурлар дияридики пахта амбарлириниң бири, 1999-йили
Reuters

Хәлқара даңлиқ маркиларниң “шинҗаң пахтиси” ни ишлитишни рәт қилиши, хитайниң уйғур елида бәрпа қилған мәҗбури әмгәк асасидики пахта тоқумичилиқ карханилириға қаттиқ тәсир қилған, хитай һөкүмити “шинҗаң пахтиси” ни рәт қилған даңлиқ хәлқара маркиларға тәһдит селишқа башлиған иди. Бирақ нөвәттә хитай пахтидин башқа, шинҗаң тәминат зәнҗиридики пахта тоқумичилиқ мәһсулатлириниң муһим хам-әшя материяли болған “йепишқақ тала” тәминатидиму зәрбигә дуч кәлгән.

Мәлум болушичә, финландийәниң дунядики әң чоң ботқа вә қәғәзчилик ширкити болған “стора әнса” ширкити 29-март хитайниң уйғур елидики “җуңтәй химийә чәклик һәссидарлиқ ширкити” ни “йепишқақ тала” ишләпчиқириш үчүн зөрүр болған хам материял билән тәминләшни тохтатқан. Стора әнса ширкити “шинҗаң җуңтәй химийә ширкити” ни бу хил хам материял билән тәминлигучи асаслиқ ширкәт болуп, бу ширкәт 2017-йилдин 2020-йилғичә финландийә шеркитидин 367 милйон долларлиқ бу хил хам материял киргузгән.

Хитай таможна баш идарисиниң санлиқ мәлуматида корситилишичә, бу стора әнса ширкитиниң охшаш мәзгил ичидә башқа дөләтләргә експорт қилған бу хил хам материялиниң тәхминән 75 пирсәнтини тәшкил қилидикән. Анализчилар стора әнса ширкитиниң қарари хитайниң уйғур “ирқий қирғинчилиқ” районидики пахта тоқумичилиқ зәнҗиригә берилгән бир йәнә бир зәрбә икәнлики, чунки дуня “йепишқақ таласи” ниң 20 пирсәнти уйғур елида ишләпчиқирилидиғанлиқи, һәмдә бу чәмбәрниң тарийиватқанлиқини билдүрмәктә.

Стора әнса ширкитиниң алақә ишлириға мәсул әмәлдари сату һеркөнән 31-март радийомизға шинҗаңни “йепишқақ тала” хам материяли билән тәминләшни тохтатқанлиқини дәлилләп, бирақ бу тоғрисида йәниму илгирләп пикир билдүрмәйдиғанлиқини ейтти. Униң тәкилишичә, ширкәтниң бу қарари мәлум дөләткә қаритилмиған болуп, улар бу хил хам материялни ишләпчиқириш содисидин чекинип чиққан.

Сату һедркөнән мундақ дәйду: “әпсуски, биз сүкүт басқучида туруватимиз. Биз апрелниң 23-куни бу мәсилә һәққидә ахбаратларға мәлумат беримиз. Һазир һечқандақ пикир билдүрмәймиз. Биз пәқәт бу саһәдин чекинип чиқтуқ. Буниң һечқандақ бир дөләт билән алақиси йоқ. Һазирчә биз мушунчиликла дәп туралаймиз. Чүнки биз сүкүт қилиш башқучида туруватимиз. Бу пәқәт йәр шари содимизниң бир парчиси. Биз бурун йепишқақ таласиға ишлитилидиған ботқа ишләпчиришни азайтқан. Һазир ишләпчиқиришни тохтаттуқ. Бу пәқәт нормал базар паалийити, халас.”

Сату һеркөнәниң ейтишичә, стора әнсо ширкити “бу саһәдики йәр шари содисидин чекинип чиқиш тоғрисида бир истиратегийәлик қарар алған болуп, бу қарар нишанлиқ мәлум бир базарға қаритилмиған” икән. Лекин у “силәрниң ширкитиңлар бурун ‛шинҗаң җуңтәй химийә һәссидарлиқ ширкити‚ гә мәһсулат сатқанда бу районда кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә мәҗбурий әмгәкниң мәвҗутлиқидин хәвириңлар бармиди?” дигән суалимизға: “һазирчә бизниң сөзләйдиғанлиримиз мушунчилик, буниңдин артуқ пикир билдүрмәймиз. Биз 23-апрел қайтип келимиз” деди.

Хитайниң “шинҗаң җуңтәй химийә чәклик һәссидарлиқ ширкити” биңтуән билән зич мунасивити болған мәҗбурий әмгәккә четишлиқ дөләт карханиси болуп, бу кархана хитайниң уйғур елидики пахта тоқумучилиқ завутлирини “йепишқақ тала” билән тәминләйдиған асаслиқ ширкитидур. Мәлум болушичә, дунядики “вискос” дәп аталған бу хил “йепишқақ тала” мәһсулатиниң тәхминән 20 пирсәнти уйғур елида ишләпчиқирилидикән. “шинҗаң җуңтәй химийә һәссидарлиқ чәклик ширкити” ниң өзи 2020-йили 730 миң тонна “вискос” (йепишқақ тала) ишләпчиқарған икән.

Стора әнса ширкити өзиниң қарариниң мәлум бир дөләткә қаритилғанлиқини рәт қилсиму, бирақ бу қарарниң һәм, найки, адидас қатарлиқ даңлиқ хәлқара маркилар “шинҗаң пахтиси” ишлитишни тохтатқанлиқини елан қилип, хитай һөкүмитниң очуқ-ашкара тәһдит селиши вә дөләт ичидики базирида байқут қилишиға учриған мәзгилдә елан қилиниши диққәт қозғиди. Бәзи анализчиларниң көрситишичә, бу хитай һөкүмитиниң уйғур “ирқий қирғинчилиқи” ға қарши хәлқара чәмбәрниң аста болсиму тарийиватқанлиқини көрситидикән.

Бирақ бәзи анализчилар нишанлиқ чәкләш тәдбирлириниң “ирқий қирғинчилиқ” ни тохтитиш үчүн йетәрлик әмәсликини илгири сүрмәктә. Голландийәдики паалийәтчи вә вәзийәт анализчиси асийә уйғур ханимниң ейтишичә, “хитай тәминләш зәнҗири вә һалқилириниң һәммисини үзгәндә уйғурларға пайдилиқ вәзийәт” шәкиллинидикән.

Асийә уйғур 1-април зияритимизни қобул қилип мундақ диди: “вәтәндә ишләпчиқирилған мәһсулатлар һәр хил йолларда пүтүн дунядики даңлиқ карханилиридин тартип адәттики карханиларғичә бир-бирсигә зәнҗирсиман бағлинип кетиглик. Әгәр хәлқара бу әһвалларни түзәймиз, уйғурларниң қул қилинишини тосуймиз дисә, хитайниң дуня характерлик пүтүн тәминат зәнҗирлирини ениқлап, өмүчүк торидәк торлишип кәткән бу тәминләш зәнҗири вә һалқилирини үзгән вақитта, андин уйғруларға пайдилиқ вәзийәт шәкиллиниши вә хитайға һәқиқий зәрбә болуши мумкин.”

Униң көрситишичә, хитайниң өмүчүк торидәк торлишип кәткән дуня характерлик тәминат зәнҗири униң уйғур “ирқий қирғинчилиқи” ға зич бағлинишлиқ икән. Асийә уйғур мундақ деди: “һазир ғәрбтә ойғиниш наһайити күчлүк. Әгәр мушундақ тәрәққий қилса хитайниң өмүчүк торидәк торлишип кәткән тәминат зәнҗирини наһайити тез тепип чиқалайду. Чүнки бу пүтүн саһәләргә тутушуқлуқ… шуңа хитайниң һәр қандақ сода алақиси бивастә хитайниң уйғур ‛ирқий қирғинчилиқи‚ ға берип тақишишидики сәвәб дәл мушу.”

“вискос”, йәни “йепишқақ тала” шинҗаң җуңтәй ширкити ишләпчиқиридиған химийәлик талаларниң пәқәт бир хил түри. Хитай таратқулириниң илгири бәргән хәвәрлиридин бу ширкәтниң “ишқа орунлаштуруш” намида уйғур мәҗбурий әмгәк күчлирини йөткәп ишләткәнлики мәлум. Хитай таратқулириниң бу һәқтики учурлирида ейтилишичә, бу ширкәт 2019-йили хотәнниң керийә наһийәсидин 79 нәпәр уйғур ишчини өзиниң аралдики завутиға йөткәп кәлгән. Униң 2018-йили 10-айда аралдики завутиға хотәндин йәнә 84 нәпәр уйғур әмгәк күчини йөткигәнлики мәлум.

Мәлум болушичә, “шинҗаң җуңтәй химийә ширкити” ниң арал, корла, тоқсун, санҗи, урумчи қатарлиқ җайлардики завутлирида 30-40 миңдәк ишчи-хизмәтчи ишләйдикән. Бирақ уларниң қанчисиниң уйғур мәҗбурий әмгәк күчи, қанчисиниң рәсмий хизмәтчи икәнлики мәлум әмәс.

Хәвәрләрдә 25-март “хәлқара сүпәтлик пахта тәшкилати”, “шинҗаң пахтиси” ишлитишни чәкләшни қарар қилғандиму, “җуңтәй химийә ширкити” ниң қармиқидики “шинҗаң җуңтәй тоқумичилиқ ширкити” ниң “шинҗаң пахтиси” вә “шинҗаң пахта мәһсулатлири” содиси билән шуғуллинидиған яки шуғулланмайдиғанлиқи илгири сүрүлгән. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә ейтилишичә, новәттики әһвалда “шинҗаң җуңтәй химийә чәклик һәссидарлиқ ширкити” башқа бир хам әшя тәминат мәнбәси тепишқа яки “йепишқа тала” ишләпчиқиришни тохтитишқа мәҗбур болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.