“уйғур мәҗбурий әмгикниң алдини елиш қануни” ниң йолға қоюлуши тоғрилиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини өткүзүлди

Мухбиримиз нуриман
2023.04.18
Jim-McGovern-Jennifer-Wexton Америка авам палатасиниң әзаси җем мәкговрин (Jim McGovern) вә җеннифер вәкистон (Jennifer Wexton) CECC өткүзгән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң йолға қоюлуши вә униң йәр шари тәминләш зәнҗиригә көрситидиған тәсири” дегән темидики гуваһлиқ аңлаш йиғинида. 2023-Йили 18-апрел, вашингтон.
RFA/Shehrizad

18-Април күни америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети (Congressional-Executive Commission on China) “уйғур мәҗбурий әмгикниң алдини елиш қануниниң йолға қоюлуши вә униң йәр шари тәминләш зәнҗиригә көрситидиған тәсири” дегән темида гуваһлиқ аңлаш йиғини өткүзди.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиниң рәиси кирис симис гуваһлиқ аңлаш башлиништин бурун сөз қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқигә қарши җәң елан қилғанлиқи, уларға “терорчи” қалпиқи кийдүрүп мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи, уйғур аялларни туғмас қиливатқанлиқи, шундақла мәҗбурий ички әзалирини оғрилаватқанлиқини әскәртип өтти.

Мәзкур гуваһлиқ аңлаш йиғинида адәм әткәсчилики қанун мәркизиниң кишилик һоқуқ вә сода сиясити дериктори анасуя сиям (Anasuya Syam), атлантик кеңиши гио-техника мәркизиниң хадими кит конклин (Kit Conklin), америка уйғур бирләшмисинң рәиси әлфидар илтәбир қатарлиқлар нәқ мәйдандин, әнгилийәдики шефилд халлам университети һелена кенниди хәлқара адаләт мәркизиниң кишилик һоқуқ вә заманиви қуллуқ тәтқиқатчиси, профессор лавра мирфий (Laura Murphy) тор арқилиқ гуваһлиқ бәрди.

Кеңәш палата әзаси җеф меркилий (Jeff Merkley) вә авам палата әзаси кристофер симис (Christopher H. Smith) CECC Өткүзгән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң йолға қоюлуши вә униң йәр шари тәминләш зәнҗиригә көрситидиған тәсири” дегән темидики гуваһлиқ аңлаш йиғинида. 2023-Йили 18-апрел, вашингтон.
Кеңәш палата әзаси җеф меркилий (Jeff Merkley) вә авам палата әзаси кристофер симис (Christopher H. Smith) CECC Өткүзгән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң йолға қоюлуши вә униң йәр шари тәминләш зәнҗиригә көрситидиған тәсири” дегән темидики гуваһлиқ аңлаш йиғинида. 2023-Йили 18-апрел, вашингтон.
RFA/Shehrizad

Анасуя сиям өзиниң гуваһлиқида “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң уйғур мәҗбурий әмгики билән ясалған таварларниң америка базириға киришигә тақабил туруштики күчлүк қорал икәнликини тәкитлиди. У йәнә әгәр мәҗбурий әмгәк арқилиқ ясалған таварларниң дуня базирида әркин айлинишиға йол қоюлса, бу сода әхлақиға мухалип болупла қалмастин, бәлки йәнә йәрлик карханиларға зор зиян салидиғанлиқини оттуриға қойди.

У йәнә “истемалчиларға биваситә төвән баһалиқ йәткүзүш”, йәни “de minimis” оралмилириниң таможна тәкшүрүшидин өзини қачуруш мәсилиси тоғрисида тохталди. Униң көрстишичә, de minimis маллири америкаға импорт қилинған вә қиммити мәлум чәктин төвән болғачқа, бәзи баҗлар кәчүрүм қилинған таварларни көрситидикән. Һазир қиммити 800 доллардин төвән, истемалчиларға биваситә әвәтилидиған маллар таможна тәкшүрүшидин өтмәййдикән, шундақла һечқандақ рәсмийәтсиз америкаға кирәләйдикән. Бу хил маллар асасән тор арқилиқ сетилған маллар икән. Бу американиң мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларни импорт қилишни чәкләйдиған қанунни иҗра қилишиға тосқунлуқ қилидиған амилларниң бири икән.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим CECC өткүзгән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң йолға қоюлуши вә униң йәр шари тәминләш зәнҗиригә көрситидиған тәсири” дегән темидики гуваһлиқ аңлаш йиғинида гуваһлиқ бәрмәктә. 2023-Йили 18-апрел, вашингтон.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим CECC өткүзгән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң йолға қоюлуши вә униң йәр шари тәминләш зәнҗиригә көрситидиған тәсири” дегән темидики гуваһлиқ аңлаш йиғинида гуваһлиқ бәрмәктә. 2023-Йили 18-апрел, вашингтон.
RFA/Shehrizad

“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң йеқинқи хәвиригә асасланғанда, шеин билән темо америкадики әң даңлиқ тор сода мунбәрлириниң биригә айланған болуп, шеин өткән йили 11-айғичә америкадики мода кийим маркилири содисиниң 50 пирсәнтини игилигән. “америка-хитай иқтисадий бихәтәрлик көзитиш комитети” ниң 14-април елан қилған доклатида, шеинниң уйғур диярида ишләпчиқирилған мәһсулатларниму сатидиғанлиқи, мәһсулатларниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ әмәсликини испатлаш тәләп қилинған болсиму, лекин шеинниң һечқандақ дәлил көрситәлмигәнлики тәкитләнгән.

Анасуя сиям бу һәқтә радийомизға сөз қилип мундақ деди: “шеин тор содисидин пайдилинип, бивастә истемалчиларға йәткүзүш усули билән америкаға мал киргүзүватқан нурғун ширкәтләрниң ечидики пәқәт бирси. Улар 800 доллардин төвән баһа билән нурғун малларни рәсмийәтсиз америка базарлириға киргүзиду. Мениңчә, биз ‛истемалчиларға биваситә төвән баһалиқ йәткүзүш‚ ақилиқ кериватқан малларни контрол қилишмиз керәк. Бүгүнки йиғиндиму мушу усул арқилиқ һәр күни нәччә милйон оралминиң америкаға керидиғанлиқи оттуриға қоюлди. Улар нәччә милйон доллар қиммитидики маллардур. Шуңа америка таможна вә чегра қоғдаш идариси бивастә истемалчиларға йәткүзүливатқан маллар һәққидики учурларни топлиши керәк. Истемалчиларға бивастә мал йәткүзүватқанларниң американиң қанунлиридин, болупму ‛уйғур мәҗбури әмгикиниң алдини елиш қануни‚дин қечишидин сақлинишқа капаләтлик қилиш керәк.”

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим CECC өткүзгән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң йолға қоюлуши вә униң йәр шари тәминләш зәнҗиригә көрситидиған тәсири” дегән темидики гуваһлиқ аңлаш йиғинидин кейин хатирә сүрәттә. 2023-Йили 18-апрел, вашингтон.

Гуваһлиқ аңлаш йиғини җәрянида лавра мирфий хитайниң уйғур райони вә хитайниң башқа җайлиридики нәччә йүзлигән ширкәтлириниң мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқарған мәһсулатлирини һәр хил йоллар арқилиқ хәлқара базарларға киргүзгәнлики һәққидики доклатини ортақлашти. Кит конклин һәр йили америкаға нәччә милярд долларлиқ хам әшя, аз учрайдиған менерал маддилар вә башқа мәһсулатларниң уйғур районидин екиспорт қилинидиғанлиқини тәкитлди.

Ахирида әлфидар илтәбир сөз қилип, өзиниң вә өзи бивастә алақә қилидиған уйғурларниң, шундақла уларниң юртидики аилә тавабиатлириниң нөвәттә дуч келиватқан қийинчилиқлирини аңлатти. У йәнә америка һөкүмитидин уйғур ирқий қирғинчилиқида қоли болған яки уни қоллиған хитай әмәлдарлири вә ширкәтлиригә җаза йүргүзүш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайитини сүрүштә қилишни тәләп қилди.

Гуваһлиқ аңлаш йиғиниға қатнашқан америка хитай ишлири комитетиниң рәислиридин бири, кеңәш палата әзаси җеф меркилий (Jeff Merkley) радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “биз бу қанунни үнүмлүк иҗра қилишниң дәсләпки қәдәмлирини бесиватимиз. Чеграда нурғун маллар тутуп қилинди. Лекин йәнила нурғун маллар америка базириға кирмәктә, буларниң қандақ усуллар билән чеградин кериватқанлиқи кишини ойландуриду. Америка қобул қилмиған маллар башқа дөләтләргә кериватиду. Әгәр башқа дөләтләр билән һәмкарлашмсақ, ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ни үнүмлүк иҗра қилиш тәс. Шуңа биз иттипақдаш дөләтләр билән мушу қанунни бирликтә иҗра қилишниң йоллирини издиниватимиз. ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ға қошумчә сүпитидә қошулидиған маддилар, мәсилән, биз чеградин қайтурувәтсәк, уни башқа дөләтләргә сетишниң алдини алидиған маддилар қошулуши керәк. Шуңа мән бу мәсилигә нисбәтән тихиму көп тиришчанлиқ вә көплигән хизмәтләрниң ишлинишини үмид қилимән.”

Мәзкур йиғинға америка авам палатасиниң әзаси җем мәкговрин (Jim McGovern) вә җеннифер вәкистон (Jennifer Wexton) қатарлиқларму қатнашти. Улар айрим-айрим сөз қилип, ‛уйғур мәҗбури әмгикиниң алдини елиш қануни‚ниң икки партийәниң күчлүк қоллишини намаян қилғанлиқини, бу қанунниң толуқ иҗра қилинишиға һәр тәрәптин күч чиқиридиғанлиқини билдүрүшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.