Мелборн филим фестивалида “шавқун-сүрән” филими австралийә хәлқи билән учрашти

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.07.29
shawqun-suren-1 Мелборн филим фестивалида “шавқун сүрән” филиминиң қуюлушидин кейин көрүрмәнләрниң соаллириға җаваб берилмәктә. 2024-Йили 27-июл, мелборн, австралийә.
RFA/Hebibulla Izchi

27-Июл күни норвегийәдики уйғур зиялийси, уйғур маарипи тәтқиқатчиси абдувәли аюп билән җәвһәр илһамниң һаят һекайиси вә әслимилири тәсвирләнгән “шавқун-сүрән” филими австралийәниң мелборн шәһиридә өткүзүлгән хәлқаралиқ һөҗҗәтлик филим фестивалида австралийә хәлқи билән учрашти.

Абдувәли аюпниң билдүрүшичә, бу филим 21-вә 22-июл күнлири алди билән австралийәниң сидней шәһиридә қоюлғандин кейин, 27-июлдин башлап мелборн хәлқара һөҗҗәтлик филим фестивалида көрситилгән. Бу филимида икки яшниң әслимиси арқилиқ уйғур ирқий қирғинчилиқи, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң уйғур елидики инсанийәткә қарши җинайити дәлил-испатлири билән йорутуп берилгән.

Бу мунасивәт билән радийомизниң зияритини қобул қилған абдувәли аюп, австралийәниң мелборн вә вә аделайд шәһәрлиридики паалийәтлири һәққидә бәзи тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Абдувәли аюп әпәнди мелборн филим фестивалиға қатнашқан түрк тәшкилатлири вә  ZZZ радийосиниң хадимлири биллә хатирә сүрәттә. 2024-Йили 27-июл, мелборн, австралийә.
Абдувәли аюп әпәнди мелборн филим фестивалиға қатнашқан түрк тәшкилатлири вә ZZZ радийосиниң хадимлири биллә хатирә сүрәттә. 2024-Йили 27-июл, мелборн, австралийә.
RFA/Hebibulla Izchi

 Мелборнда өткүзүлгән бу қетимқи филим фестивалида “шавқун-сүрән” филиминиң белити алдин сетилип болған болуп, филим қуюлған залға тамашибинлар лиқ толған. Филимниң қоюлушиға австралийәлик яшлар, сиясәтчиләр, австралийәдики түрк тәшкилатлири һәр қайси дөләтләрниң австралийәдики консуллири қатнашқан.

Мелборнда “шавқун-сүрән” филими қуюлуштин бурун “викторийә уйғур җәмийити”, “австралийә тәңритағ уйғур ханим қизлар җәмийити” қатарлиқ тәшкилатлар вә түрк тәшкилатлири, шуниңдәк бир қисим сиясәтчиләрниң қатнишишида “сәнәт арқилиқ уйғур давасида образ яритиш” темисида уйғур давасини австралийәдә елип беришниң йоллири вә бундин кейинки һәмкарлиқлар һәққидә сөһбәт өткүзүлгән. Абдувәли аюп бу һәқтә қисқичә мәлумат берип, бу филиминиң қоюлуши вә бу сөһбәттә оттуриға қуюлған темилар һәққидики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Абдувели аюп әпәнди билән надирә йүсүп ханим ZZZ радийосида.  2024-Йили 27-июл, мелборн, австралийә.
Абдувели аюп әпәнди билән надирә йүсүп ханим ZZZ радийосида. 2024-Йили 27-июл, мелборн, австралийә.
RFA/Hebibulla Izchi

 “шавқун-сүрән” филиминиң бу қетим австралийәдики филим фестивалида қоюлуши үчүн “австралийә тәңритағ уйғур ханим қизлар җәмийити” му көп күч чиқарған. Бу җәмийәтниң рәиси рамилә ханимму зияритимизни қобул қилип, “шавқун-сүрән” филиминиң қоюлуши вә бу филимниң австралийәдики бу филим фестивалиға қатнишишиниң җәряни һәққидә мәлумат бәрди.

Австралийәниң мелборн шәһиридә тәхминән 70 миң әтрапида түрк яшайдиған болуп, түркләр бу йәрдә бәлгилик тәсиргә игә көчмәнләр җамаити һесаблинидикән. Абдувәли аюпниң билдүрүшичә, бу қетимқи мелборн филим фестивалидин кейин австралийәдики түркчә радийо ZZZ уни мәхсус зиярәт қилған. Зиярәттә у бу пурсәттин пайдилинип австралийә вә йеңи зеландийәдики түрк хәлқигә уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштурған.

Мелборн филим фестивалида “шавқун-сүрән” филими қоюлуштин бурун өткүзүлгән “сәнәт вә уйғурларниң қаршилиқи” дегән сөһбәттин көрүнүш. 2024-Йили 27-июл, мелборн, австралийә.
Мелборн филим фестивалида “шавқун-сүрән” филими қоюлуштин бурун өткүзүлгән “сәнәт вә уйғурларниң қаршилиқи” дегән сөһбәттин көрүнүш. 2024-Йили 27-июл, мелборн, австралийә.
RFA/Hebibulla Izchi

 “шавқун-сүрән” филиминиң қоюлушиға австралийә парламентиниң бир қисим әзалири һәмдә һәр қайси партийәләрниң вәкиллири қатнашқандин башқа йәнә, австралийәдә туғулуп чоң болған иккинчи әвлад яшларму қизғинлиқ билән қатнашқан, шундақла бу яшларниң пәвқуладдә қизиқишини қозғиған. Бәзи яшлар өзиниң бу филимни көргәндин кейинки тәсиратини абдувәли билән ортақлишип, бундин кейин өзлириниң уйғур давасини австралийәгә тонуштурушта техиму актип болидиғанлиқини билдүрүшкән. Бу филимни йәнә австралийә парламентида қуюшму пилан қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.