Қирғизистан уйғурлири миллий армийә күнини вә барин вәқәсини хатирилиди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2023.04.11
qirghizistan-uyghur-1.jpg Қирғизистан уйғурлири шәрқий түркистан миллий армийә қурулғанлиқиниң 78-йиллиқи вә барин инқилабиниң 33 йиллиқини хатирилиди. 2023-Йили 8-апрел, бишкәк.
RFA/Féruze

8-Апрел бишкәк шәһиридә қирғизистан уйғурлири аламедин мәһәллисигә җәм болуп, шәрқий түркистан миллий армийә қурулғанлиқиниң 78-йиллиқи вә барин инқилабиниң 33 йиллиқини хатирилиди. Паалийәт қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити вә дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вакаләтчисиниң һәмкарлиқида уюштурулди.

Хатириләш паалийити қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийитиниң муавин рәиси нурмуһәммәд баяхунофниң риясәтчиликидә елип берилди. Мурасимға миллий армийә җәңчиси аблимит бәкри әпәнди, “иттипақ” җәмийитиниң рәиси турсунтай сәлимоф, “иттипақ” җәмийитиниң тәркибидики комитет рәислири шундақла бишкәк шәһири вә униң әтрапидики йезилардин кәлгән уйғур җамаәт вәкиллири болуп 200 ға йеқин киши қатнашти. Алди билән риясәтчи қатнашқучиларға салам йоллап, андин вәтән азадлиқи йолида қурбан болған шеһитларға атап хәтмә қуран қилинди. “иттипақ” җәмийитиниң рәиси турсунтай сәлимоф нутуқ сөзләп миллий армийә қатнашқучи аблимит бәкри әпәндини тәбрикләп җамаәт намидин совғат тапшурди. Мурасим давамида абдурәһим һапизоф миллий армийә вә розимуһәммәд абдулбақи барин инқилаби тоғрисида тәпсилий доклат беришти.

Қирғизистан уйғурлири шәрқий түркистан миллий армийә қурулғанлиқиниң 78-йиллиқи вә барин инқилабиниң 33 йиллиқини хатирилиди. 2023-Йили 8-апрел, бишкәк.

Радийомиз зияритини қобул қилған нурмуһәммәд баяхуноф миллий армийә уйғур тарихида өчмәс из қалдурғанлиқини тәкитләп өтти.

Өткән йүз йил уйғур хәлқиниң заманиви тарихи һәм хушаллиқ һәм ечинишлиқ вәқәләр билән толған. Уларниң қатарида икки җумһурийәт вә миллий армийә қурулуши, шундақла барин инқилаби, ғулҗа қирғинчилиқи вә башқа вәқәләр бар. Муһаҗирәттики уйғурлар өз тарихидики унтулғусиз вәқәләрни имкан бар қәдәр хатириләп кәлмәктә.

Мәзкур мурасимға қатнашқан халидәм искандирова радийомиз зияритини қобул қилип, бу хил мурасимларниң җамаәт әһли, болупму яшларниң роһини күчәйтиштә муһим рол ойниғанлиқини сөзләп өтти.

Қирғизистан уйғурлири шәрқий түркистан миллий армийә қурулғанлиқиниң 78-йиллиқи вә барин инқилабиниң 33 йиллиқини хатирилиди. 2023-Йили 8-апрел, бишкәк.

Қирғизистан уйғурлири дуня уйғур қурултийиниң чақириқлириға аваз қошуп уйғур хәлқиниң тарихидики аммиви вәқәләрни хатириләп келәчәк әвладларға тарихий һадисиләни йәткүзүш билән бирликтә вәтәнпәрвәрлик роһини күчәйтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.