Хәйр-сахавәтчи вә уйғур дәвасиниң актип қоллиғучиси муһәммәд нияз турпан 103 йешида аләмдин өтти

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.02.20
Haji-Muhemmed-Niyaz-Turpan-W-1024 Җамаәт әрбаби, хәйр-сахавәтчи, шәрқий түркистан вәхписиниң қурғучилиридин бири болған һаҗи муһәммәд нияз турпан. Вақти орни ениқ әмәс
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдә узун йиллардин буян сода ишлири билән шуғулланған вә түркийәгә кәлгәндин буян уйғур дәвасини изчил һалда қоллап маддий җәһәттин ярдәм қилип кәлгән, тонулған җамаәт әрбаби, хәйр-сахавәтчи, шәрқий түркистан вәхписиниң қурғучилиридин бири болған һаҗи муһәммәд нияз турпан 103 йешида аләмдин өтти.

Униң әң муһим хизмәтлиридин бири истанбулниң аташеһир районидики түркистан мәһәллисидин земин сетивелип, түркистан җамәси салдуруп ибадәткә ечиши болған. Шуниң билән бу йәрдә уйғурлар җәм болуп олтурақлашқан түркистан мәһәллиси бәрпа болған. У, 1980-йилларниң ахиридин 2000-йилиғичә болған арилиқта уйғур дияридин түркийәгә кәлгән оқуғучилар, турар җайи йоқ уйғурларниң һәқсиз туруши үчүн меһманхана салдурған. Мәзкур меһманханидин һазирму уйғурлар пайдиланмақта.

Истанбулниң аташеһир райони түркистан мәһәллисидики түркистан җамәси, истанбул
Истанбулниң аташеһир райони түркистан мәһәллисидики түркистан җамәси, истанбул
RFA/Erkin Tarim

Һаҗи муһәммәд нияз турпанни 1968-йилидин буян тонуйдиған истанбулдики шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ башлиқи һамутхан гөктүрк әпәнди бу тоғрилиқ мәлумат берип мундақ деди: “һаҗи муһәммәд нияз турпан истанбулниң аташеһер районидики түркистан мәһәллисигә өй селип уйғурларниң бу җайға йәрлишишигә земин һазирлап бәрди. У, 1980-йили бу мәһәллидин земин сетивелип, өзи узун йил сәуди әрәбистанда турған болғачқа у йәрдики уйғурлардин ианә топлап, 1990-йили җамә иншаатини пүттүрүп түркистан җамәсини ибадәткә ачқаниди. У, җамәниң йениға кичик бир меһманхана салдуруп, һазирғичә турар җайи йоқ уйғурларниң һәқсиз пайдилинишиға сунди.”

Истанбулға дадиси билән йеңи кәлгән вақтида турар җайи болмиғачқа узун йил һаҗи муһәммәд нияз турпан салдурған меһманханида турған адиляр мәхсут әпәнди, телефон учури арқилиқ соалимизға җаваб берип, өзиниң һазир истанбул айродурумда хизмәт қиливатқанлиқини, дадиси билән истанбулға кәлгән вақтида турар җайи болмиғачқа муһәммәд нияз турпан салдурған меһманханида турғанлиқини, муһәммәд нияз турпанниң өзигә охшаш нурғун уйғурға ярдәм қилғанлиқини, сахавәтчи кичик пеил, вәтинини вә миллитини сөйидиған есил хисләтлик зат икәнликини билдүрди.

Муһәммәд нияз турпан, коммунист хитай уйғур дияриға бесип кириштин бурунла һиндистанға һиҗрәт қилған. Һиндистанда бир мәзгил турғандин кейин сәуди әрәбистанға келип җайлашқан. Һаҗи муһәммәт нияз турпан аилиси билән бирликтә 1968-йили түркийәниң истанбул шәһиригә келип олтурақлашқан. Бурунла вәтинидин айрилип узун йил көп дөләтләрдә көчүп йүргән муһәммәд нияз турпан яшлиқ чағлиридин тартип уйғур дәвасиға қизиқип, уйғур дәвасиға көңүл бөлүп кәлгән. У түркийәниң ичи вә сиртида турған чағлирида иқтисадий җәһәттин қейин әһвалда қалған уйғурларға маддий җәһәттин ярдәм қилған. Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлиригә актип қатнишип кәлгән.

Мәнбәләргә йезилишичә, у, йилларда истанбулда зор абруйға игә болған мәрһум сәләй һаҗи артуш, мәрһум исмайил һаҗи худавәрди вә һәбибуллаһ тарим һаҗим қатарлиқ җамаәт әрбаблири шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлиригә актип қатнишип дәвани актип қоллиған. Муһәммәд нияз турпан әйни замандики шәрқий түркистан дәвасиниң йол башчилиридин бири әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң йеқин сәпдиши, 1978-йили истанбулда қурулған шәрқий түркистан вәхписиниң қурғучи әзаси икән.

Истанбулниң аташеһир райони түркистан мәһәллисидики түркистан җамәси, истанбул
Истанбулниң аташеһир райони түркистан мәһәллисидики түркистан җамәси, истанбул
RFA/Erkin Tarim

Муһәммәд нияз турпан мәрипәтпәрвәр зат болуп, 1960-йили чағатай уйғур әдәбияти тоғрисида мисирниң қаһирә шәһиридә нәшр қилинған китабни һазирқи заман уйғур тилида истанбулда нәшр қилдуруп тарқатқан. Измирдики әгә университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизи пирофессори алимҗан инайәт әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң рәһбәрлиридин генерал мәхмут муһитиниң диний ишлар мәслиһәтчиси муһәммәд емин ислами 19601йили мисирниң пайтәхти қаһирә шәһиридә шәрқий түркистанлиқ шаир язғучиларниң әсәрлиридин таллап ‛түркистан әдәбиятидин талланмилар‚ намида китаб нәшр қилдурған. Муһәммәд нияз турпан бу китабни истанбулда һазирқи заман уйғур тилида нәшргә тәйярлитип, көп санда бастуруп уйғурларға һәқсиз тарқитип бәргән иди. Муһәммәд нияз турпан хәйр-сахавәтчи, пидакар вә һәр даим вәтән миллитиниң ғемини йәйдиған киши иди. Түркийәдә оқуған нурғун оқуғучиларға маддий җәһәттин ярдәм қилғаниди. Мән оқуғучи вақтимда маңиму ярдәм қолини узатқаниди. ятқан җайи җәннәттә болсун. ”

30 Йилдин буян һаҗи муһәммәд нияз турпан салдурған түркистан җамәсидә имамлиқ вәзиписини өтәватқан мурат әрикоғлу әпәнди, униңға юқири баһа берип мундақ деди: “мән униң билән түркистан җамәсидә 30 йил биргә болдум. Һаҗи муһәммәд нияз турпан акимиз һәргиз ибадитини ақсатмайдиған, һечкимниң көңлини рәнҗитмәйдиған, шәрқий түркистанни ағзидин чүшүрмәйдиған, өз вәтини вә миллитиниң келәчәкини һәр даим ойлайдиған, кичик пеил, илим адәмлиригә қаттиқ һөрмәт қилидиған бир зат иди. У, өмриниң ахириғичә ярдәмгә моһтаҗ кишиләргә ярдәм қолини узатти. У, иқтисадий җәһәттин игилик тиклигән қолида бар киши болсиму аддий-садда вә кичик пеил зат иди. У йәнә толиму милләтпәрвәр, тәқва вә гүзәл хисләтлик бир зат иди. Аллаһ униң ятқан җайини җәннәттә қилсун. ”

Һаҗи муһәммәд нияз турпан 1921-йили турпанда дуняға кәлгән. У, һиндистан вә сәуди әрәбистанда бир мәзгил турғандин кейин1968-йили түркийәниң истанбул шәһиридә тиҗарий һаятини башлиған. У, 2024-йили 1-айниң 23-күни 103 йешида аләмдин өтти. Муһәммәд нияз турпан бир әсирдин көпрәк сүргән һаяти җәрянида уйғурлар вә уйғур дәваси үчүн зор пайдилиқ хизмәтләрни қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.