Мазаришериптики уйғур яшлар афғанистанниң уруш районлиридики уйғурларни йөткәшкә башлиди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.10.06
jemshit-rehim-1-305.jpg Афғанистанниң қундуз вилайитидә давам қиливатқан урушта, ғайиб оқта яриланған 21 яшлиқ җәмшит рәһим мазаришериптики дохтурханида. 2015-Йили октәбир, афғанистан.
RFA/Shohret Hoshur

Афғанистанниң қундуз вилайитидә давам қиливатқан урушта, у җайда истиқамәт қиливатқан уйғурлардин 21 яшлиқ җәмшит рәһим ғайиб оқта яриланған.

Вәқәдин хәвәр тапқан мазаришериптики бир гуруппа уйғур яшлири түрлүк хәтәрлик йолларни бесип өтүп кочилирида оқ авази бесиқмайватқан қундузға йетип барған вә яридар җәмшит рәһимни мазаришериптики дохтурханиға йөткигән. Бу күни дуня уйғур қурултийи вәкили өмәрҗанниң афғанистанға йетип кәлгән иккинчи күни болуп, у шу күни кабулдики паалийитини тохтитип мазаришерипқа қарап йолға чиққан вә яридар җәмшит рәһимни дохтурханида йоқлиған.

Мәлум болушичә, нөвәттә әкбәр мәрин вә абдурахман қатарлиқ яшларниң йетәкчиликидә тәшкилләнгән уйғур яшлар гурупписи уруш райони қундуз вә бәдәхшандики уйғур аилиликлирини бихәтәр вилайәтләргә көчүрүш үчүн һәрикәт қилмақта. Булар һазирға қәдәр қундуздики 5 аилилик уйғурдин 3 аилини мазаришерипқа йөткигән, бәдәхшандики 15 аилилик уйғурға, бир мәһәл өйдин сиртқа чиқмаслиқ, мувапиқ пурсәттә йөткәшкә һазир болушни тапилиған.

Юқиридики улиништин мухбиримизниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.