Тәйвән уйғур җәмийити әзалири тәйбейда өткүзүлгән атом енергийәсигә қарши намайишқа қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.03.16
teywen-atom-energiye-qarshi-namayish-1.jpg

Тәйбейдә өткүзүлгән атом ядроси енергийәсигә қарши намайишқа тәйвән уйғур җәмийити әзалириму қатнашти- 2015-йили 14-март, тәйвән. RFA/Qutluq

teywen-atom-energiye-qarshi-namayish-2.jpg

Тәйбейдә өткүзүлгән атом ядроси енергийәсигә қарши намайишқа тәйвән уйғур җәмийити әзалириму қатнашти- 2015-йили 14-март, тәйвән. RFA/Qutluq

teywen-atom-energiye-qarshi-namayish-3.jpg

Тәйбейдә өткүзүлгән атом ядроси енергийәсигә қарши намайишқа тәйвән уйғур җәмийити әзалириму қатнашти- 2015-йили 14-март, тәйвән. RFA/Qutluq

teywen-atom-energiye-qarshi-namayish-4.jpg

Тәйбейдә өткүзүлгән атом ядроси енергийәсигә қарши намайишқа тәйвән уйғур җәмийити әзалириму қатнашти- 2015-йили 14-март, тәйвән. RFA/Qutluq

teywen-atom-energiye-qarshi-namayish-5.jpg

Тәйбейдә өткүзүлгән атом ядроси енергийәсигә қарши намайишқа тәйвән уйғур җәмийити әзалириму қатнашти- 2015-йили 14-март, тәйвән. RFA/Qutluq

teywen-atom-energiye-qarshi-namayish-6.jpg

Тәйбейдә өткүзүлгән атом ядроси енергийәсигә қарши намайишқа тәйвән уйғур җәмийити әзалириму қатнашти- 2015-йили 14-март, тәйвән. RFA/Qutluq

Тәйвән уйғур җәмийитиниң рәиси нузугумниң билдүрүшичә, 14-март тәйвән мәркизи тәйбейдә өткүзүлгән атом ядроси енергийәсигә қарши намайишқа тәйвән уйғур җәмийити әзалириму қатнашқан.

14-Март тәйвәндики муһит сөйәр шәһәр аһалилиридин әллик миң кишиниң тәшкиллиниши билән тәйвән һөкүмәт бинасиниң алдида намайиш елип берилған.

Намайишчилар тәйвәнни 2025-йилиға қәдәр ядро енергийәсиз район қилип қуруп чиқиш үчүн һөкүмәтниң буниңға вәдә бериши керәкликини, һөкүмәтниң енергийә сияситидә өзгириш һасил қилип тәйбей районини мәркәз қилған һалда һазирғичә ишлитиливатқан атом ядро енергийиси електр истансилириниң муддәттин бурун тақилишини тәләп қилған.

Намайиш шу йәр вақти чүштин кейин саәт иккидин төткә қәдәр икки саәт давамлашқан.

Мәзкур хәвәр 15-март тәйвәндики нопузлуқ мәтбуатлиридин “тәйбей таймес гезити” дә шундақла японийә ахбаратлиридин “тв-асаһи” телевизийә қанилида, “неккей гезити”ниң тор бетидә мәхсус берилгән.

Бу қетимқи намайишқа тәйвәндики өктичи партийәләрдин демократийә тәрәққият партийәси йетәкчилик қилған болуп, намайиш йеңи тәйбей шәһириниң җиншандин башлинип ванли райониға қәдәр давамлашқан.

Намайишчилар һөкүмәткә тәйвәндә муһит асрашни әмәлгә ашуруш үчүн алди билән ядро електр истансилириниң 2025-йилиға қәдәр тақилишини шундақла кәлгүси әвладларниң ядро булғинишидин хали болған гүзәл бир җәмийәт ичидә хатирҗәм яшиши үчүн һазирқиларниң буниңда алдин тәйярлиқ көрүши керәкликниң зөрүрлүкини билдүргән.

Бу қетимқи намайишқа тәйвәндә паалийәт елип бериватқан уйғур җәмийитиниң әзалириму иштирак қилған болуп, улар намайиш җәрянида хитайниң уйғур елидә елип барған атом ядро синақлири вә униң уйғур хәлқигә кәлтүргән апәтлири һәққидә сөз қилған.

Намайиштин кейин телефон зияритимизни қобул қилған тәйвән уйғур җәмийитиниң рәиси нузугум, бүгүнки намайиш һәққидә тохтилип мундақ деди:
Намайишимиз наһайити яхши дағдуғилиқ елип берилди.Намайишта биз асаслиқи тәйвән хәлқигә җүмлидин дуня хәлқигә җуңгониң шәрқий түркистандики лопнурға қуруп чиққан ядро синақ мәйданида 1964-йилидин 1996-йилиғичә җәмий 46 қетим ядро синиқи елип берилғанлиқини, шундақла бу хилдики йәр йүзи ядро партлашта, ядро бөлүнүшидин пәйда болған нуклидларниң йәр йүзидики маддилар билән арилишип кетиши нәтиҗисидә һасил болған зор миқдардики чаң-тозанниң әтраптики җайларға шамал йөнилиши арқилиқ учуп берип чүшкәндин кейинки пәйда қилған апәтлири һәққидә тохталдуқ.

Гәрчә лопнурдики ядро синақлири 1996-йилиғичә елип берилған болсиму, йәрлик хәлқләрниң саламәтлик җәһәттики учриған зиянлири вә ядро хәтири бүгүнки күнгә қәдәр давамлишиватиду.

Нузугум сөзидә шәрқий түркистан хәлқиниң рак кесилигә гириптар болуш нисбитиниң җуңгодики башқа өлкиләргә селиштурғанда 30% юқирилиқини, ақ қан данчилири көпийиш кесили, яман характерлик лимфа өсмиси вә өпкә ракиниң көп икәнликини, лопнур әтрапидики төт атом синиқи районидики йезилардики туғулған он балиниң ичидә сәккиз бала таңлийи йериқ, вә ашқазан йоғинаш қатарлиқ туғма кесәлгә гириптар болуп, туғулуватқан бовақлар һәққидиму тохталғанлиқини билдүрди.

Нузугум зияритимиз давамида бу қетимқи намайишта өзиниң җуңго һөкүмитиниң уйғур хәлқигә һечқандақ давалиниш ярдими бәрмигәнликини, әмма ядро бомба синиқи елип беришқа қатнашқан һәрбийләргә қошумчә иқтисадий җәһәттә ярдәмдә болуш вә давалиништа яхши имканийәтләрни яритип бериш һәққидә мәхсус сиясәт бәлгилигәнликини илгири сүргәнликини алаһидә әскәртип өткән.

У, сөзидә “шәрқий түркистан хәлқиниң паҗиәлик ақивитидин башқа, адәмләр олтурақлашқан районларда атом синиқи елип беришниң муһитқа болған тәсири йәни су, һава вә земинларниң булғанғанлиқи” һәққидә тохталғанлиқини билдүрди.

Нузугум зияритимиз ахирида бизниң: “сиз радио долқунлири арқилиқ өзиниң қандақ йүрәк сөзлириңизни ейтқуңиз бар?”-дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди:

“һазирқи вақитниң өзидә шәрқий түркистан хәлқигә җуңго һөкүмитиниң сиясий, мәдәнийәт, диний җәһәтләрдә қаттиқ бастуруш елип бериватқанлиқи дуня хәлқигә асаслиқ мәсилиләр қилип аңлитиливатиду. Буниңға қошуп дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар билән уйғур мәсилисини қоллиғучи чәтәлликләр ялғуз юқириқи мәсилиләрнила әмәс бәлки җуңго һөкүмитиниң шәрқий түркистанда елип барған атом бомбиси ядро синиқиниң уйғур хәлқигә кәлтүргән баласи апәтлирини әтраплиқ аңлитишниң өзи һазирқи вақитта дуня хәлқи ядро енергийәсигә қарши туруватқан бир пәйттә бу мәсилә чоқум дуняниң диққитини тартиду дәп ойлаймән.”

Тәйвән уйғур җәмийитиниң рәиси фирансийәлик нузугум ялғуз тәйвән уйғур җәмийитиниң хизмитинила қилип қалмастин, бәлки фирансийәниң париж шәһиридә уйғур даваси елип бериватқан фирансийә уйғур җәмийитиниңму бәзи бир хизмәтлиригә йеқиндин ярдәмдә болуватқан болуп, бу һәқтә зияритимизни қобул қилған фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит нузугум һәққидә тохтилип өтти.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.