Мәттохтиниң йитип кетиши вә тепилишиму сир
2015.04.09
Йеқинқи йилларда йоқап кәткән уйғур балиларниң 83% ти уйғур елиниң җәнубидин қачурулған, хотән вилайити уйғур балилар йоқап кетиватқан нуқтилиқ районниң бири. Әмма йоқап кетип қайта тепилғанларму йоқ әмәс.
2013-Йили 12-айда хотән шәһәр ичидики бир базарда, анисиниң қешидин бирдинла ғайиб болған 8 яшқа кирип қалған мәттохти мәтясинниң, бир йилдин артуқ из дерики болмиған иди. У бу йил 2-айда асмандин чүшкәндәкла тепилип қалди. Әмма униң қандақ йитип кәткини сир болған болса, қандақ қилип тепилип қалғанлиқиму бир сир болмақта, чүнки мәттохти йитип кетип сақ саламәт қайтип кәлгән болсиму у бурунқи мәттохти әмәс, бурунқидәк гәп қилмайду, күлмәйду бәлким у бу бир йил ичидә тартқан изтирап, азаб вә қорқилирини әсләшниму халимиса керәк. Қорқунчлуқ бәхтсиз бир йилни өткүзгән мәттохти, хотән вилайити лоп наһийиси сампул йезисидики иллиқ аилисигә қайтип кәлгәндин кейин, биз униң ата-анисини телефонда зиярәт қилдуқ. Мухбиримиз гүлчеһрәниң бу һәқтики сөһбәт хатириси диққитиңларда болсун.
Мәттохтиниң дадиси мәтясин билән сөһбәт
-Мәттохти қанчә яшқа кирди?
-Бир айдин кейин 9 яшқа кириду.
-Қачан қандақ тепилди?
-Бир йерим ай боп қалди үрүмчидин әкәлдим. Бири телефон қиптикән, балаңла шуму тонувелиңлар дәп, үрүмчигә барғандин кейин йәнә телефон қилип балини бир аптобус бекәткә қоюп қойғанлиқини ейтти, берип қарисам мәттохти шу, әтрапида һечким йоқ бир дәм туруп бақтим һечким кәлмиди, балини қайтуруп кәлдим. Бала бәк қорқуп кәткән чеғи гәпму қилмиди, пәқәт йиғлиди шу....
-Қандақ йитип кәткән?
2013-Йили 12-айда аниси хотәндики базарға елип киргәндә анисиниң қешидин туюқсиз йоқап кәткән. Бир йил болди издимигән йеримиз қалмиди, из-дерики болмиған иди.
-Мәттохти өзиниң кимләр тәрипидин елип кетилгәнликини немиләргә учриғанлиқини ейтмидиму?
-Елип кәткәнләр балини көтүрүпла машиниға селип елип меңипту, кейин бир өйдә йошуруп йүрүптудәк. Уйғурларкән. Лекин башқа бирәр ишқа мәҗбурлап урулғанниң гепини қилмиди.
-Сақчилар балини елип қачқан яки хәвирини бәргәнләрни инчикиләп тәкшүрмидиму?
-Балидин сориди әмма мәттохти җиқ нәрсә дәп берәлмиди, уларму биләлмиди болғай.....
-Бир йил йоқап кәткән балини қандақ болуп қайтуруп бәргәнду? бу һәқтә немә ойлайсиз?
-Сүрийәниң ата аниси қизини издәп юртумизғиму кәлгән шу чағда көрүшүп мәттохтиниң издәш еланниму уларға бәргән,җәмийәттә йоқап кәткән балиларни қайта издәш күчәйгәндин кейин шуниң пайдиси болуп, худайим асанлиқ берип балиму тепилди.
-Бала қайтип кәлгәндин кейин җисманий роһий җәһәтләрдин саламәтликини тәкшүрүп көрдиңизму?
-яқ ундақ қилалмидуқ, иқтисадимиздиму қийинчилиқ болғандикин қилип кетәлмидуқ, балини издәймән дәп деһқанчилиқ қилалмидуқ бу йилму буғдай тералмидим, банкидин қәрз алған 15 миң кой қәрзим бар....
-Мәттохти мәктәпкә қайта кирдиму?
-Һәә оқуватиду, өзүм апирип келиватимән, бир айдин буян оқутқучилар билән тиришип йүрүп саватини чиқардуқ, өзиму 15 күнчә болуп қалди балиларға иләшкили.
Мәттохтиниң аниси һаҗинисахан билән сөһбәт
-Һаҗиниса балини тепивапсиләр мубарәк болсун.
-Рәһмәт, хош болдуқ, бала дегән адәмниң җени болғандикин...
-Сизниң қешиңиздин йоқап кәткәнмиди?
-Һә ә мениң қешимда иди, балиниң кичики қолумда иди, бирдинла йенимдин йоқап кәтти, бәк қорқуп кәттуқ...
-Нимидин бәкрәк әнсиридиңиз?
-Бир йолила йоқап кәткәндин кейин, нәдиду? сақ бармиду? немә қиливатқанду, қорқутуп қойғанмиду немә күнләрни көргәнду дәп азаблинип ичим ечишип сиқилип йүрдуқ. Бир йил өтүп кәтти.
-Оғлимиз билән қайта көрүшкәндә қандақ болдиңиз?
-Қайтип кәлгәндә өзүмни туталмай арқамға өрүлүп кәткили тас қалдим. Бәк оруқлап кетипту..Ишқилип бурунқидәк әмәс, бир немә демиди әмма йиғлапла турди...Бир йил анисидин айрилғандин кейин.
-Күлүп бақтиму?
-Һә ә әтиси күлди? тамақ йәватқанда күлди..
-Немә тамақ етип бәргәнтиңиз?
-Полу етип бәргән....
-Нормал кичик балилар аписиға әркилигәндәк сизгә әкиләмду?
-яқ, бәкму гәп қилмайду....
-Бешиңиздин өткән мушу бәхтсизликләрдин кейин башқа-ата аниларға, йәткүзидиған сөзлириңиз барму?
-Бешимизға бундақ ишлар келип бақмиғандин кейин бизму өз вақтида сәл қараптуқ, һазирқи җәмийәт қалаймиқан болғандин кейин, балиларни бир йәргә апарсақ қолини қоювәтмәй өзимиздин айримисақ болидикән, балиларғиму өзини қоғдаш тәрбийисини елип бериш зөрүркән.