Адәм бәдинидики әйдиз вирусни контрол қилиш мумкин болсиму, немә үчүн тәлтөкүс давалап сақайтқили болмайду?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.02.06
eydiz-control-teshwiqat.jpg Әйдизни контрол қилиш паалийити. 2013-Йили 13-өктәбир, хебей.
AFP

Әйдиз кесилини давалап пүтүнләй сақайтидиған бир дориниң чиққанлиқи тоғрисидики хәвәр нурғун кишилиримизниң диққитини тартти вә талаш-тартишларға сәвәб болди.

Әйдиз (HIV)әң тез кәң тариливатқан, инсанлар һаятиға тәһдит елип келиватқан интайин юқумлуқ вирус. Гәрчә һазир әйдиз кесәллики дора тәтқиқатида йеңи бөсүшләр һасил қилинип әйдиз вирусниң тарқилишини әң кичик даиридә контрол қилиш йоллири тепилған болсиму, әмма бу вирусни тәлтөкүс йоқитиш пүтүн дуня медитсина саһәсидә әң зор риқабәт яритиватқан мәсилиниң бири болуп кәлмәктә.

Нюйорктики коломбийә университетида медитсина тәтқиқати билән шуғуллиниватқан доктор мәмәтимин әпәнди узундин буян әйдиз кесили тоғрисида көп издинип, уйғурчә мақалилири елан қилинған вә көп қетимлиқ зиярәт программилиримиз арқилиқ уйғурларни әйдизгә қарши туруш билимлири билән тәминләп келиватқан теббий мутәхәссисләрниң бири. Бүгүн у, мухбиримиз билән өткүзгән сөһбитидә әйдизни пүтүнләй сақайтидиған дориниң техи барлиққа кәлмигәнликиниң сәвәбини айдиңлаштурувелишимиз үчүн чүшәнчә бәрди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.