Әйдиз бовақ тунҗи қетим давалашта пүтүнләй сақайтилди!

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.03.04
Uyghurlarda-eydiz-kisili-305.jpg Әйдиз юқумдарлириниң мөлчәрдики санлиқ мәлумати.
RFA/Arslan

Америка миссисипи штатида HIV Вируси билән туғулған бир қиз бовақ, туғулуп 30 саәттин кейин әйдзгә қарши давалашни қобул қилишқа башлиған, бир ай болғанда давалашниң үнүми көрүлгән, 18 айлиқ болғанда бу қизниң бәдинидики әйдиз вируси мөҗизә кәби пүтүнләй йоқап кәткән.

Әйдиздин сақайтилған бу тунҗи бовақ һәққидики хәвәр 3-март елан қилиниши билән, инсанларға әйдизни давалап сақайтишниң мумкинчилики һәққидә үмид беғишлиди. Күндә нәччә миң бовақ әйдиз вируси билән туғулуватқан бүгүнки күндә тунҗи қетим бир бовақниң әйдиздин давалап сақайтилиши 30 йилдин буян әйдизни давалашта инсанларниң басқан әһмийәтлик бир чоң қәдими һесаблиниду.

Миссисипида яшайдиған икки йерим яшлиқ қизниң әйдиздин пүтүнләй сақайтилғанлиқи америкидики нопузлуқ хәвәр агентлиқлиридин,CNN, NBA, USA TODAY қатарлиқларниң 4-март дүшәнбидики баш хәвири болди.

Миссисипи университети медитсина тәтқиқат институтиниң әйдиз мутәхәссислиридин доктор ханнаһ гәй қатарлиқ мутәхәссисләрниң атлантада өткүзүлгән 2013-йиллиқ медитсина тәтқиқат йиғинида йәкшәнбә күни ашкарилишиға қариғанда, HIV билән юқумланған бир һамилидар аял туғуштин илгири давалинишқа мувәппәқ болалмиған болсиму, әмма дохтурлар, у қизини йәңгип 30 саәттин кейин, бу қиз бовақниң тенидики әйдиз вирусиға қарши давалаш елип барған, бу қиз 18 айлиқ болғанда бу қизниң бәдинидин әйдиз вируси тепилмиған.

Миссипилиқ икки йерим яшлиқ бу қиз дуняда тунҗи әйдиздин сақайған бала болуп қалди.

Мутәхәссис ханнаһ гәй ахбаратларға бүгүн “бовақларға қарита балдур давалаш елип бериш арқилиқ әйдизни тамамән давалиғили болидиғанлиқидин үмид күтүватимиз. Әлвәттә бу, әйдизгә қарши тәтқиқат саһәсидики зор қәдәм, әгәр бу бовақ туғулмай турупла аниға нисбәтән әйдизгә қарши давалаш елип бериш пурсити болған болса, балиниң әйдиз билән юқумлиниш еһтимали интайин төвән болатти. Әгәр ана әйдиз вируси билән юқумланған тәқдирдиму һазирқи әйдизгә қарши дорилар арқилиқ балиға юқумлинишни 100% тосуп қалғили болиду, әмма әйдиз аниларниң ичидә давалинишни қобул қиливатқанлар 30% әтрапида, балиларниң юқумлинишини әмәлийәттә 2% кә чүшүргили болиду, нурғун болғуси аниларниң пәқәт йәңгишкә аз қалғанда яки йәңгиш җәрянида әйдиз билән юқумланғанлиқи байқалмақта. Бу сәвәблик балилар әйдиз анилардин туғулуш җәрянида юқумланмақта.

Хәвәрләрдә көрситилишичә әмәлийәттә, мутәхәссисләр бу қизға давалаш елип бериватқан чағниң өзидә униң аниси билән алақиси 10 ай үзүлүп қалған, мәлум сәвәбләр билән аниси 10 ай бурунла бу әйдиз қизиға дохтурлар буйруған әйдизгә қарши дориларни беришни тохтатқан, мутәхәссисләр10 айдин кейин тәкшүргәндә бу қизниң бәхткә яриша бәдинидә HIV вирусидин әсәрму қалмиғанлиқини, у қизниң әсли сақайған вақтини бир йерим яш дәп тәхмин қилғанлиқини билдүргән.

CNN Ниң бу һәқтики хәвиридә көрситишичә, бу миссисипилиқ бовақтин башқа, һазирға қәдәр дуняда әйдиздин сақайған бирла мисал болуп, у германийидә яшайдиған америкилиқ тимотей бровн, у 2007-йили сөңәк ракини давалитиш җәрянида әйдизлики байқилип мутәхәссисләр униң рак кесили билән әйдиз кесилигә қарши тәңла бир вақитта давалаш елип барған, бултур бровн ахбаратларға, дохтурлар, мутәхәссисләр көп қетим өзидин қан елип тәкшүрүш елип бериватқан болсиму, һазирғичә қайта әйдиз вируси байқалмиғанлиқини билдүргән. Әмма мутәхәссисләр униң әйдиз вирусидин қутулушиниң интайин аз учрайдиған мөҗизә икәнликини, униңдики ирсийәт характерлик сөңәк раки кесәлликиниң әйдиз вирусниң көпийишигә муһит һазирлимиғанлиқтәк алаһидә сәвәбләрдин униң қенидики әйдиз вируслири тәрәққий қилмиған дәп чүшәндүргән.

Мәсечусис әйдиз тәтқиқат мәркизиниң мәсуллиридин Carlos del Rio бүгүн америка агентлиқиниң зияритини қобул қилип “бу бала әслидә әйдиздин өлүп кетишиму мумкин иди, әйдиз тәтқиқат саһәсидики бу нәтиҗә асан көрүлмәйдиған бир алаһидә әһвал, әйдиз балиларниң давалашни қобул қилишини тохтитиш, уларниң ата-аниси тәрипидин бәлгиләнмәслики керәк” дәп әскәртти.

Тәтқиқатларға қариғанда, нөвәттә күндә миңдин артуқ бовақ әйдиз вируси билән туғулмақта, бу, әйдиздин сақайтилған техи тунҗи бала һесаблиниду, уйғурларму дуняда әйдизниң тәһдитигә башқиларға қариғанда кейинрәк болсиму, әмма интайин шиддәтлик учримақта, йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә әйдиз вируси җинсий алақә вә анидин балиға юқуш арқилиқ тарқилишниң асаслиқ йоли болуп қалғанлиқи мәлум.

Шундақла илгири уйғур елигә қаратқан зиярәтлиримиздин дохтурханиларниң әйдиз билән юқумланған болғуси аниларниң һамилини туғушқа рухсәт қилмай мәҗбурий бала чүшүрүш оператсийиси елип бериватқанлиқи ашкариланған иди.

Биз уйғур елидә 20 йилдин буян әйдизгә қарши тәшвиқат елип бериватқан әличи тәшкилатлардин “ярп зәһәрлик чекимлик вә әйдиздин мәслиһәт бериш мәркизи” ниң мәсули әхмәттин, америкида әйдиз билән юқумлинип туғулған бовақниң давалап сақайтилғанлиқидәк хәвәрниң уйғурларға нисбәтән қандақ әһмийити барлиқи һәққидә ойлиғанлирини соридуқ, у бу хәвәрдин бәкму хушал болғанлиқини, бу хәвәрниң башқа уйғурларға, болупму әйдиз билән юқумланған уйғурларға охшашла һаятлиқ үмиди беғишлайдиғанлиқини, бу хәвәрни уйғурларға көп тәшвиқ қилидиғанлиқини билдүрди.

Әйдиз мутәхәссиси гәй йәнә ахбаратқа “дохтурлар техи миссисипилиқ бу әйдиз бовақниң пүтүнләй сақийишиға неминиң сәвәб болғанлиқини техи ениқ билмәйду, биз йәнә бир мәзгилгичә бу балини көзитип туримиз” дәп тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.