Үрүмчи даирилири мусулманлар қәбристанлиқидин гөрлүк сетивелишни чәклигән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.06.21
qebristanliq.jpg Уйғур дияридики мәлум қәбристанлиқ.
Social Media

Хитай даирилириниң уйғур диярида мусулманларниң мейит узитиш ишлиридин тартип, дәпнә ишлириғичә болған миллий вә диний мурасимлириға қоюватқан түрлүк чәклимиләрниң күчәйтилгәнлики мәлум. Үрүмчидики йәрлик аһалиләрниң мусулманлар қәбристанлиқидин алдин йәрлик сетивелиши чәкләнгән. 

Радийомизға “үрүмчидики мусулманлар қәбристанлиқидин әмди йәрлик сетип берилмәйдиған бопту,” дәп учур йәткүзүлгән бир кишиниң язма мәлуматиға асасән ениқлаш елип бардуқ. 

Дегәндәк, үрүмчидики мәлум мусулманлар қәбристанлиқида көзәтчиликтә туруватқан бир киши 2018-йили киргәндин башлап өзи көзәтчилик қиливатқан мушу қәбристанлиқни қошқанда үрүмчидә бар болған 3 җайдики мусулманлар қәбристанлиқиниң һечқайсисидин гөрлүк йәр сетип берилмәслик һәққидә һөҗҗәт барлиқини билдүрди. Бу кишиниң чүшәндүрүшигә қариғанда, үрүмчи шәһәрлик миллий вә диний ишлар комитетиниң уқтурушида йәр қис болғанлиқи сәвәблик үрүмчидики аһалиләргә мусулманлар қәбристанлиқидин алдин гөрлүк йәр сетип беришкә болмайдиғанлиқи бәлгиләнгән икән. Бу бәлгилимә бу йилдин башлап иҗра қилинип кәлмәктә икән. 

Бу кишиниң ейтишичә, даириләр бирдин артуқ гөрлүк йәр сетивалидиған әһвалларни тосуш үчүн бу бәлгилимини чиқарған икән. Лекин үрүмчидики бу мазарлиқта йәнила гөрлүк үчүн аҗритилған орунлар бар болуп, һазирқи иҗра қилиниватқан бәлгилимә бойичә сақчи орунлири, дохтурхана вә хәлқ ишлири орунлириниң испати толуқ болмай туруп қаза қилғучиниң уруқ-туғқанлириға гөрлүк йәр сетип берилмәйдикән, пәқәт испати толуқ болғанда 5180 йүән төләп бир кишилик гөрлүк йәр сетивелишқа һәмдә шу күни дәпнә қилишқа болидикән. 

Үрүмчидики мусулманлар қәбристанлиқидин алдин гөрлүк йәр сетивелишқа болмайдиғаниқи һәққидики бәлгилимә үрүмчидики хитай қәбристанлиқлиридиму охшаш иҗра қилиниватамду-йоқ? бу һәқтә үрүмчи шәһәрлик диний вә миллий ишлар тармақлириға қилған телефонлиримиз уланмиди. Лекин үрүмчидики әң чоң вә әң кона хитай қәбристанлиқи болған шәһәрлик 1-қәбристанлиқтин телефонимизни алған хитай хадим “гөрлүк йәр сетивелишқа һечқандақ чәклимә йоқ, бизгә ундақ бир һөҗҗәт чүшмиди,” дәп җаваб бәрди. 

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратмилиқ йүргүзүватқан сиясәт-тәдбирлиридин, уйғурларниң диний вә миллий кимликила әмәс, бәлки той-төкүн, нәзир-чирағ, дәпнә ишлирини өз ичигә алған өрп-адәт, турмуш усуллириниму хитайлаштурушни мәқсәт қиливатқанлиқи һәр тәрәпләрдин мәлум болмақта. Аталмиш “икки йүзлимичи” ләрни тазилаш вә динсизлаштуруш һәрикәтлиридә һәтта бәзи җайларда даириләрниң уйғур кадирларни өзини “динсиз” дәп елан қилишқа, өлгәндин кейин өзлирини хитайчә усулда көйдүрүп дәпнә қилиш һәққидики вәсийәтнамигә қол қоюшқа мәҗбурлиниватқанлиқиму инкас қилинған иди. 

Вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши йеқинда елан қилған “хитай һөкүмити өзиниң ассимилятсийә сияситини ‛динни хитайчилаштуруш‚ арқилиқ күчәйтмәктә” намлиқ доклатида “динни хитайчилаштуруш -диний етиқадни пүтүнләй контрол қилиш истратегийәсини әмәлгә ашурушни мәқсәт қилған сиясәтниң ахирқи қисмидур,” дейилгән. Униңда уйғурларниң барлиқ диний етиқад паалийәтлиридин башқа йәнә уларниң күндилик һаятидики өрп-адәтлиригичә хитай һакимийитиниң назарити астиға елинғанлиқи көрситип өтүлгән. Даириләрниң һәтта уйғурларниң той-төкүн, нәзир-чирағ, өлүм-йитим вә дәпнә мурасимлириғичә қол тиқип, уларни зор күч билән хитайлаштурушқа урунуватқанлиқи тәнқид қилинған иди. 

Бир йилдин буян хитай даирилириниң уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилип, “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” гә солиши яки қамақ җазалириға һөкүм қилиши билән тәң бәзи җайларда йәнә җиназа вә дәпнә ишлириға 15 тин артуқ адәм қатнашмаслиқни бәлгиләп иҗра қиливатқанлиқи мәлум.

Хитай даирилириниң йеқиндин буян пүтүн уйғур диярида, һәтта уйғурлар нопуси мутләқ күп санни игиләйдиған җайлардиму җәсәт көйдүрүш орунлирини қурушни күчәйткәнлики түрлүк гуман вә қиясларни мәйданға кәлтүрмәктә. 

Мушундақ җиддий бир вәзийәттә уйғурларниң гөрлүк йәр сетивелишиғиму чәклимиләрниң қоюлуши бәзи көзәткүчиләр илгири сүрүватқандәк, бу уйғурларниңму җәсәтлириниң көйдүрүп дәпнә қилиштәк бир йөнилишкә мәҗбурлинидиғанлиқидин дерәк берәмду-қандақ? үрүмчи мусулманлар қәбристанлиқидики көзәтчи хадим бу соалимизға “бу һәқтә техи бир нәрсә аңлимидуқ, ундақму болуп кәтмәс...” дәп мүҗмәл җаваб бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.