Хитайда тарқалған х7н9 типлиқ қуш зуками һәққидә инкаслар
2013.04.05
Хитай даирилириниң 5 - апрел җүмә күни хәвәр қилишичә, бу қетим хитайда тарқалған қуш зуками җеҗяң өлкиси вә шаңхәй шәһиридә байқалған.
5 - Апрелғичә хитайда қуш зуками билән юқумланғанлар 16 гә йетип, 6 адәм өлгән. Һалбуки хитай тилидики бошүн қатарлиқ тор бекәтлири, б б с агентлиқи, әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилған шаңхәйлик пуқралар, бу қетимқи чошқа зуками вәқәсиниң өткән айда шаңхәйниң хуаңпу дәрясидин еқип кәлгән өлүк чошқилар вәқәси билән мәлум бағлиниши барлиқи еһтималини илгири сүрүп, йеқиндин буян шаңхәй хәлқиниң тоху қатарлиқ өй қушлирини вә чошқа гөшини истемал қилиштин еһтият қиливатқанлиқини билдүрди.
Хитай йеза игилик министири елан қилған әң йеңи хәвәрдин мәлум болушичә, җеҗяң, җяңсу, шаңхәй қатарлиқ җайларда байқалған қуш зуками башқа районларғиму кеңәйгән болуп, бүгүн хоңкоңдики 7 яшлиқ бир қизниңму қуш зуками билән юқумланғанлиқи мәлум болди. 5 - Априлғичә хитайда байқалған қуш зуками юқумдарлириниң 6 нәпири өлгән болуп, улардин төт нәпириниң шаңхәй шәһиридин болуши, шаңхәй шәһиридә җиддийлик пәйда қилған.
Хитай йеза игилик министирлиқи җүмә күни елан қилған баянатида әвришкә елип тәкшүрүлгән тохо, кәптәр топлири ичидә х7н9 типлиқ чошқа зуками байқалғандин кейин, җүмә күнидин башлап шаңхәй шәһиридики барлиқ қуш мәһсулатлири базарлири тақалғандин башқа, базардики тирик тохуларниң һәммисини өлтүрүш буйрулған. Мәлум болушичә, даириләр 5 - април күни шаңхәй қуш мәһсулатлири базиридики нәччә он миң тирик тохони өлтүрүп, бир тәрәп қилғандин кейин өй қушлири фермилириға мувапиқ төләм бәргән. Гәрчә һөкүмәт даирилири шәһәр аһалисиниң көңлини әмин тапқузуш үчүн һәр хил тәдбирләрни алидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма шаңхәй қатарлиқ шәһәрләрдики пуқралар арисида йәнила әнсизлик кәйпияти әвҗ алған.
Түнүгүндин башлап қуш зуками юқумдарлириниң көпийишигә әгишип, шаңхәй пуқралирида әнсизлик күчәйгән. Бүгүн әнгилийә б б с агентлиқиниң зияритини қобул қилған җаң фамилилик шаңхәйлик ханим, бу қетимқи қуш зукаминиң 10 йил илгирики сарс кесилидәк вәһимә пәйда қилмиған болсиму, әмма шаңхәй шәһәр аһалисидә йәнила вәһимилик кәйпият күчәйгәнликини, дориханиларда юқумлуқ зукамниң алдини алидиған осма йилтизи қатарлиқ дориларниң бир кечидила түгәп кәткәнликини, һәрқайси дохтурханиларниң җиддий кесәлләр бөлүмигә зукам сәвәбидин кәлгән бимарларниңму илгирикидин һәссиләп көпәйгәнликини, йәр асти пойиз бекити қатарлиқ аммиви сорунларда маска тақайдиған кишиләрниң көпәйгәнликини билдүргән.
Радиомиз хитай бөлүми игилигән учурлардин мәлум болушичә, өткән һәптидин буян шаңхәй аһалилири тохо, өрдәк қатарлиқ қуш мәһсулатлирини истимал қилишни тохтатқан. Ундин башқа шәһәр аһалилири чошқа гөшиниму истимал қилиштин еһтият қилишқа башлиған. Радиомиз зияритини қобул қилған шаңхәй пуқралириниң билдүрүшичә, өткән айда хуаңпу дәрясидин еқип кәлгән өлүк чошқа вәқәси шаңхәй аһалисидә бу чошқиларниң туюқсиз өлүшигә ниспәтән гуман қозғиғачқа, нөвәттә шаңхәйдә гөш истимал қилмайдиғанлар барғанчә көпәйгән.
Шаңхәйлик чйән әпәнди өткән айда шаңхәй хуаңпу дәрясидин еқип кәлгән өлүк чошқа вәқәси һәққидә тохтилип “һазир шаңхәйликләр тохо, өрдәк гөшлирини йимәйватиду. Өткән айда хуаңпу дәрясидин еқип кәлгән зор түркүмдики өлүк чошқа вәқәси сәвәбидин, шаңхәй аһалиси гөш мәһсулатлирини истимал қилиштин еһтият қиливатиду” дегән.
Мәлум болушичә, хитайниң гуаңши, йүннән, гәнсу қатарлиқ өлкилиридиму өткән айниң ахиридин башлап юқумлуқ зукам әвҗ алған болсиму, әмма даириләр бу өлкиләрдә х7н9 типлиқ қуш зукаминиң тарқалғанлиқ еһтималини инкар қилди. 3 - Айниң 20 - күни гуаңши өлкисидә 30 нәччә оқуғучида туюқсиз қиззиш, йөтилиш,мағдурсизлиниш аламәтлири көрүлүп,дохтурханиға елип берилип тәкшүрүлгән болсиму, әмма даириләр буни х1н1 а типлиқ зукам дәп елан қилип, бу кесәлләрниң х7н9 типлиқ қуш зуками билән мунасивити йоқлуқини билдүргән. Ундин башқа йүннәндә саяһәттә болүватқан бир нәпәр тайлантлиқ аял 3 - април чаршәнбә күни туюқсиз қиззиш сәвәбидин күнмиң шәһәрлик 1 - дохтурханиға апирилип, давалаш үнүм бәрмәй 4 - април пәйшәнбә күни дохтурханида өлгән болуп, бу вәқә у аялниң кесили һәққидики һәр хил пәрәзләргә сәвәб болған. Әмма йүннән өлкилик сәһийә идариси җүмә күни баянат берип тайлантлиқ саяһәтчиниң өпкә кесили билән өлгәнликини, униңда х7н9 типлиқ қуш зуками вирусиниң байқалмиғанлиқини билдүргән. Бүгүн йәнә гәнсу өлкилик сәһийә идарисиму баянат берип, тор бекәтлиридә тарқалған гәнсуда х7н9 типлиқ қуш зуками вируси һәққидики учурларни инкар қилип, гәнсуда байқалған зукамниң адәттики х1н1 типлиқ юқумлуқ зукам икәнликини билдүргән.
Хитай һөкүмитиниң бу қетимқи қуш зуками вәқәсигә тутқан бу хил пассип позитсийиси хәлқара җәмийәтниң йәнә бир қетим диққитини қозғиди. Бу һәқтики хәвәрләрдә хитай даирилириниң өткән айда шаңхәй хуаңпу дәрясидин еқип кәлгән зор көләмдики өлүк чошқа вәқәсигә тутқан пассип позитсийиси тилға елинип, бу қетимқи қуш зуками вирусиниң әмәлийәттә бу йил 3 - айниң бешида йәни хитайда икки қурултай ечиливатқан мәзгилдила байқалған болсиму, әмма даириләрниң вәқәниң әсли маһийитини йошурғанлиқи илгири сүрүлди. Хәвәрләрдә йәнә даириләрниң бу қетимқи қуш зуками вәқәсигә ниспәтән, бундин он йил илгири хитайда йүз бәргән сарс кесили вәқәсини хәлқарадин йошуруш қилмишини қайта тәкрарлаватқан болуши мумкинлики һәққидиму баянлар берилди.
Бүгүн тәйвән мәтбуатлири елан қилған хәвәрдин мәлум болушичә, шаңхәй шәһири вә җеҗяң өлкиси билән сода һәмкарлиқи күчлүк болған тәйвәндә йеқинда хитайниң қуш зуками тарқалған районға берип кәлгән сәккиз нәпәр тәйвән пуқраси қаттиқ тәкшүрүлүп, уларда х7н9 типлиқ қуш зуками вируси байқалмиғандин кейин өйигә қайтурулған. Тәйвән даирилири йәнә җүмә күнидин башлап, хитайниң шаңхәй,җеҗяаң, җяңсу, әнхуй қатарлиқ җайлиридин кәлгән һәрқандақ кишини чеградин кириштин илгири уларда х7н9 типлиқ қуш зуками вируси бар - йоқлуқини қаттиқ тәкшүрүшни уқтурған. Тәйвән даирилири йәнә хитай чоң қуруқлуқ билән тәйвән оттурисида қатнайдиған айропиланда хитайдин кәлгән тохо гөши йимәклири бирдәк чәклинидиғанлиқини уқтурған.
Хитайниң йеқин қошниси болған японийәниң җүмә күнидики хәвәрлиридә, японийиниң хитайда тарқиливатқан х7н9 типлиқ қуш зукамиға диққәт қиливатқанлиқи баян қилинип, хитай тәрәптин бу хил қуш зуками виросиниң әвришкисини тәләп қилғанлиқи вә шуниңға асасән бу хил кесәлгә қарши ваксина ясайдиғанлиқи билдүрүлгән, хәвәрдә дейилишичә, японийә хитай даирилиридин хитайда тарқиливатқан қуш зукаминиң һәқиқий әһвалини хәлқараға әйнән ашкарилашни тәләп қилған.