Хитайда таралған сахта ваксинилар һәққидә япон вә уйғурларниң инкаслири

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.03.29
Sistira-qizlar-doxturxana-305.jpg Уйғур райони мәлум дохтурханидики сестра қизлар. Сүрәт японийәдә нәшр қилинған “уйғур ханим-қизлириниң турмуш әһвали” намлиқ япон тилидики китабтин сүрәткә елинди.
RFA/Qutluq

Мәлум болушичә, көплигән японлар японийәгә кәлгән хитай саяһәтчилириниң көпләп дора сетивалидиғанлиқиниң сәвәбини хитайдики дора вә окулларда бу хилдики сахтилиқ болғанлиқтин дәп қарайдикән.

25-Март японийә таратқулири хитай даирилириниң уқтуруш чиқирип сәндуңда ишләнгән 12 хил сахта ваксинниң 24 өлкигә таралғанлиқини елан қилғандин кейин, көплигән японлар бу һәқтә охшимиған қарашларни баян қилған.

Биз хитайда таралған сахта ваксинилар һәққидә бир қисим японлар вә уйғур елидики дохтурлар билән бу һәқтә телефон сөһбити елип бардуқ.

Японийә телевизийә қаналлириниң хитайда таралған сахта ваксинилар һәққидики хәвиридин хәвәрдар болған японийәлик обзорчи миура котаро бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “ хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буян әзәлдин хәлқниң сағламлиқиға көңүл бөлмәй кәлди. Хитайда намратлар билән пулдарларниң дориси вә окули пәрқлиқ.”

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси доктор турмуһәммәт һашим японийә мәтбуатлирида берилгән бу һәқтики хәвәргә нисбәтән бир қисим японларниң қарашлирини оттуриға қойди.

Биз хитайда ишләнгән сахта ваксиниларниң уйғур елиға тарқилиш әһвали һәққидә тәпсилий мәлуматқа игә болуш үчүн уйғур аптоном районлуқ хәлқ дохтурханисиниң сайбағдики тармақ дохтурханисиға телефон қилдуқ.

Зияритимизни қобул қилған қәшқәр шәһәрлик теббий давалаш мәркизиниң бир хадими сахта васкинлар балиларға урулғанда көрүлидиған бир қисим аламәтләр һәққидә тохталди.

Хотән вилайәтлик теббий давалаш мәслиһәт мәркизиниң бир хадими зияритимизни қобул қилип, һазирчә хотәндә хитайда ишләнгән сахта ваксина һәққидә һечқандақ бир инкасниң йоқлуқини илгири сүрди.

Биз бу һәқтә йәниму тәпсилий учурға игә болуш үчүн бейҗиң шәһәрлик юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш понкитиға телефон қилған болсақму, бирақ қарши тәрәп телефонни алмиди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.